• Йеңилиқлар
  • 22 Қыркүйек, 2016

Президент бәргән баһа

Телевизордин Президент Нурсултан Назарбаевниң Талдиқорғанда өткән Алмута вилайитидики әң жирик төрт ишләпчиқириш карханисиниң мәһсулатлири қоюлған көргәзмини зиярәт қилиш пәйтидин телерепортажни көрүп олтиримән. Президент көргәзмини арилап чиқип, «Яркәнт крахмал-ширнә заводи» ҖЧЙниң мәһсулатлири қоюлған павильонға келип, башқа павильонларға нисбәтән, хелә узақ туруп қалди. Нурсултан Әбиш оғли завод мәһсулатлири қачиланған әйнәк банкиларни қолиға елип, тәркивидә «Яркәнт крахмал-ширнә заводи» ҖЧЙ бар «Универсал» ширкәтләр топиниң президенти Закирҗан Кузиев билән сөһбәт қурди. Телерепортаж дикторниң сөзи билән елип берилғачқа, мениңдә уларниң немә тоғрилиқ сөһбәтләшкәнлигини билиш истиги пәйда болди (Бу телерепортажни көргән гезитханлиримиздиму шундақ ойниң пәйда болғанлиғи ениқ). Шуңлашқа әтисила Закирҗан Пирмуһәмәт оғлиға мураҗиәт қилдуқ.

  Шундақ қилип, Президент билән сөһбитиң немә тоғрилиқ болди? Дәсләп Нурсултан Әбиш оғли мениң билән иллиқ саламлашти вә, дәрһал, мону әйнәк банкилардики мәһсулатлар тоғрилиқ сориди. Мән җавапни мундақ дәп башлидим: «Һөрмәтлик Нурсултан Әбиш оғли! Шәхсән Сиз буниңдин үч жил илгири, йәни 2013-жили телекөрүк арқилиқ бизниң заводни ачқан едиңиз. Шу чағда бизгә бәргән барлиқ тапшурмилириңиз толуғи билән орунланди. Әгәр 2013-жили заводумиз 20 миң тонна қуруқ көмүқонақ денини қайта ишлигән болса, һазир уни 60 миң тонниға йәткүздуқ. Бу қуруқ рәқәм әмәс. Сиз мустәқилликтә өткән 25 жил мабайнида ейтип келиватқан барлиқ тиләкләр мошу заводта муҗәссәмләнгән: импортни алмаштуруш, экспортқа нишан қилиш, йеңи иш орунлирини ечиш, хамәшиядин қайта ишләшкә көчүш, чоң бизнесниң аһалиниң начар тәминләнгән қатламлириға ярдәмлишиши вә башқилар шу җүмлидиндур. Келәчәктә, йәни 2018-жилға қәдәр биз көмүқонақни қайта ишләш һәҗимини алтә һәссә көпәйтип, 360 миң тонниға йәткүзүшни нийәт қиливатимиз. Униң үчүн қошумчә 300 миллион АҚШ доллири сәрип қилиниду. Демәк, йәнә қошумчә 700 иш орни ечилиду». Гепим мошу йәргә кәлгәндә, Президент «заводта бүгүн қанчә адәм ишләйду?» дәп сориди. Мән бүгүн пәқәт «Яркәнт крахмал-ширнә заводида» 1200 адәмниң ишләватқанлиғини, уларниң һәммиси Панфилов наһийәсиниң турғунлири екәнлигини, әндики жилдин башлап пәқәт Панфилов наһийәсиниң деханлиридинла әмәс, шундақла хошна Уйғур вә Әмгәкчиқазақ наһийәлириниң деханлиридинму қурутулған көмүқонақ денини сетивелишқа башлайдиғанлиғимизни, бу, тәхминән, 3000дин ошуқ дехан егилигини өз ичигә алидиғанлиғини ейттим. Андин Президент банкиларға қачиланған мәһсулатларниң тәркивигә қизиқти. Мән мундақ дедим: «Көмүқонақ дени асасән тәркивидә қәнт нурғун мәһсулатларни йетиштүрүш үчүн пайдилинилиду. Әгәр қәнт қизилчисиниң тәркивидә қәнт бари-йоқи 18 пайизни тәшкил қилса, көмүқонақта бу 75 пайизға йетиду. Шуңлашқа биз қурутулған көмүқонақ денини чоңқур қайта ишләп, униңдин һазирчә 28 түрлүк мәһсулат йетиштүрүватимиз. Уларға еһтияҗ үстүн, мәһсулатниң 65 пайизини экспорт қиливатимиз. Президент мениң сөзүмни диққәт билән тиңшап, шу йәрдила вилайәт һакимиға заводумизни барлиқ җәһәттин қоллап-қувәтләш лазимлиғини тапшурди вә заводумиз паалийити дайим өзиниң диққәт-нәзәридә екәнлигини тәкитләп, ишимизға жуқури баһасини бәрди. Мән хошлишиш алдида Нурсултан Әбиш оғлини заводумизни зиярәт қилип, барлиқ иш җәриянлирини өз көзи билән көрүшкә тәклип қилдим. Президент бу тәкливимни мәмнунийәт билән қобул қилип, Алмута вилайитигә болидиған әндики иш сәпиридә сөзсиз заводумиға келидиғанлиғини ейтти.

Иврайим БАРАТОВ,

515 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы