• Тонушуп қоюң
  • 20 Мамыр, 2016

«Инайәткә» йеңи рәһбәр сайланди

Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң йенидики Алимлар кеңишиниң рәиси, Қазақстан Җумһурийитигә тонулған алим, ихтисат пәнлириниң доктори, академик Һакимҗан Арупов «Инайәт» ассоциациясиниң рәиси болуп сайланди.Һакимҗан Арупов 1962-жили Алмута шәһиридә туғулған. 1984-жили М.Ломоносов намидики Москва дөләт университетиниң ихтисат факультетини тамамлиди. Шуниңдин буян Қазақстандики көплигән алий билим дәргаһлирида ишлиди. Билимини техиму ашуруш мәхситидә бирнәччә қетим Америка, Германия, Италия, Франция Швейцария қатарлиқ әлләрдә әмәлий иш-тәҗрибидин өтүп кәлди. Һазир Алмутидики Дуниявий ихтисат вә хәлиқара мунасивәтләр институтиниң мудири. Һакимҗан Аруп оғлиға җәмийәтлик паалийитидә утуқ тиләймиз. Бәхтишат СОПИЕВ.

332 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы