• Йеңилиқлар
  • 06 Қазан, 2016

Теч вә хатирҗәм һаят үчүн

Сешәнбә күни Алмутидики Қазақстан Җумһурийити Тунҗа Пре­­зиденти фондиниң мәҗлисләр залида мәз­күр фондниң қол­лап-қувәтлиши вә Конрад Аденауэр намидики фонд­ниң һәм «Возрождение» Қазақстан немислири җәмийәтлик бирләш­­ми­лири ассоциациясиниң уюштуруши билән «Граж­данлиқ вә этник топлар» — умуммиллий бирликкә һәм хатирҗәм һаят   кәчүрүшкә қол йәткүзүш стратегиялири» мавзусида хәлиқара әнҗуман болуп өтти.

Униңға Қазақстан Җумһурийити Президенти Мәмурийитиниң Қазақстан хәлқи Ассамблеяси кативатиниң рәһбири Ералы Тоғжанов, Германия Федератив Җумһурийитиниң Қазақстандики әлчиси Рольф Мафаэль, Конрад Аденауэр намидики фондниң Қазақстандики вакаләтханисиниң мудири Томас Хельм, Немис Бундестагиниң де­путати, федератив һө­кү­мәтниң азсанлиқ милләтләр мәсилилири бойичә вәкили Хартмут Кошек, ОБСЕ азсанлиқ милләтләр ишлири бойичә Алий комиссариниң сәясий мәсилиләр бойичә чоң мәслиһәтчиси Андрей Хажин, Немис Бундестагиниң депутат­лири, этномәдәнийәт мәр­кәз­лириниң рәислири, қазақстанлиқ вә чәтәллик журналистлар қатнашти. Әнҗуманни Томас Хельм киришмә сөз билән ачқандин кейин Ералы Луқпан оғли көпмилләтлик елимиздики хәлиқләр достлуғини, милләтләрара разимәнликни мустәһ­кәмләш йолида әмәлгә ашурулуватқан ишлар, униңдики Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң роли, умумән, Президентимиз — Милләт  Лидери Н.Ә. Назарбаевниң дана миллий сәясити тоғрилиқ әтраплиқ чүшәнчә бәрди. Әнҗуман давамида «Этник топлар вә бүгүнки дуниядики зиддийәтләр», «Зиддийәтләрниң алдини елиштики сәясий мәхсәт-муддиалар», «Қазақ­стан­дики җәмийәтлик топ­ларниң интеграциялик әһвали», «Қазақстандики җәмийәт­лик консолидация җәриянидики динниң роли» мавзулирида мула­һизиләр жүргүзүлди. Улар­да қатнашқучилар көтирилгән мәсилиләр бойичә өзлириниң баһалиқ пикирлири билән бөлүшти. Әнҗуман ахири Алмута немис өйидә «Возрождение» Қазақстан немислири җәмийәтлик бирләшмилири ассоциацияси тәрипидин уюштурулған мәйрәмлик тәнтәнигә улашти.

431 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы