• Яднамә
  • 26 Маусым, 2012

Һаят даванлирида тавланған инсан еди

Өткән жили мошу вақитта йеза егилиги ишләп чиқиришиниң маһир тәшкилатчиси Тельман Турсунов аләмдин өтти. Бу пәқәт униң аилиси үчүнла әмәс, қом-қериндаш, тонуш-билишлири үчүнму күтүлмигән җудалиқ болди… Тельман Турсун оғлини ахирқи сәпәргә узитиш мәрасимида адәм наһайити көп болди. Бу инавәтлик, абройлуқ инсан билән видалишиш үчүн кәлгәнләрниң арисида аддий дехандин тартип, та язғучи-шаир, алимларму учришатти. Һәммиси мәрһумниң рәпиқиси Руқийәм һәдә билән униң пәрзәнтлиригә тәзийә билдүрүп, сәвирликкә чақирди… Тельман Турсун оғлини мән 1975-жилдин, йәни у Кичик Дехан йезисиға йеза кеңишиниң рәиси хизмитигә тайинланғандин бу ян яхши билимән. Арилиқта алтә жил Ақтам йезисида, «Тельман» колхозида парторг вәзиписини атқуруп, йәнә бизниң жутимизға қайтип кәлди вә «Октябрь» колхозини 15 жил башқурди. Әйнә шу вақитлардики униң палван қамәтлик бәсти, җиддийлиқ билән меһриванлиқ изналири пат-пат алмишип туридиған чирайи һелиму көз алдимда. У пәйтләрдә Тельман ака хелила мол һаят тәҗрибисигә егә болуп, адәмләр психологиясини убданла өзләштүргән еди. Қол астидикиләрниң биригә силиқ муамилә қилса, йәнә бирлиригә қаттиғирақ тегәтти. Бәзилирини икки еғиз сөз биләнла «әйвәшкә» кәлтүрәтти. Мабада жутта бекар жүргән яшларни учритип қалса, уларни шу йәрдила машинисиға олтарғузуп елип кетәтти вә колхозниң һәр хил ишлириға салатти. Шуңлашқа у пәйтләрдә кочида бекар жүргән адәмни тепиш мүмкин әмәс еди. Тельман Турсун оғли болупму егиликниң һәр хил саһалириға җавапкәр мутәхәссисләргә нисбәтән тәләпчан болди. Уларниң колхоз мүлкини талан-таражға селишиға, исрапчилиққа һәргиз йол қойматти. Һәр күни әтигәнлиги саат сәккиздә болидиған әнъәнивий жиғинларда мутәхәссисләрдин бензинниң — һәр тамчисиниң, буғдайниң — һәр бир башиғиниң яки қойниң һәр бир қозисиниң һесавини алатти. Умумән, ихтисат мәсилисигә у наһайити жуқури җавапкәрлик билән қаратти вә башқилардинму шуни тәләп қилатти. Мошу йәрдә мону бир вақиәни әсләп өткүм келиду. Мән күнләрниң биридә иш баби билән униң идарисигә қәдәм тәшрип қилдим. Иккимиз йеза мәдәнийитини көтириш, яшларни тоғра йолға селиш охшаш муһим мәсилиләр әтрапида сөзлишип, хелә узақ олтирип қалдуқ. Сөһбәт ара у деризидин бир жүк машинисиниң колхоз амбири тәрәпкә үч қетим берип қайтқинини байқавапту. У пәйттә егилик хелә еғир ихтисадий әһвални баштин кәчүрүватқачқа, колхоз ишлири үчүн бөлүнгән машиниларниң сани чәкләклик еди. Бир чағда у сиртқа чиқип, төртинчи қетим амбарға йол тутқан һелиқи машинини тохтитивалди вә униңға җавапкәр колхоз прорабиға: — Қарап турсам, сән амбар тәрәпкә төртинчи қетим кетип барисән. У йәрдә немә пүтмәй қалған ишиң бар? — дәп вақириди. Прораб болса: — Биринчи қетим амбарға тахтайға бардуқ. Андин миқ елип кәлдуқ. Кейин цемент алдуқ.., —  дәп ақлинишқа башлиди. Шу чағда аччиғи кәлгән Тельман ака: — Әшу тахтай, миқ, цемент үчини бир қетим берипла еливелишқа болматтиму?! — дәп рәддийә бәргән еди униңға. Тельман Турсун оғли әмгәксөйгүч адәмни қәдирләшни, рәғбәтләндүрүшни биләтти. Һорун, ишяқмасларни болса, яқтурматти. Шуңлашқа дайим: «Ишләймән дегән адәм йүз түрлүк мүмкинчиликтин пайдилиниду, ишлигүси кәлмигәнләр болса, йүз түрлүк банә тапиду», дәйдиған. Хулләс, Т.Турсунов өзиниң әмгәксөйгүчлүги, тәдбирчанлиғи һәм тәләпчанлиғи түпәйли шу пәйтләрдә «қара тизимға» илинған «Октябрь» колхозини үч жил ичидә касатлиқтин бәрәтола қутулдуруп, шу чағдики һесап бойичә 1 миллион сом таза пайда билән наһийәдики алдинқи қатарлиқ егиликләрниң сепигә қошти. Колхоз Қазақстан Җумһурийити Алий Кеңишиниң дипломи билән тәғдирләнди. Пүткүл Иттипақлиқ Көчмә Қизил Туғниму йеңивалди. Егилик ихтисади көтирилиши билән йезиниң қияпити билән хәлиқниң турмуш-тирикчилиги яхшиланди. Жутта балилар бағчиси, Яшлар өйи, мечит, дукан вә башқиму иншаәтләр қәд көтәрди. Су проводлири тартилип, кочилар асфальтланди. Тельман Турсун оғли язғучи-шаирларни, алимларни, сәнъәткарларни қәдир тутушни биләтти. Жутқа Уйғур театриниң яки наһийәлик «Арзу» хәлиқ ансамблиниң артистлири вә башқиму сәнъәт өмәклири қәдәм тәшрип қилғанда, уларни күтүвелиш үчүн алаһидә өй аҗритип, яхши шараит яритип берәтти. Барлиқ колхозчиларни мааши һесавиға концерт-спектакльларға җәлип қилип, клубни тамашибинға лиқ толтуратти. Жутимиздин чиққан көрнәклик шәхсләр — шаир Илия Бәхтия билән язғучи Муңлуқ Бақиевниң туғулғиниға 60 жил толушиға даир уюштурулған мәрасимларни пешқәдәм устаз Мөрдүн Тейиповниң «Халық Қаһарманы» алий мукапитиға сазавәр болушиға мунасивәтлик тәнтәнини өткүзүшкә, уларниң исимлирини әбәдийләштүрүшкә көп күч чиқарди. Жуттики уйғур-қазақ хәлиқлириниң достлуғи, иҗил-инақлиқ мәсилилириму дайим Тельман акиниң диққәт нәзәридә болуп кәлгән. У миллитимиз тәғдиригиму бепәрва қариған әмәс. Бу мәсилә әтрапида гәп қозғилип қалған пәйтләрдә, у зиялилиримиз арисидики бирлик-өмлүкниң йоқлуғиға бәк ечинидиғанлиғини йошурматти. «Әқиллик зиялилиримиз аддий хәлиқни һеч қачан яман йолға башлимайду һәм бармайду. Барлиқ билиқ бизниң «чала боғузланған» («чала сават» демәкчи — Е.Ә.) зиялилардин чиқиду», дәтти мәрһум. Мошу йәрдә Тельман Турсуновниң аилиси һәққидә икки еғиз сөз ейтишни тоғра көрүватимән. Йошуридиғини йоқки, кеңәш дәвридики көплигән колхоз рәислириниң аяллири билән пәрзәнтлириниң «оқури егиз» келидиған. Улар өзлирини аддий хәлиқтин жирағирақ тутушни, өз дәриҗисидики адәмләр биләнла арилишишни әвзәл көридиған. Әнди Тельман акиниң рәпиқиси, пүткүл аңлиқ һаятини мәрипәт саһасиға беғишлиған пешқәдәм устаз Руқийәм Баситоваға ундақ хисләтләр тамамән ят еди. Униң билән кәсипдаш болған пәйтлиримдә, бирәр қетим сәвәпсиз ишқа кәлмигинини, әтрапидикиләр билән тил тепишалмай қалған пәйтләрни көрмәптимән. Башқичә ейтқанда, Руқийәм һәдә артуқ гәп қилмастин, дайим күлүмсирәп жүридиған, жутдашлириниң хошаллиғиниму, қайғусиниму бөлүшүшни билидиған инсанлардин. Пәрзәнтлири Бәхитҗан, Румиләм, Рану, Гөзәл, Бәхтиярму өзлирини тутуши, меңиш-туруши җәһәттин башқа жутдашлиридин анчила пәриқлинип кәтмәтти. Мәктәпни әла баһаларға тамамлап, алий оқуш орунлирида тәһсил көргән улар һазир җәмийитимизниң һәр хил саһалирида әмгәк қилмақта. Тельман Турсунов бүгүнки күндә аримизда болмисиму, униң кәйнидин әвлатларға үлгә болғидәк өчмәс изи қалди. Ахирқи жилларда у  Чонҗиға көчүп келип, Уйғур наһийәлик мәслиһәтниң кативи хизмитини атқурди вә шу йәрдин һөрмәтлик дәм елишқа чиқти. Шиҗаәтлик әмгиги түпәйли икки қетим Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң, бир нәччә қетим наһийәлик мәслиһәтниң депутати болуп сайланди. Вилайәтлик һәм наһийәлик партия комитетлириниң әзаси болди. «Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 10 жиллиғи» медали билән мукапатлинип, Дөләт Президентиниң Тәшәккүрнамисини елишқиму муваппәқ болди. Шундақла «Уйғур наһийәсиниң Пәхрий граждани» аталди. Мәрһум һаят болғинида, бийил 25-июнь күни 70 яшқа толатти. Әпсус, униңға һаятиниң бу даваниға йетиш несип болмиди. Илаһим, у көрмигән яхшилиқларни аилисигә, пәрзәнт-нәврилиригә көрүш несип болғай!

Ершат ӘСМӘТОВ.

Уйғур наһийәси.    

463 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы