- Йеңилиқлар
- 29 Қыркүйек, 2016
Уйғур тәһийилири
Тәһийә — хәлқимизниң орун-көрпә мәдәнийитидә муһим орунни егиләйду. Илгири балағәт йешиға йәткән қизларниң тәһийә тикиш адити болған. Тәһийә қизлар турмушқа чиққанда той сандуғиға селинғачқа, болғуси келинләр униң қолайлиқ һәм чирайлиқ болушиға бар күч-ғәйритини сәрип қилған. Чүнки тәһийисигә қарап турмушқа чиққан қизниң һүнәр-маһарити, аилилик һаятқа тәйярлиғи баһалинатти.Тәһийә шундақла өй бөлмилирини безәш үчүнму қоллинилиду. Уларни жиғилған орун-көрпиниң үстигә чирайлиқ қилип тизип қоюш адити хәлқимиздә һелиму бар.
Шундақла уйғурларда тәһийини нәқишләшкә алаһидә көңүл бөлүнгән. Униң үчүн гүл-гиялар, һашарәт-қушлар вә һайванлар қияпити, чәмбәр, ромб, спираль қатарлиқ геометриялик шәкилләр пайдилинилған. Шундақла тәһийиләрдә чөчәк-ривайәтләр қәһриманлириму өз әксини тапқан. Умумән, уйғур тәһийилиридә хәлқимизниң өтмүш тарихини, тәрәққият йолини вә мәдәнийитини көрүшкә болиду.www.russіan.ts.cn
662 рет
көрсетілді0
пікір