• Йеңилиқлар
  • 21 Қаңтар, 2016

Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Пәрмани

Бәшинчи қетим сайланған Қазақстан Җумһурийити Парламентиниң Мәҗлисини тарқитиш вә Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлиси депутатлириниң новәттин ташқири сайлимини бәлгүләш тоғрилиқҚазақстан Җумһурийити Конституциясиниң 44-маддисиниң 2-пунктиға, 63-маддисиниң 1-пунктиға, «Қазақстан Җумһурийитидики сайлам тоғрилиқ» Қазақстан Җумһурийити Конституциялик қануниниң 85-маддисиға мувапиқ тохтам қилимән: Бәшинчи қетим сайланған Қазақстан Җумһурийити Парламентиниң Мәҗлиси тарқитилсун. Партиялик тизимлар бойичә сайлинидиған Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлиси депутатлириниң новәттин ташқири сайлими 2016-жилниң 20-март күнигә бәлгүләнсун. Қазақстан хәлқи Ассамблеяси сайлайдиған Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлиси депутатлириниң новәттин ташқири сайлими 2016-жилниң 21-март күнигә бәлгүләнсун. Қазақстан Җумһурийити Мәркизий сайлам комиссияси Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлиси депутатлириниң новәттин ташқири сайлимини тәйярлашни вә өткүзүшни уюштурсун. Қазақстан Җумһурийитиниң Һөкүмити, Астана вә Алмута шәһәрлириниң, вилайәтләрниң һакимлири Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлиси депутатлириниң новәттин ташқири сайлимини тәшкилий, маддий-техникилиқ вә мәбләғ билән тәминләш бойичә барлиқ һаҗәтлик чариләрни дәрһал қобул қилсун. Мошу Пәрман елан қилинған күндин башлап күчигә кириду.

Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Н.НАЗАРБАЕВ

Астана, Ақорда, 2016-жил 20-январь

320 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы