• Йеңилиқлар
  • 20 Мамыр, 2016

Алим вә педагог

Һазирқи күндә җәмийитимизниң маарип, мәтбуат, мәдәнийәт, илим-пән, әдәбият вә башқиму саһалирида әмгәк қилип келиватқан замандашлиримизниң көпчилиги  1980-жили елимизниң алдинқи қатарлиқ алий оқуш орунлириниң бири – Абай намидики Қазақ педагогика институтиниң филология факультети йенида рус-уйғур бөлүминиң ечилғанлиғини   тилға алиду. Сир әмәски, улар әйнә шу қутлуқ дәргаһни пат-патла әсләйду һәм сеғиниду, чүнки хәлқимизниң абройлуқ зиялилириниң қолидин тәлим-тәрбийә елиш бәхтигә муйәссәр болалиған еди. Уйғур бөлүминиң учумкарлири 1985-жилдин, йәни бөлүм өзиниң биринчи мутәхәссилирини тәйярлап чиққандин башлап әйнә шу устазлирини, йәни уйғур бөлүминиң ечилишиға мунасип төһписини қошқан академик Ғоҗәхмәт Сәдвақасовни, бөлүмниң  дәсләпки оқутқучиси  Октябрь  Жамалдиновни, узун жиллар мабайнида Уйғур тили вә әдәбияти кафедрисини башқурған Махмут Абдурахмановни, филология  факультетиниң декани  болған Турсун Әлаевни, шундақла Алийәм Намәтова, Туғлуқҗан Талипов, Шеривахун Баратов, Давут Исиев, Савут Моллавутов,  Бүвихан Әлахунова қатарлиқ көплигән устазлирини, институтта қурулған «Гүлдәстә» миллий ансамблиниң рәһбири Азат Бурһановни мәмнунийәт билән тилға алиду. Амма әпсуслинарлиқ йери шуки, уларниң тәңдин-толиси һазир аримизда йоқ. Әлвәттә, жуқурида исми аталған акилиримиз вә һәдилиримизниң һәр қайсисиниң  шу бөлүм учумкарлириниң қәлбидин иссиқ орун егилигәнлиги ениқ. Чүнки уларниң һәр бири миллитимизгә, елимизгә мунасип хизмәт қилди. Шәхсән мән әйнә шуларниң бири, пүтүн өмрини  миллий маарипқа хизмәт қилиш охшаш улуқ ишқа беғишлиған, бүгүнки күндә 75-баһарини қарши еливатқан устазим вә кәсипдишим Турсун ака Әлаев һәққидә ейтип өтмәкчимән. Мән бу мақаләмдә Турсун акиниң тәрҗимә һали тоғрилиқ узун мәлуматлар вә рәқәмләрни кәлтүрүп олтиришни тоғра көрмидим, чүнки буниң һөрмәтлик гезитханлиримизни тез зериктүрүп қойидиғанлиғини, Турсун акиниңму мундақ ишларни анчиму яқтуруп кәтмәйдиғанлиғини билимән. Һәммимизгә яхши мәлум, инсан балисиниң һаяти худди бәдиий әсәр яки фильмларниң қәһриманлиридәк өз тарихиға, тәғдиригә егә. Шуниңға охшашла Турсун акиниңму   өзигә хас һаят йоли бар. Бирдә қар-боранниң астида қалған, бирдә қуяш нуриға чөмгән бу йол өткән әсирниң 40-жиллириниң башлиридин, ениғирақ ейтқанда, 1941-жилниң май ейидин башлиниду. Һә, балилиқ чағ әслидә һәммимиз үчүн әң бәхитлик, әң татлиқ мәзгилғу. Чүнки һея қайсимизда  ғәм-қайғу йоқ, қосиғимиз тоқ, кийимимиз пүтүн. Биз көпинчә чоңларниң салапәтлик қияпитиға сәп селип, уларниң ички дуниясини етиварға алмаймиз яки кишиләрниң йәткән утуқлирини мәдһийиләп, көккә атимизу, уларниң қанчилик жапалар билән қолға кәлгәнлигигә қизиқмаймиз. Шуниңға охшашла аилисидә меһриванлиғи, аримизда әмгәксөйгүчлиги, хуш чақчақлиғи, яшларға тәләпчанлиғи билән башқилардин пәриқлинидиған Турсун акиниң балилиқ дәқиқилириниң қандақ өткәнлигидин тамамән бехәвәр екәнмән, буниңға етиварму бәрмәй кәптимән. Бу, әлвәттә,шагирти сүпитидә мениң чоң камчилиғим һәм бепәрвалиғим. Әгәрдә өтмүш сәһипилирини варақлайдиған болсақ, 40-жиллардин тартип хәлиқара вәзийәтниң мисли көрүлмигән дәриҗидә кәскинләшкәнлигигә, бир әл, бир вәтәнни тәшкил қилған башқиму қериндаш кеңәш җумһурийәтлири қатарида Қазақстанниңму чоң уруш һарписида турғанлиғиға, дуниядики дәһшәтлик күч­ – фашизмниң әң ғалҗирлашқан бир пәйтиниң қелиплашқанлиғиға көз йәткүзимиз. Бу вақитта Турсун акиниң аилиси уйғур наһийәсиниң Чарин йезисида теч өмүр сүрүп, күндилик тирикчилигини көрүвататти. Бирақ бу течлиқни 1941-жили  башланған  уруш бузувәтти. У чағда Турсун акиға әндила бир ай толған еди. Униң дадиси Имиршаһ, башқиму жутдашлири қатарида, җәң мәйданиға атланди. Өйниң барлиқ қийинчилиғи  ана билән акиси Җамалидинниң зиммисигә чүшти. Һәқиқәтәнму, бу мәзгилдә мундақ аилиләр әлдә миңлап санилатти һәм уларниң тәғдири бир-биригә охшапму кетәтти: ялғузчилиқ, ачарчилиқ, намратчилиқ, житимчилиқ. Турсун ака мәктәпни түгәткәндин кейин, Абай намидики Қазақ педагогика институтиниң тил, әдәбият вә тарих факультетиниң уйғур бөлүмини утуқлуқ тамамлап, зор һәвәс билән узун мусапилик  муәллимлик паалийитини башлаветиду.Әгәр  өтмүшкә нәзәрсалсақ, 1955-жили шу билим дәргаһида дәсләп ечилған уйғур бөлүмидә төрт жил мабайнида миллитимизниң пәхригә айланған көплигән зиялилиримиз билим  елип, узун жиллар миллий маарипимизниң тәрәққиятиға зор үлүш қошқан еди. Шулар җүмлисидин болған Турсун акиму  яш әвлатқа билим  бериш охшаш қийин, амма шәрәплик вәзипини яхши чүшинип, алға қойған мәхсәт-муддиалирини нишан қилған һалда, милләткә, әлгә хизмәт қилишни өзиниң кәспий вә инсаний борчи дәп һесаплиди. Алий оқуш орнини тамамлап, узун жиллар давамида Алмута шәһири  Султанқорған мәһәллисидики һазирқи М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназиядә муәллим, мәктәп мудириниң орунбасари, андин мәктәп мудири, кейинки жилларда болса, «Мектеп» нәшриятиниң хадими, Қазақ ССР Маарип министрлигиниң уйғур мәктәплири бойичә инспектори вәзипилирини атқуруш җәриянида Турсун Әлаев чоң кәспий вә һаятий тәҗрибә топлиди. Һелиму ядимдин һеч чиқмайду, 1983-жили биз уйғур бөлүминиң үчинчи курсида оқуватқинимизда, кураторимиз Гүльфия Бадамбаева Шәмәйдики педагогика институтиға  хизмәткә  авушти. Ейтмақчи, Гүлфия Аубәкир қизи хәлқимизниң мунәввәр пәрзәнди Айшәм Шәмиевани яхши билидиған, умумән уйғур хәлқиниң тарихи вә мәдәнийитидин хәвәрдар тәҗрибилик устаз һәм тонулған алимә еди. Турсун ака әйнә шу вақитта топимизға куратор болуп  бәлгүләнди. Бу чағларда биз униң Маарип  министрлигидә ишлигәнлигини аңлап, бир яқтин, буниңдин мәғрурлансақ, йәнә бир яқтин, растини ейтсам, Турсун акидин бир аз әйминәттуқ, чөчәттуқ. Лекин униң қандақту бир меһриванлиқ,  инсаний хусусийәтлири бизниң  тәшвиш сезимлиримизни, худди шамал булутларни қоғлиғандәк, бара-бара тарқитиветип, аримизда сәмимий мунасивәтләр орниди. Бу, әлвәттә, бизниң кәйпиятимизниң үстүн, оқушумизниң нәтиҗилик болушиға тәсирини йәткүзди. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, филология факультети у вақитта пүткүл институт бойичә һәм оқуш үлгирими һәм тәртип җәһәттин алдинқи қатарда келиватқан факультетларниң бири болуп, уни өз ишиға наһайити җавапкәр һәм тәләпчан Елена Феофановна  Рубилина башқуратти. Җүмлидин бизниң уйғур бөлүмиму бу җәһәттин факультет бойичә биринчиликни бәрмәй, оқуштиму, тәртиптиму, җәмийәтлик ишлардиму наһайити паалийәтчан болуп, оқутқучилар, һәтта  факультет вә институт рәһбәрлигиму буни бир нәччә қетим тәкитлигән еди. Шу вақитта Турсун акиниң тәшкилатчанлиқ қабилийитини, өз вәзиписигә вә башқиларға болған тәләпчанлиғини байқиған институт рәһбәрлиги уни деканниң орунбасари лавазимиға  тайинлиған еди. Кейин у узақ жил  факультет декани болуп ишлиди. Турсун Әлаевниң һәқиқий устазға хас алаһидиликлирини биз болупму 1985-жилниң сентябрь ейида башланған педагогикилиқ әмәлий ишлиримиз җәриянида байқидуқ. Бу вақитта бизниң топ илгәрки Хәшкиләң наһийәсигә қарашлиқ Достлуқ мәһәллисидики А.Розибақиев намидики оттура мәктәптә (һазирқи А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназия) уйғур тили вә әдәбияти пәнлиридин бир айдин ошуқ вақит мабайнида әмәлий тәҗрибидин өттуқ.  Турсун ака шу вақитларда, уйғур әдәбияти методикиси бойичә лекция оқатти, кураторлуқ қилатти, деканниң орунбасари вәзиписини өтәтти. Әлвәттә, биз у яш чағлиримизда мундақ бир нәччә вәзипиниң һөддисидин чиқишниң қанчилик мүшкүл екәнлигини чүшинип-сезип кәтмәттуқ. Буни пәқәт оқушни тамамлап, ишқа  орунлишип,  аилилик болғандин кейинла билдуқ. Бу йәрдә йәнә бир алаһидә қәйт қилидиған нәрсә шуки, Турсун ака Әлаев өзиниң беваситә педагогикилиқ вәзипилиридин ташқири илмий паалийәт биләнму шуғулланди. Буниңға униң 1990-жили муваппәқийәтлик  һимайә қилған «Уйғур оттура мәктивидә Һезим Искәндәров иҗадийитини оқутуш» мавзусидики намзатлиқ диссертацияси мисал болалайду. Оқутуш вә тәрбийә нәзәрийәси һәм методикиси саһаси бойичә педагогика пәнлириниң намзити  илмий дәриҗисини алған Турсун Әлаев өз тәтқиқатида Һ. Искәндәров иҗадийитини оқутуш җәриянида оқуғучилар билән ишләшниң нәтиҗидарлиқ  усуллири вә йоллирини ениқлашни, шуниң арқилиқ дәрис  сүпитини ашурушни, шаир иҗадийитини үгинишниң һәртәрәплимилик системисини қолға кәлтүрүшни мәхсәт қилған еди. Алим вә педагог өзиниң кейинки паалийәтлиридә буниң барлиғини әмәлий түрдә испатлап кәлди. Жиллар өтүп, Турсун ака һөрмәтлик дәм елишқа чиққан болсиму, сөйүмлүк кәспини үзүл-кесил ташлап кетәлмиди. Әслидә ундақ болушиму мүмкин әмәс еди. Миллий мәктәплиримизниң әдәбият пәнини  бойичә оқуш қураллирини тәйярлашта, пән муәллимлириниң кәспий дәриҗисини йетилдүрүштә, шуниңға мунасивәтлик башқиму чарә-тәдбирләрдә Турсун Әлаев бай тәҗрибисини ишлитишни, шагиртлириниң билим дәриҗисиниң өсүшигә, һәқиқий устазлиқ алаһидиликлириниң шәкиллинишигә йеқиндин тәсир йәткүзүшни билди. У өмүрлүк рәпиқиси Ризвангүл һәдә билән балилири Гүлназ вә Дамирниңму алий билимлик болушиға бар күчини салди.  Мәсилән, қизи Гүлназ ата кәспини давам қилип, яш әвлатқа сапалиқ билим бериш йолида хизмәт қилмақта. Әдлийә пәнлириниң намзити Гүлназ Әлаева һазир «Туран» университети гуманитарлиқ-әдлийә факультетиниң декани. Бу, әлвәттә, биринчи новәттә, педагог атиниң йерим әсирлик җапалиқ меһнитиниң,  аилидики ғәмхорлуғиниң, тәрбийәсиниң  мевисидур. Пурсәттин пайдилинип, барлиқ уйғур бөлүми учумкарлири намидин устазимизни шанлиқ тәвәллуди билән чин қәлбимдин тәбрикләп, узуқ өмүр, бәхитлик һаят  вә хатирҗәмлик тиләймән. Рәхмәтҗан ЙҮСҮПОВ, филология пәнлириниң намзити.

543 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы