• Билип қоюң
  • 09 Қаңтар, 2017

Әң аммибап исимлар мәлум болди

Қазақстан Җумһурийити Миллий ихтисат министрлигиниң Статистика комитети 2016-жили ата-анилар өз пәрзәнтлиригә қойған әң аммибап исимларниң тизимини тәйярлиди. Қизлар арисида Қазақстан бойичә өткән жилдиқидәк Айзере исми әң аммибап болди – 4 934 қизға әйнә шундақ исим қоюлған. Иккинчи орунда – Айару (4 873), үчинчи орунда – анчә көп учримайдиған Раяна (4 467) дегән исимлар туриду. Улардин кейин Айша, Кәусар, Әмина, Айлин, София вә Аружан.

Оғул балилар арисида әң аммибап дәсләпки үч исим қатариға Алихан (3 560), Нурислам (2 731) вә Айсултан (2 730) кирди. Шу нәрсә диққәткә сазавәрки, бийил Рамзан ейида Рамазан исми хелә аммибаплиққа егә болди. Июньда 1 718 балиға әйнә шундақ исим қоюлди. Шундақла Санжар, Ерасыл, Мирас, Амир вә Али исимлириму өткән жили хелә кәң тарқалған исимлар қатариға кирди. Униңдин ташқири Қазақстан гражданлириға қоюлған алаһидә исимларму бар. Мәсилән, статистика мәлуматлириға асаслансақ, мәмликәттә Ромео, Царь, Эдельвейс, Теңиз, Саша Александр Людовик, Қошкелды, Кришна, Василиса-Мейрим, Венеция, Клеопатра Алина, Мина Жания Күләндә, Октавия, Сюзаннавиктория, Абдусаиднурисламхан, Едилжайық, Қайраткер, Керимзат, Өмиржалғас, Саммидастана, Тараз, Хазретсултан, Адал би, Гагарин, Мәҗилис, Маслихат, Пионер, Нурлыжол, Нуротан, Партия, Сенат вә шу хилдики башқиму исимлиқ гражданлар яшаватиду.

506 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы