• Гезитимиз җанкөйәрлири
  • 24 Желтоқсан, 2015

Яңра, «Уйғур авази»!

Әхмәт Һәсән Яңра  ана тилханимиз — «Уйғур авази, Һозуруңдур жүригиңдә күй навари. Униң билән чиқур әлниң дил хумари,Көйүнүш һәм сөйүнүштә қәлб дәвари. Сөйүнүп һәр бәт қуридин роһ алисән, Оқуп изгү чолпинини, күч алисән. Йезил дәрһал, қеним «Уйғур авазиға», Жүрәк бағрим, җеним «Уйғур авазиға!». Өз гезитин сөймигәнниң нәри инсан? Пулум йоқ дәп қачур һәтта бәзи инсан. Той-төкүндә чачсаң рази қанчә йүз миң, Бир гезитқа йезилғидәк йоқму пулуң? Кам йериң йоқ,  достум, хошнилардин, Ибрәт алған гезитхумар оқурмәндин. Нә сәвәптур һазирғичә йезилмапсән? Немә сәвәп? Һәҗәп әлдин кейин қапсән. Һәммимиз тәң, қоғдайдиған өз гезит бу, Хуш авази өзгичә бир нур гезит бу! Илтимасим, йезилиңлар бурадәрләр, Көңүл көкси дәриясиман җаң-жигәрләр. Кечиксәңму һеч қиси йоқ, йезил достум, Дәр едим чин әл алдида:« Есил достум!». Әһли йүрташ оқурмәни күйләр Шуңқар, Әл бирлигин дәп һемишәм   сөзләр Шуңқар.

453 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы