• Йеңилиқлар
  • 15 Шілде, 2016

Интернет — әхләтхана әмәс

Ершат ӘСМӘТОВ, «Уйғур авази». a.ershat@mail.ru/ Бүгүнкидәк әхбарат дәвридә җәмийитимиздә Интернетниң муһим роль ойнаватқанлиғи һәммигә мәлум. У пәқәт адәмләрниң бир-бири билән алақә васитисила болуп қалмай, уларни аләмдики йеңилиқ, вақиәләрдин чақмақ тезлигидә хәвәрдар қилиш, муһим вә һаҗәтлик материаллар билән тәминләш қуралидур.«Уйғур авазиниң» веб-сайтиниң паалийәт елип бериватқиниға бийил бәш жил болди. Шундин буян дунияниң 26 мәмликитидә яшаватқан уйғурлар гезитимизни Интернет арқилиқ оқуп, мәнивий тәшналиғини қандуруп кәлмәктә. Улар асасән миллитимиз авази болған әзизанә нәшримиз намиға иллиқ тиләклирини, тәшәккүрлирини йоллап туриду. Қандашлиримиз, шундақла хәлқимиз тарихиға, мәдәнийитигә, сәнъитигә вә миллий урпи-адәт, әнъәнилиримизгә мунасивәтлик соал-илтимаслири биләнму мураҗиәт қилиду. Биз, әлвәттә, уларға имканийитимизниң яр беришичә ярдәм қолумизни сунуп, мәслиһәт, йол-йоруқлиримизни берип келиватимиз. Чәтәллик уйғурлар буниңдин ташқири бизниң өзлири билән уттур алақиға чиқишимизни, пат-пат онлайн-сөһбәтләрни уюштурушимизни халайдиғанлиғини билдүрмәктә. Биз буниңға хошал, әлвәттә. Йеқин келәчәктә ушбу мәсилини һәл қилиш йоллирини издәштүрүватимиз.

Раст, қазақстанлиқ уйғурлар «Уйғур авазини» муштири болуш арқилиқ қолиға алиду. Йәни униң өйигә «өзи издәп, тепип келишини» халайду. Чүнки Интернетта зиярәт қилғандин көрә, «тирик» гезитни варақлап туруп оқуғанға немә йәтсун! Болупму йезилиқ җайлардики оқурмәнлиримиз нәқ мошундақ пикирдә. Һәр һалда гезит қолға тәккичә тақәт  қилалмай  (айрим почта хадимлириниң әйивидин бәзи аилиләргә гезитимиз 2-3 күн, һәтта бир һәптә кечикип келидиған әһвалларму учрайду), уни Интернеттин оқувелишқа алдирайдиғанларму бар. Уларниң ичидә гайи бирлири мақалиларни оқуп чиқиш биләнла чәклинип қалмай, өзлиригә яққан яки яқмиған мәсилиләргә мувапиқ пикир йезип қоюшни тоғра көриду. Филология пәнлириниң доктори Алимҗан Тиливалди, гезитимизниң җанкөйәрлири — алмутилиқ Абдумеҗит Абдуллаев, Уйғур наһийәси Кичик Дехан йезисиниң турғуни Адилҗан Һәмраевлар шулар җүмлисидиндур. Булардин ташқири йошурун нам билән учур йоллайдиған ханим-бурадәрлиримизму бар. Әпсус, бәзи пикир билдүргүчилиримизниң мәхсити, нийити наениқ. Йәни ой-мулаһизилири қалаймиқан, һәтта «немә дәп, немә қоюватқанлиғини»   өзлири чүшәнмәйду. Айримлири очуқтин-очуқ ғәрәз-интиқамлирини «чандуруп» қойиду. Биз, әлвәттә, өч елиш-адавәткә қаритилған, миллитимиз өмлүгигә дәхил йәткүзидиған, умумән көпмилләтлик мустәқил Қазақстан хәлқиниң бирлик-иттипақиға зиян кәлтүридиған пикирләрниң мәйданға чиқишиға қәтъий йол қоймаймиз. Чүнки бу бизниң мәмликәт, хәлиқ алдидики муқәддәс вәзипимиз. Һә, Интернет — көрүнгән нәрсини ташлаверидиған әхләтхана әмәс! Биз, әлвәттә, қиммәт вақтини бөлүп, гезитимиз сайтини зиярәт қиливатқан, униңдики мақалиларға бепәрва қаримай, халис пикрини йезип келиватқан әзиз оқурмәнлиримизгә чәксиз миннәтдарлиғимизни билдүримиз. Чүнки уларниң бу һәрикити — «Уйғур авазиниң», шу арқилиқ уйғур хәлқиниң тәғдиригә бепәрва әмәслигиниң ипадисидур. Шуңлашқиму сайтимиз зиярәтчилиригә ейтаримиз, мошу йолуңлардин қайтмаңлар. Мүмкин қәдәр исим-шәрипиңларни очуқ көрситип, ой-нийәтлириңларни ениқ билдүрүңлар. Биз дайим силәрниң елимизниң гүллинишигә, миллитимизниң тәрәққиятиға пайдиси тегидиған пикир-тәклиплириңларға муһтаҗ.

505 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы