• Мәдәний мирас
  • 28 Сәуір, 2016

Уйғур вә Кәшмир муқамлиридики охшашлиқлар

Кәшмирниң (Һиндстан) Софиями муқами билән он икки муқамниң музыка ритми, аһаңдарлиғи, гармонияси һәм мистикилиқ мәзмуни җәһәттин охшашлиғи дуния алимлирини қизиқтурмақта. Җүмлидин мәзкүр мәсилә Лондон (Англия) университети Шәриқшунаслиқ вә Африка илмий-тәтқиқат институтиниң тәтқиқатчиси, профессор Рейчел Харрис ханимниң диққитиниму өзигә җәлип қилған. У бу һәққидә Италияниң Венеция шәһиридә «Оттура Азиядики музыка, сәнъәт вә роһанийәт» мавзусида өткән хәлиқара илмий-муһакимә жиғинда доклад оқуди.

Мениң уйғур он икки муқамини орунлап, униң үстидә тәтқиқат елип бериватқинимға узун жил болди, — дәйду Харрис ханим мухбирларға бәргән сөһбитидә. — Һә, Кәшмир муқамиға қизиқишим Сирингарда уюштурулған музыка тәтқиқатчилириниң баш қошушида пәйда болди. Шуниңдин бери у мени беарам қилип келиватиду. Инглиз алиминиң пикричә, һәр икки муқам бир-биридин пәриқләнсиму, музыкисида, болупму бәзи чалғу әсваплирида зор охшашлиқ бар. Мәсилән, кәшмир­лик­ләрниң «саз» дегән әсвави долан ғеҗигиниң нәқ өзи. Һәтта шәкли, тарлири, пәдилиригичә охшап кетиду. Софияна муқамини аңлисиңиз, бизниң он икки муқамниң мәшриви билән 2-дастани ядиңизға келиду. Тәтқиқатчиниң қари­ши­чә, жуқурида қәйт қилинған муқамларниң ритм җәһәттики ортақлиғи уларниң сопилиқ әнъә­нисигә мунасивәтлик. Йә­ни уйғур муқамлирида ашиқлиқ туйғулири бай­қалса, кәшмирликләр сама, һапизлиқ һәм саналарни софизм аһаңиға селип ейтиду. Мошуниңға қарап буниңдин йүзлигән жиллар илгири сопилар Кәшмир билән Шәрқий Түркстан арисида қатнап, бир-бириниң сопилиқ адәтлирини қобул қилған болуши мүмкин дәп тәхмин қилишқа болиду. Чүнки сопилиқ әнъниси билән муқам әнъәниси өзара йеқин мунасивәткә егә. Булту октябрь ейида Италия мәдәнийәтләрара селиштурма музыка тәтқиқат институти, Венеция Сафоскари университетиниң пәлсәпә вә мәдәний мираслар бөлүми вә Лондон университети йенидики Шәриқшунаслиқ вә Африка илмий-тәтқиқат институти һәмкарлиқта уюштурған «Оттура Азиядики музыка, сәнъәт вә роһанийәт» мавзусидики әнҗуманға Лондон уйғур ансамблиниң һулини салғучи қериндишимиз Әзиз Әйса әпәндим иштрак қилди. У өз нутқида Кәшмирниң XVІ әсирдә Сәидийә дөлитигә қараш­лиқ бир мәмурий район болғанлиғини, шуңлашқиму униңға уйғур муқамлириниң тәсир қилғанлиғини, Сәи­дийә падишаси Абдуре­шитханниң мәзлуми мә­ликә Аманнисахан уйғур муқамлирини рәтлигәндә, ордиға кәшмирлик сазән­диләрни чақирип, пикир алғанлиғини тарихий фактлар асасида баян қилиду.

www.rfa.org

450 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы