• Акция
  • 15 Қыркүйек, 2016

Аниларға һөрмәт көрситилди

«Ағриқхана» сөзи­ниң қулаққа йеқим­сиз, әнсизчилик елип келидиғанлиғи һәм­ми­­мизгә мәлум. Бирақ ағриқханидики туғутхана бөлүминиң орни бөләк. Җай-җайларда өткү­зү­лүватқан «Ақ яғлиқ» акцияси даирисидә Чонҗа йезилиқ һакимийәт йенидики  ханим-қизлар кеңәшлириниң рәислири туғутханини зиярәт қилди.Алимларниң тәтқи­қатиға асаслансақ, аилидики төртинчи пәрзәнт  демографиялик әһвалға иҗабий тәсир қилидекән. Мәсилән, биринчи пәрзәнт атиниң, иккинчи пәрзәнт аниниң, үчинчи пәрзәнт дуниядин өткән бир адәмниң орнини толтурса, нәқ төртинчи пәрзәнт аһали саниниң өсүшигә елип келидекән. Шу күни ағриқханиниң балилар дохтури Әнвәр Рашитов акция уюштурғучилириға өз миннәтдарлиғини изһар қилса, аниниң һаятимизда алидиған орниниң нәқәдәр улуқлуғини һәрхил мисаллар билән йәткүзгән Чонҗа йезисиниң һакими Арлин Һосманов аниларға саламәтлик, бәхитлик һаят вә хатирҗәмлик тилиди. Яш анилар намидин сөз алған Мукарәм Әмәтова, Клара Сабдалиева  мундақ акцияләрниң аниларға чоң соға екәнлигини изһар қилишти. Мәйрәмлик түс алған бу акцияниң давамида һәрбир яш аниниң бешиға ақ яғлиқ  селинип, гүлдәстиләр тутулди. Шахризада САБИТОВА, Уйғур наһийәси.

394 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы