• Йеңилиқлар
  • 23 Желтоқсан, 2016

Иҗтимаий акция Алмутида тамамланди

Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 25 жиллиғиға беғишланған «Тәу-елсіз Қазақстан» поези» җумһурийәтлик иҗтимаий акция өз ишини Алмутида тамамлиди.Акция қатнашқучилирини «Алматы-2» вокзалида тәнтә-нилик күтүвалди. – Мән ихтисаслаштурулған иҗтимаий поезд команди-синиң барлиқ әзалирини чоң миллий мәйрәм һарписида мустәқиллигимизниң бөшүги болған Алмута шәһиридә күтүвалғанлиғимға наһайити хошалмән, — деди тәнтәнилик митингта ҚХА Рәисиниң орунбасари – Қазақстан Җумһурийити Президенти Мәмурийити ҚХА Кативатиниң рәһбири Ералы Тоғжанов. – Поезд мәмликитимизниң барлиқ регионлирида 97 наһийәдә болди, униң вәкиллири мисли көрүлмигән иш көләмини орунлиди, буниң үчүн мән «НК «Қазақстан темір жолы» акционерлиқ җәмийитигә, «Самұрық Қазына» Миллий тәрәққият фондиға чоң тәшәккүр изһар қилимән. Әгәр җумһурийәтлик акция йәкүни тоғрилиқ гәп қилсақ, 1-ноябрьдин 14-декабрьғичә, йәни 44 күн ичидә униңға Парламент Мәҗлисиниң депутатлири, ҚХА әзалири, «Қоғамдық келісім» җумһурийәтлик дөләт мәһкимисиниң, «Нур Отан» партиясиниң, мәдәнийәт вә спорт, билим вә пән, әдлийә, миллий ихтисат, саламәтликни сақлаш вә иҗтимаий тәрәққият, әхбарат вә коммуникацияләр, йеза егилиги министрликлириниң, илмий вә иҗадий зиялилар, яшлар тәшкилатлири һәм аммивий әхбарат васитилириниң вәкиллири болуп 271 адәм қатнашти. Җумһурийәтлик акция чарә-тәдбирлиригә 100 миңдин ошуқ адәм җәлип қилинди. Алмута, Астана вә башқа бирқатар шәһәрләрдики илмий-тәтқиқат медицина институтлири һәм мәркәзлиригә вакаләтән 70 дохтур һәр 10 — 12 күндә бир-бирини алмаштуруп, 13 450 қазақстанлиққа медицинилиқ ярдәм көрсәтти. Уларниң 792и йетәкчи җумһурийәтлик клиникилиларға, илмий-тәтқиқат институтлириға вә миллий мәркәзләргә йолланма алди, 3 535 адәм өз регионидики вилайәтлик һәм шәһәрлик давалаш мәһкимилиригә әвәтилди. Ахирида шуни тәкитләймизки, бу қетимқи акция Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң қатнишиши билән уюштурулған үчинчи умумҗумһурийтәлик акция болуп һесаплиниду.

524 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы