• Йеңилиқлар
  • 03 Наурыз, 2016

Сеғиниш

Чирайлиқ баһар айлири. Далада, идир-қирларда, жилниң әркә пәсли — баһар тәнтәнә қилмақта. Баһар гүллири билән безәлгән Ана йәр,  худди баһар аптивиға қахлинип һәммигә тәкши қулақ селип ятқандәк җим-җит. Жирақ асмандин қушларниң йеқимлиқ сайрашлири дилға арам беғишлайду. Чиңқи чүш. Трактор четилмисиға бесилған қиғни, баш агроном көрсәткән шаңға төкүп, өйгә қайттим. Қорғас — Пәнҗим йолида бирхил илдамлиқта келиватимән. Төмүр тулпар маңа бойсунған. Йезиниң сиртидики кона түгмән йенидин өтүветип, назук қәлбим кимниду сеғинғандәк, шу таман үмүт билән бақтим. Һәҗава! Көзлиримгә ишәнмәй ихтиярсиз тохтидим. Кона түгмән йенидики йоған ақ ташта олтарған бир гәвдә мени ихтиярсиз өзигә җәлип қилди. Мүмкин әмәс! Баш чайқидим. Бәлким, көзлирим мени алдаватса керәк. Тракторни өчирип, шу таман қәдәм ташлидиму, тилим тутулуп, һәйкәлдәк қетип туруп қалдим. Өзәмгә тонуш шу көзләр! Жүригим өз соқушини бузуп типирлатти. У һава рәңлик йеник машинисини ақ таштин сәл нери — он жил авал иккимиз бәслишип, төрт қулақлар издигән, җайға тохтитипту. О, һаят! Немиләр болуватиду, ейтқина маңа, көзлирим мениң кимни көрүватиду? Һәр жили баһарда өзәм үчүн қәдирдан болған бу җайдин кимгиду атап гүлләр терәттим. Бу қетим униң қоллирида гүл! Мән сөйгән, өзи сөйгән баһар чечәклири! Униң қоллири титирәп туратти. Сәл кейин чекиндим. У қоллирини мән таман сунуп, дадил қәдәм ташлиди. Чачлириға хелила ақ арилиған болсиму, амма палванларчә қәдди-қамити һеч өзгәрмигән. –  Мениң қәлбим баһари! –  у қулақлиримға сивирлап, үзлиримни үзлиригә яқатти. Қолидики баһар чечәклирини, чачлиримға, қулақлиримға қистуратти. –  Көзлири хумарим! – йәнә бир мәртә өзәмгә егә болалмиған һалда, униң палванларчә кәң ғулачлири арисида қалдим. Униң чачлиридин чиқиватқан йеқимлиқ һидидин тоюп-тоюп нәпәс алдим. Сеғинған жүрәкләр бир-бирини тепишқан еди... Аста чиққан иллиқ баһар сәлкини бизни сөйүп, баһар чечәклири тәбриклигәндәк еди. Кона түгмән йенида шох аққан өстәң сүйи техиму өркәшләп, қәйәрдиду қушлар зил авазда сайратти...

  Ризванәм РОЗИЕВА.

 Төвәнки Пәнҗим йезиси, Панфилов наһийәси.

390 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы