• Уйғурларниң ишләпчиқириш адәтлири
  • 08 Қыркүйек, 2016

Үзүмчилик

Мәмликәт ичидә һәм сиртида Турпан «Үзүм макани» дегән нам билән мәшһур. Бу тәвәниң тәбиий шараити үзүм өстүрүшкә наһайити қолайлиқ. Үзүм һәққидә гәп қилғанда, Идиқут хәлқи уни «Йәттә қиз» ривайити билән бағлаштуриду. Униңда «Йәттә қиз ташқа айлиниш вақтида боюнлиридики үнчә-марҗанларни чечип, бу вадида үзүмни барлиққа кәлтүргән. Шуңлашқиму үзүмниң һәрхил сортлири яқуттәк яки үнчә-марҗандәк көркәм болуп, ялтирап туриду. Һә, үзүмниң сапиғи йәттә қизниң бойниға есилған үнчиләрдәк ғужмәк» дәп баян қилиниду. Турпанда «Үзүми йоқ кишиниң җени йоқ» дегән нәқил моҗут. Демисиму, тарихтин буян бу мунбәт топрақта яшиғучи хәлиқләрниң асасий ихтисадий егилиги үзүмчилик болуп кәлгән. Тәвәдә үзүмниң кишмиш, узун кишмиш, йоған кишмиш, уруқлуқ кишмиш, қизил сайва, боғум сайва, жумилақ сайва, қапақ сайва, һимрик сайва, кәнҗи үзүм, ақ үзүм, қара үзүм, ақ белиқ үзүм, қизил белиқ үзүм, қашқир үзүм қатарлиқ түрлири өстүрүлиду. Турпанниң яз пәсли узун, һава температуриси жуқури, һөл-йеғин миқдари аз болғачқа, үзүм қурутушқа наһайити қолайлиқ. Шуңа һәрбир аилә өгүзидә үзүмни шамалдитиш мәхситидә орнитилған чүнчиләрни көрүшкә болиду. («Уйғур өрт-адәтлири китавидин» (ШУАР) елинди).

395 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы