• Йеңилиқлар
  • 10 Наурыз, 2016

...Сөзни қил сиғар йәргә

Ершат ӘСМӘТОВ, «Уйғур авази». a.ershat@mail.ru Һазир, елимизниң барлиқ җайлиридикидәкла, Алмутидиму Парламент Мәҗлиси вә йәрлик мәслиһәтләр сайлими һарписидики депутатлиққа намзатларниң тәшвиқат-тәрғибат паалийәтлири қизғин жүргүзүлүватиду. Техи түнүгүнла шундақ чарә-тәдбирләрниң бири җәнубий пайтәхтниң уйғурлар зич орунлашқан мәһәллилириниң биридә өтти. Шуниң даирисидә уюштурулған концертлиқ программида, намзатниң миллитидин қәтъий нәзәр, қазақ, уйғур, рус вә   башқа тилларда нахша-сазлар яңриди. Жуқури кәйпияттики сайлиғучилар буниңдин хурсән болупла қалмай, иҗрачиларға җор болди һәм уссулға чүшти. Шу пәйттә биз уларға қарап зоқланғач, хошаллиғиму, қайғусиму ортақ, көпмилләтлик Қазақстан диярида яшаватқинимиз билән пәхирләндуқ. «Президентимизниң «Бир әл — бир тәғдир — бир келәчәк!» дегини мошу әмәсму!» дегән ойму кәлди бизгә. Алдинқи қатарда мошуниң һәммисини тамашә қилип олтарған мөтивәрлиримизниң чеһридин «Заманимиз теч, асминимиз очуқ, хәлқимиз аман болғанға немә йәтсун!» дегән изналарни сезивелиш тәс әмәс еди. Шу арида уларниң арисидики буғдай өңлүк, йеши сәксәнләрниң әтрапидики бир бовай мени йениға чақиривелип: «Силәрниң гезитиңларни оқуп келиватқинимға йерим әсирдин ашти. Умумән, «Уйғур авазини» бәк қәдир тутимән. Аңлишимчә, силәр уйғур телевизиясиниң ечилишиға қарши болуветипсиләрғу. Немишкә мошундақ пәйттә бир-бириңларни қоллимайсиләр?» дәп қалди. Мөтивәрниң соали орунлуқ. Әндишисиму тоғра. Амма, ечинарлиғи, ақсақалға тамамән хата әхбарат йетип кәлгән. Униң үстигә буниңдин бир-икки һәптә илгири гезитимиз җанкөйәрлиридин җамаәтчилик арисидики бәзибир баш қошушларда айрим натиқларниң мошундақ бурмиланған хәвәрләрни тарқитип жүргәнлиги һәққидә аңлиғинимиз бар. Қулиғимиз бу хилдики кәлсә-кәлмәс мәнтиқисиз параңларға үгинип қалғачқа, униңға анчила етивар берип кәтмигән едуқ. Амма гезитимизни йоруқ көргән күндин башлап оқуп келиватқан, миллитимиз тәғдиригә бепәрва қаримайдиған атимизға гәпниң растини ейтип, чүшәндүрүшкә тоғра кәлди. —  Мени тиңшаң, чоң дада, — дедим униңға. — Бизниң жүригимиз «уйғур» дәп уруп турса, томурумизда уйғур қени орғуп турса, қандақларчә хәлқимиз мәнпийитидики изгүлүк ишларға қарши чиқишимиз мүмкин? Уйғур телевизиясиниң ечилидиғанлиғи тоғрилиқ гәп қозғалғанда, униң раст-ялғинини билиш мәхситидә, биз билән көплигән гезитханлиримиз хәвәрләшти. Шуниңдин кейин биз бу ишниң тәшәббускари — Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Абдуллам Һошуровқа беваситә мураҗиәт қилип, уни «Уйғур авазиниң» қобулханисиға» тәклип қилдуқ. Жигирмә күнниң ичидә гезитханларниң һәм өзимизниң соаллирини тәйярлап, Абдуллам  Абдуқадир оғлиниң қолиға тапшурдуқ. Әң әвзили, өз мәхсәт-муддиасини изһар қилип, хәлиққә чүшәндүрүши үчүн зор имканийәт яраттуқ. Һә, җавапларниң җамаәтчиликни қанчилик дәриҗидә қанаәтләндүргәнлиги бизгә намәлум. Һәр һалда, бу мәсилидә көплигән чүшәнмәсликләр болғачқа, хәлқимиз ичидә униңға гуман билән қарайдиғанларму йоқ әмәс. Амма, ишәнчимиз камилки, уйғур телевизиясиниң ечилишиға қарши чиқидиған бирму уйғур йоқ! Бизму шулар җүмлисидин. Халаймиз, шуниң билән биллә әндишә қилимиз. Әмәлгә ешиши бәк қийин болсиму, бу ишниң ахири көңүлдикидәк чиқсекән дәп тиләймиз. Һә, «әндишә қилиш» билән «қарши чиқишниң» арисида хелә чоң пәриқ бар. Шуңлашқиму пикирләрниң бурмилишиға һәргиз йол қоймаслиғимиз керәк. Қисқиси, милләт бирлигини бузушқа қаритилған һәрқандақ ойдурма,  әпқачти гәпләргә берәр җававимиз мошу. Әнди зиялилиримиз арисиға адавәт уруғини сепиш яки уларни бир-биригә қарши қоюш мәхситидә жуқуридикидәк сәпсата сөзләрни таратқучиларға ейтаримиз —  бирини көтириш үчүн иккинчи бирини чүшириш шәрт әмәс. Хәлқимизниң  бирлиги билән өмлүгигә дәхил йәткүзидиған, миллий мәнпийитимизгә зийини тегидиған шундақ илләттин бирәтола қутулуш лазим. Мундақ гәпләрни аңлиған қандашлиримизму бепәрвалиқ қилмай, униң «муәллиплиригә» шу йәрдила җиддий рәддийә бериши керәк. Шу чағдила биз ушшақ сөзлири билән чоң ишлиримизға дәхил йәткүзидиған зиянкәшлиримиздин қутулалаймиз. Мошу йәрдә исми дунияға мәшһур шаир, публицист Олжас Сулейменовниң «Тағларни пәсәйтмәй, далани көтирәйли» дегән ибарисини әсләп өткинимиз тоғра. Шундақла хәлқимиздә «Суни сәп сиңәр йәргә, сөзни қил сиғар йәргә» дегән нәқил бар. Шуңлашқиму сүйиги йоқ тилимизни өз әркигә қоювәтмәй,  һаҗәт болғанда униң тизгинини тартип турғинимиз тоғра.

455 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы