• Йеңилиқлар
  • 22 Қыркүйек, 2016

1000 жил вә Алмутиниң 25 чоққиси

Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев Шәһәр күнидә Алмутиниң 1000 жиллиқ юбилейиға беғишланған тәнтәниләргә қатнашти. Йеңи «Алматы-Арена» муз сарийида болуп өткән «Алмутиниң 25 чоққиси» намлиқ тәнтәнилик кәчкә шәһәрниң йәттә миңға йеқин турғуни билән меһманлири, ЮНЕСКО вә қериндашлашқан шә­һәрләрниң вәкиллири қатнашти.Президент жиғилған­ларға мураҗиәт қилип, мәзкүр вақиәниң тарихий әһмийәткә егә екәнлигини тәкитлиди.

Бу сәнәни ЮНЕСКО Инсанийәтниң хатирилик вә юбилейлиқ сәнәлири календариға киргүзди. Мошу қарарниң өзи Алмутиниң регионал вә аләмшумул тәрәққиятта муһим роль ойнайдиғанлиғини алаһидә көрситиватиду. Алитағ чоққилириниң етигидики муқәддәс зимин өз тарихида нурғунлиған вақиәләрни баштин кәчүрди. Бепаян Евразияниң шәрқи билән ғәрбини, шимали билән җәнубини қошқан биринчи сода вә умуминсаний йоли болған Улуқ Ипәк йоли мошу йәрдин өтиду. Буниңдин 550 жил илгири Йәттису Қазақ ханлиғиниң бөшүги болған еди. Мәркизий Азияниң надир урбанизация мәдәнийитиниң баш очақлириниң бири мошу йәрдә пәйда болған, — деди Нурсултан Назарбаев. Дөләт рәһбири Алмутиниң ХХ әсир вақиәлири жилнамисида алаһидә роль ойниғанлиғиға диққәт ағдурди. 1929-жили шәһәр Қазақстан пайтәхтлириниң эстафетисини қобул қилди вә андин кейин миллион турғун яшайдиған шәһәр дәриҗисигичә өсти. Алмута суверен Қазақстанниң биринчи пайтәхти болуш шәрипигә еришти. Шуңлашқиму бизниң шәһәрниң миң жиллиғини Вәтинимиз Мустәқиллигиниң 25 жиллиғида нишанлаватқанлиғимиз рәмзликтур. 1995-жили бу йәрдә умумхәлиқ референдумида җумһурийәт Конституцияси қобул қилинди. Мошу шәһәрдә «Қазақстан Җумһурийитиниң Мустәқиллиги тоғрилиқ» қанун имзаланди. Алмутида Қазақстан хәлқи Ассамблеяси қурулди. Йеңи пайтәхт — Астана тоғрилиқ тарихий тохтам нәқ мошу йәрдә қобул қилинди, — дәп тәкитлиди Нурсултан Назарбаев. Дөләт рәһбири шундақла шәһәрниң иҗтимаий-ихтисадий мәсилилириниң дайим дөләтниң диққәт мәркизидә болуватқанлиғини тәкитлиди. Өткән жили шәһәрни тәрәққий әткүзүшниң 2020-жилғичә бәлгүләнгән программиси қобул қилинди. Бу шәһәрликләрниң турмушини, шәһәрдики экологиялик әһвални яхшилаш, тиҗарәт үчүн яхши шараит яритиш бойичә ениқ чариләрдур. Һазирқи Алмута Қазақстанниң ишәшлик вә изчил тәрәққиятиниң көрүнүши болди. Пәқәт кейинки бәш жилдила шәһәр территорияси икки һәссә көпәйди. Турғунлириниң умумий сани — бир миллион йәттә йүз миң адәм. Алмута метрополитени һазирниң өзидә 30 миң адәмгә хизмәт қилди. 2017-жили «Нұрлы жол» программиси даирисидә Чоң Алмута айланма йолиниң қурулуши башлиниду. У Ғәрбий Европа — Ғәрбий Хитай хәлиқара магистралиниң бир қисми болиду. «Инновациялик технологияләр парки» мәхсус ихтисадий зониси қурулуп тәрәққий етиватиду, — деди Президент. Нурсултан Назарбаев шундақла Универсиадиға тәйярлиқ көрүшниң шәһәрниң туристик саһасини тәрәққий әткүзүшкә йеңи сүръәт берип, аһалини иш билән тәминләш көрсәткүчини ашурғанлиғини атап көрсәтти. Универсиадиниң надир объектлири қурулушиға 107 миллиард тәңгә мәбләғ бөлүнди. Әйнә шу түпәйли кичик вә оттура тиҗарәтниң бир йерим миң субъекти иш билән тәминлинип, оттуз миңдин ошуқ йеңи иш орни қурулди. Қишлиқ Универсиадиға 57 мәмликәттин икки миңдин ошуқ спортчи қатнишиду. Алмута туристик кластериниң тәрәққий етиши 90 миң шәһәрликни иш билән тәминләйду, — деди Дөләт рәһбири. Милләт Лидери «Нұрлы жол» программиси тоғрилиқ гәп қилип, униң даирисидә йәттә миң километр автомобиль йолиниң, миллионлиған квадрат метр турушлуқ өй, йеңи мәктәпләр билән ағриқханиларниң селинидиғанлиғини тәкитлиди. Мошуниң һәммиси бизниң гражданлиримиз, балилиримиз билән нәврилиримизниң келәчиги үчүн әмәлгә ашурулуватиду, — дәп давамлаштурди Дөләт рәһбири. — Қиммәтлик алмутилиқлар, миң жиллиқниң әң баш байлиғи — силәр, мошу көркәм шәһәрниң турғунлири. Бу йәрдә 120 милләтниң вәкили яшап әмгәк қиливатиду, бу йәрдә меһриванлиқ вә меһмандостлуқниң алаһидә кәйпияти һөкүм сүргән. Алмута буниңдин кейинму гүллиниду вә мәмликитимизниң әң сөйүмлүк, чирайлиқ һәм тәрәққий әткән шәһири болуп қалиду. Тәнтәнилик кәчни Алмутиниң 1000 жиллиғиға беғишланған мәйрәмлик шоу давамлаштурди. Униңда Қазақстан эстрадисиниң юлтузлири — «Дос-Муқасан» ансамбли, Роза Рымбаева, Мадина Сәдвақасова, «Жігіттер», «Алаш» топлири, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси миллий-мәдәний мәркәзлириниң иҗадий коллективлири жиғилғанларға хуш кәйпият беғишлиди. Қазақстан Президенти Алмутиға қилған сәпири даирисидә «Медеу» муз мәйданини вә «Шымбулақ» тағ-чаңғу курортини реконструкция қилиш ишлириниң кетип бериши билән тонушти. Қишлиқ Универсиадиниң ечилиш вә йепилиш мәрасимлири өтидиған шәһәрниң Алатав наһийәсидики «Алматы-Арена» муз сарийини, Атлетика деревнясини Медев наһийәсигә орунлашқан «Халық-Арена» муз комплексини, мошу наһийәдә тиҗарәтниң иҗтимаий җавапкәрлиги даирисидә селинған йеңи мәктәп бенасини көздин кәчүрди. Шундақла «Халық-Арена» муз комплексида йеқинда болуп өткән Олимпиада чемпиони Дмитрий Баландин, 2000-жилқи Олимпиадида чемпион аталған Ермахан Ибраимов мукапатлиқ орунға еришкән Ислам Байрамуков, 2014-жилқи қишлиқ Олимпиадида үчинчи орунға еришкән Денис Тен билән учришип сөһбәтләшти. Дөләт рәһбири шундақла Әнъәнивий музыкиниң мультимедиялик мәркизини зиярәт қилди. Бу йәргә Ыхлас намидики Хәлиқ музыка әсваплири, Ә.Қастеев намидики сәнъәт, Алмута шәһириниң тарихи мирасгаһлиридин вә дөләт архивлиридин елинған қазақ сәнъитиниң көрнәклик әрбаплириниң надир саз әсваплири қоюлған. Нурсултан Әбиш оғли мультимедия мәркизигә шәхсий домбрисини вә қазақ күйлириниң маһир иҗрачиси Дина Нурпейисоваға беғишланған «Дала аһаңлири» һәйкәлчисини тапшурди.

463 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы