• Өтмүшкә бир нәзәр
  • 29 Қыркүйек, 2016

Синип коллективини тикләштики иш-тәҗрибәм

1951-жилдин башлап һәр айда давамлиқ чиқиватқан «Шинҗаң маарипи» журналиға бийил 65 жил толди. 50 миңдин  ошуқ оқуғучиси бар  мәзкүр журналниң тәһриратини бу мәрикиси билән тәбрикләймиз. Төвәндә өз вақтида Үрүмчи 2-дарилмуәллимин шөбисиниң башланғуч мәктивидә оқутқучи болуп ишлигән пешқәдәм устаз, мәрһум Мәрийәм Зайитованиң «Шинҗаң маарипи» журналиниң 1957-жилқи 11-санида бесилған коллективлиқ мәсъулийәт мавзуси әтрапида  йезилған мақалисини ихчамлап  гезитханлар диққитигә һавалә қиливатимиз.          

Маңа новәттики оқуш жили 3-синип оқуғучилириға тәлим-тәрбийә беришни тапшурди. Әһвали мурәккәп болған бу синипқа йетәкчилик қилиш дәсләп маңа хелә қийин болди. Чүнки, бу синипта җәми 47 бала болуп, һәрбир партида үчтин бала олтиратти. Айрим оқуғучилар тәнәпуста өйигә  қечип кетип, қайтип кәлмәтти. Бәзилири дәрискә кечикәтти. Новәтчиләр синипни тазилимастин кетәтти.  Оқуғучилар  муәллимләрни һөрмәт қилиштин қалған еди.  Мундақ синипқа  сүпәтлик  билим вә аңлиқ тәрбийә бериш үчүн нурғун издинишкә тоғра келәтти. Нәқ шу вақитларда  биз мәктивимиздә «Синип рәһбири хизмитиниң мәзмуни» дегән материални қизғин муһакимә қиливататтуқ. Мәктәп мудирийити вә кәсипдашлар маңа әйнә  шу материалдин пайдилиниш тәкливини бәрди. Мән  уни қобул қилдим. Синипқа дәсләп  киргинимдә синип ичиниң қалаймиқанлиғи вә тазилиғиниң начарлиғи көзүмгә челиқтидә, ишни мана шу йәрдин башлимақчи болуп, новәтчиләр үчүн мәхсус хатирә дәптәр туттум вә уни новәтчи болған оқуғучиға тапшурдум. Униңға синипниң күндилик әһвалини мошу хатирә дәптәргә йезип туруши лазимлиғини чүшәндүрдүм. Һәр күни синипниң тазилиғини тәкшүрүп, новәтчиләрниң хизмитини «яхши» яки «начар» дегән өлчәм билән баһалап турдум. Лекин бәзи балиларға униң анчә тәсири болмиди. Бир күни  Исрайил исимлиқ оқуғучи новәтчи болсиму, синипни тазилимастин кетип қаптекән, әтиси оқуғучилар: «Муәллим, түнүгүн Исрайил синипни тазилимапту», дәп чоқуришип кәтти. Мән уларға дәрис вақтида гәп қилмидим. Чоң тәнәпус пәйтидин пайдилинип, синипни  өзәм  тазилап қойдум. Тәнәпустин кейин пакиз болуп қалған синипқа киргән балилар, «Синипни ким сүпәрди? Ким сүпәрди?», дейишип йәнә чоқуришип кәтти. Лекин һечким уларға «Мән сүпәрдим» дәп җавап берәлмиди. Мән пәқәт күлүпла қойдум. Балилар бир-биригә қарап пичирлишишқа башлиди. Болупму һелиқи тоғра новәтчилик қилмиғанлар интайин хиҗил болди. Шуниңдин кейин синип новәтчилигини һәммә оқуғучилар көңүл қоюп атқуридиған болди. Синип коллективини бәрпа қилишта синип мәҗлисиниң ролидин мувапиқ пайдиландим. Мәсилән, бир қетим  өткүзүлгән синип мәҗлисидә  барлиқ оқуғучиларниң үгиниш, әхлақ, тазилиқ вә башқа җәһәттики баһалирини йәкүнләп, оттуриға қойдум вә немә үчүн мәлум шәхсләрниң «яхши» яки «начар» болуп қалғанлиғини, бир балиниң яки бирнәччә балиниң начар  баһа елишиниң синип намиға әкси тәсир йәткүзидиғанлиғини чүшәндүрдүм. Мениң бу һәрикитим уларниң өзара һәмкарлишишиға  вә бир-бирини назарәт қилиш дәриҗисигә елип кәлди. Иккинчи қетим синип мәҗлисини нахша, декламация, қәһриманлар тоғрисида қисқа һекайиләр билән шуниңға охшаш тәрбийәвий әһмийити бар әдәбий парчиларни ядлаш асасида уюштурдум. Буниңға төвәндики бирла мисални кәлтүрүп өтәй. Синипимда Тиллахан исимлиқ оқуғучи бар еди. У балилар билән асанла соқушуп қалатти. Дәрискә кечикип келәтти. Әгәр униңға сөз қилип қойсаң, хапа болуп бир икки саат бешини партиға қоюп домсийип олтиривалатти. Мән бу оқуғучиға  2-синип «Оқуш китавидики»  «Норузхан» намлиқ шеирни ядлап келишни тапшурдум. Мәзкүр шеирниң һәрбир мисрасида Тиллаханда бар камчилиқлар баян қилинған еди. Бу шеирни Тиллахан синип мәҗлисидә ядқа  ейтип бәрди. У шеирни оқуп болуп, мәнасини чүшәнди, әтималим, бәк қизирип кәтти. Аридин көп  вақит өтмәй, Тиллаханниң мүҗәз-хулқида өзгириш байқалди. У муәллим  яки оқуғучилар сөз қилса, хапа болмайдиған, балилар билән соқушмайдиған, тиришип оқуйдиған, дәрискә кечикмәйдиған болди. Тиллахан бойидики камчилиқни чүшинип, уни аңлиқ һалда түзитишкә өзлүгидин киришти. У  бара-бара синип коллективиға, қаидә-тәртивигә сиңишип, яхши оқуғучиға айланди.  Мошу йәрдә шу нәрсини тәкитләш керәкки, синип коллективини тикләштә қолланған материалниң әң муһими «Оқуғучилар қаидиси» болди. Мән униң ичидә әң авал, тәртип тоғрисидики маддини балиларниң еңиға сиңдүрүшкә тириштим. Синип әһвалини яхшилаш үчүн жуқурида тәкитләнгинидәк, бәзи оқуғучиларниң аилә турмушини үгиниш үчүн дәсләп улар билән мәхсус сөһбәт өткүзүш ишлирини елип бардим. Мәсилән: Мурат исимлиқ бала күндә дегидәк, биринчи дәрискә кечикип келәтти. Сәвәвини сүрүштүргинимдә: «Укилиримға чай қайнитип беримән» дәп җавап бәрди. Аилисигә барсам, униң сөзи ялған болуп чиқти. Мураттин немә үчүн ялған ейтқинини сориғинимда, у «ачам (апам) маңа өгәй», дәп турувалди. Ахири мән Муратниң өйигә бардим. Алди билән балиниң яхши тәрәплирини ейтип, мәсилини оттуриға қойдум. Ялған ейтқанлиғи  паш болғанда, Мурат интайин хиҗаләтчиликтә қалди. Мән мошу әһвалдин кейин аилә сөһбитини  пәқәт ата-анилар биләнла өткүзмәстин, лазим болғанда, униңға оқуғучиниму қатнаштурушниң зөрүрлүгини һис қилдим. Шуниму әстин чиқармаслиқ керәкки, бәзи мулайим оқуғучилар өйигә муәллимниң барғанлиғини сәзмигини яхши. Чүнки у «муәллим немә үчүн кәлдекин?», дәп өз-өзидин гуманлиниду. Синип тәрбийичиси оқуғучиларниң мәктәптики әһвалиниң тәл-төкүз болушидин қәтъий нәзәр, һәммисиниң аилә турмушиниму үгиниши шәрт. Аилә сөһбитини уюштуруш җәриянида шу нәрсини ениқ сәздимки, һәрқандақ ата-ана өз балисиниң яман тәрипини аңлашни анчә халимайду. Шуңлашқа муәллим мундақ пәйттә алди билән балиниң яхши, андин кейин начар тәрәплирини көрситип, уларниң ярдәм қилишини тәклип қилиши керәк. Умумән, синип коллективини бирдинла әмәс, бәлки пәйдин-пәй дәрис, дәристин ташқири һәрхил паалийәтләр арқилиқ тиклидим. Шуңлашқа  мән синипта болмисамму, оқуғучилар худди муәллим  бардәк тәртиплик олтиридиған болди. Синип коллективи қанчилик мустәһкәмләнсә, униң балиларға тәсири шунчә яхши болиду. Коллективниң иттипақи күчәйгәнсири, синип рәһбириниң роли анчә көрүнмәйдиған болуп қалиду. Бу синип рәһбири өзиниң ролини бошитивәтсиму болиду, дегәнлик әмәс. Мән 3-синипқа йетәкчилик қилған вақтимда әйнә шундақ қийинчилиқларға  дуч кәлгән болсамму, лекин улар 4-синипқа көчкән вақитта синип коллективиниң күчийип, уларниң өзлирини идарә қилиш қабилийити өскәнлиги мәлум болди. Мән болсам бу жили пүтүн күчүмни оқушқа сәрип қилдим.  Нәтиҗидә синипимда 16 нәпәр әлачи оқуғучи йетилип чиқти. Мән бу нәтиҗиләргә оқуғучилар арисида коллективлиқ интизам билән җавапкәрликни бәрпа қилиш арқилиқ ериштим...

Тәйярлиған Абдуллам САМСАҚОВ.

549 рет

көрсетілді

6

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы