• Йеңилиқлар
  • 22 Қыркүйек, 2016

Сүрәтләрдә өтмүш намайән

Силәр көрүватқан бу сүрәт буниңдин 60 жил илгири, 1956-жили Ташкәнт шәһиридә чүширилгән. Сүрәтниң бешида В.И.Ленинниң турушиниң сәвәви, униңдики студент­лар­ниң бесим көпчилиги шуниң намида ати­лидиған Оттура Азия дөләт университетида оқуйдиғанлар. Сү­рәттики жуқурқи қа­тардики оңдин иккинчи вә үчинчи Турсун Турдиев – география, Яқуп Рәхмәтуллин химия факультетиниң уйғур бөлүмидә оқатти. Оң­дин биринчи Қадир Тохтахунов – биринчи, башқилиримиз алтинчи курста едуқ. Әслидә университеттики оқуш бәш жил. Биздә бир жилни қошушиниң сәвәви –  өзбәк тилини, униң грамматикисини мукәммәл билиш һәм халиғучиларға өзбәк мәктәплиридә хиз­мәт қилиш имканийитини яритип бериштин ибарәт еди. Лекин алтинчи курста оқуғанлиримиз һәм­мимиз өз жутлири­мизға — Реһимҗан Реһим­қу­лов Яркәнткә, Илияс Семәтов, Абдурешит Турдиев һәм мән  Челәккә қайттуқ. Бәзиләр Реһимҗанни яркәнтлик дәп ойлап қелишиму мүмкин. Ам­ма Реһимҗан өзиниң ейтишиға қариғанда, униң ата-бовилири Че­ләк тәвәсидики Қа­ратуруқтин болуп, у шу мәлидә дунияға келип, андин Яркәнт тәрәпкә көчүп кәткән екән...

Биз, жуқурида исим­лири аталғанлар Таш­кәнткә 1950-жи­ли кәлдуқ. Әслидә биз алтә едуқ – йени­мизда Абдуғәни Бәрибаев, Тохтахун Сетиев болди. Абдуғәни емтиһан­лардин өтәлмиди, Тох­тахун аилә ша­раитиға бағлиқ оқуши­ни иккинчи курста ташлаветишкә мәҗбур болди. Аримиздин Аб­дуғәниниң мәңгүгә ке­тиши бизгә бәк еғир кәлди. Чүнки Таш­кәнттики университетта уйғур бөлүминиң бар екәнлигидин хәвәр тап­қан һәм бизниң шу йәргә беришимизға сә­вәпчи болған нәқ шу ағи­нимиз еди. Униң аниси рус бол­ғанлиқтин, бизгә қариғанда, рус ти­лида «сайратти» һәм Ташкәнткә йәт­кичә, тилға бағлиқ мә­силиләрни у өз үстигә алған еди. Әслидә бизниң сү­рәткә чү­шүштики мәх­ситимиз — пә­қәт уни­­ве­рситетта оқуват­қан­­ларниңла беши­ни қо­шуш бо­лидиған. Ам­ма сту­дентларниң һәм­­ми­сини ти­зимлап кө­рүведуқ, уларниң сани йәтмиштин ешип кәтти. Сүрәтчи-фотограф билән мәс­лиһәтлишип көрүведуқ, у һәммиңларни бир «қәғәзгә чүширишкә болиду, лекин һәрби­риңлар интайин кичик көрүнүсиләр», дегән гәпни қилди. Шунда биз умумий әмәс, наһийәләр бойичә айрим-айрим чүшүш қарариға кәлдуқ. Чонҗилиқлар оттузға йеқин, яркәнт­ликләр жигирмә бәш, челәкликләр жи­гир­мә екәнмиз. Шун­дақ қилип, Челәк тәвәсидики мәлиләр бойичә қариғанда, мән, Илияс Семәтов, Яқуп Рәхматулин, Мусин Ибрагимов, Марс Насиров, Рабик Исмайилов, Шәмшинур Бақиева, Реһимбүви Мәсимова, Иззәтбүви Тохниязова, Т.Җаппаров, Тур­сунбүви Тохтахунова, Ха­сийәт Насирова – Че­ләктин; Қадир Тохтахунов, Өмәрҗан Рәхмитуллаев, Реһим­бүви Мәсимова – Бай­сейиттин; Тур­­сун Тур­диев Тур­ғанҗан Тур­дахунов – Қара­йотидин; Ре­һимҗан Реһимқулов, Абдурешит Турдиев – Қаратуруқтин; Нур Мәсимов – Ғәйрәттин. Челәклик жигирмә студенттин он төрти университетта, қалған­лар һәрхил техникумларда тәһсил көр­ди. Университетни та­мам­лиғанлар, худди келишивалғандәк, йәттимиз маарип са­һасини, қал­ған йәт­тимиз илим-пәнни таллидуқ. Илияс Се­мәтов, Рабик Ис­майилов, Яқуп Рәх­матуллин, Марс На­сиров, Қадир Тохта­хунов  алим болуп йетилди. Әнди маарип саһасидикиләргә кәлсәк, бу­ларниң һәммиси жутлириға қайтип, өзлири оқу­ған мәктәпләрдә паа­лийәт елип барди. Улар шундақла жутлири­ниң тәрәқ­қиятиға, һәсси­ни қошти. Атмиш жил – бу йерим әсирдин ошуқ вақит. Шуниңға бола сүрәттикиләрниң йери­ми­дин ошуғи ба­қилиқ болуп кәтти. Мән бу сүрәтни гезит сәһиписидә елан қилиш арқилиқ бақилиқ бол­ған сәпдашлиримни хатириләп, уларниң ичидики һаят кәчүрү­ватқанларға мустәһкәм саламәтлик тиләшни нийәт қилдим, халас.

Сәйдуллам ӘМИНОВ.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

444 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы