- Мәдәний мирас
- 31 Наурыз, 2016
Уйғур тарихидики Ладақ йоли
Ладақ йоли — уйғур ели билән Һиндстан арилиғидики тарихий кәчмишләр билән сехирлиқ әслимиләргә бай сода-алақә йолидур. Гималай тағлирини кесип өтидиған бу йол ХІХ әсирниң ахири билән ХХ әсирниң биринчи йеримиғичә болған тарихий җәриянда икки дөләт арисидики мунасивәттә интайин муһим роль ойниған.Тарихчи Мирза Һәйдарниң «Тарихий Рәшиди» намлиқ әсәридики баянларға қариғанда, ХVІ әсирдә Йәкән Сәидийә ханлиғи Ладақ йоли арқилиқ қошун киргүзүп, Кәшмирни бир мәһәл истила қилған. ХІХ әсирниң иккинчи йеримидин кейин Һиндстанни мустәмликисигә алған Бүйүк Британия империясиниң әлчилири мошу йол арқилиқ Қәшқәрия дөлитигә йол тутқан.
Ладақ йолида әсирләр давамида уйғурлар жутидин һәҗ сәпиригә атланған тәқвадарларниң, сода-тиҗарәт үчүн Һиндстанға йол салған карванларниң һәм вәтинини тәрк етишкә мәҗбур болған инсанларниң излири қалған. Мәрһум Әһмәд Зияийниң 1947-жили «Қәшқәр» гезитидә бесилған «Ладақ йолида карван» намлиқ әсәри уйғур әдәбиятидики бу мавзуға беғишланған тунҗа сәяһәт хатирисидур.
Шаир вә язғучи Әһмәд Зияий (1913 — 1989) ХХ әсирдики уйғур әдәбиятиниң көрнәклик намайәндилириниң бири. Әдәбият тәтқиқатчилири әдипниң уйғур классик әдәбияти билән һазирқи заман уйғур әдәбияти оттурисида көрүклүк роль ойниғанлиғини алаһидә тәкитләйду. Муәллип әсәридә өзиниң Қәшқәрдики гоминдаң түрмисидә 552 күн ятқанлиғини, әркинликкә чиққандин кейин һаятиға туғулған ховуптин сақлиниш мәхситидә 1946-жилниң ахирида Қағилиқтин Ладақ йолиға қарап атланғанлиғини тилға алиду. Ладақ сәпиридин кейин әдип хатирилирини тамамлап, 1947-жили «Қәшқәр» гезитидә елан қилиду. Бәхиткә қарши, тәвәдә йүз бәргән айрим боран-чапқунлар дәвридә әсәрниң санақлиқ нусхилири йоқап кетиду. Униң йеганә нусхиси швед миссионерлириниң васитиси арқилиқ уйғуршунас алим Гуннар Яррингниң қолиға чүшиду. Һә, у өз новитидә бу бебаһа әсәрни Стокгольм университетиниң Шәриқ тиллири факультетиға тәғдим қилиду.
www.rfa.org
340 рет
көрсетілді0
пікір