• Йеңилиқлар
  • 09 Қаңтар, 2017

Баһар йезиси

Уйғур наһийәсидики Баһар йезиси Мустәқилликниң 25 жиллиғи һарписида өзиниң 40-баһариға қәдәм тәшрип қилди. 40 жил илгири, йәни 1976-жили, Абдулла Розибақиев намидики «Әмгәк» совхози  болуп, униңға Абдуғопур Абдуманапов  рәһбәрлик қилиду. Совхоз Ипәк йолиниң бойидики ташлиқ регионға орунлашқан. Бу җайдики қурулуш ишлири баш план асасида жүргүзүлүп, үч жилда йеза шәһәр қияпитини алди. Турмуш җәрияниға қолайлиқ 300 аилигә молҗаланған икки қәвәтлик турушлуқ өйләр, совхоз идариси,  мәктәп,  сода орунлири, балилар бағчиси, ағриқхана, клуб, монча, гараж, қойма, бедә уруғини тазилайдиған һәм хиш чиқиридиған заводлар бириниң кәйнидин бири қәд көтәрди. Кочилар асфальтлинип, һәрхил дәрәқләр тикилди вә канализация ишқа қошулди.  Егилик һесавиға һәр аилигә 10 түп абрикос, 5 түп алма көчити һәқсиз берилди. Бүгүн шу башланма өз әксини тепип, йеза округида йүзлигән гектар бағлар бәрпа қилинди. Буниң өзи совхоз мудири Абдуғопур Абдуманаповниң келәчәкни пәмләш ихтидариға егә екәнлигини дәлиллисә керәк. Бу совхоз шундақла Йеза егилиги министрлиги билән Мемарчилар иттипақиниң Пәхрий ярлиқлири билән тәғдирләнгән. Совхозда шундақла 2000 ириқара, 10 миң қой, 350 ат, 30 миң өдәк өстүрүлди. 300 сеғин сийир сеғилип, һәрбиридин жилиға 3000 литрдин сүт елинди. Бодаққа елинған топақларниң һәрқайсиси 450 килограмм тирик салмақта гөшкә өткүзүлди. Өткән 40 жилда йеза тарихида чоң өзгиришләр йүз бәрди. Роһий чүшкүнлүк, өрләш җәриянлири болди. Мустәқиллик шарапитидин һазир күндин-күнгә гүлләп, иҗтимайи ихтисадий әһвали яхшиланмақта. Бүгүнки  күндә Баһар йезилиқ округида 137 дехан егилиги болуп, улар асасән бағвәнчилик вә көктатчилиқ билән шуғуллиниду. Бийил йеза егилигигә аит 100 гектар арпидин 190 тонна, 185 гектар шимишкидин 203 тонна, 100 гектар көктаттин 100 тоннидәк һосул жиғилған. Шундақла 23 гектар бағдин 450 тонна мевә елинди. «Чарас», «Аскери», «Шасла», «Қыран», «Мускат» дехан егиликлири қоғун-тавуз вә көктат билән наһийә аһалисини тәминләп кәлмәктә. Йүз гектарға өстүрүлгән абрикос көчәтлири йеңи технология бойичә тамчилитип суғириш билән пәрвиш қилиниватиду. Бийилниң өзидә дөләт тәрипидин қоллап-қувәтләшкә егә болған «Рашид», «Мухит-К», «Умида» егиликлири умумий мәйдани 13,5 гектарни тәшкил қилидиған тамчилитип суғириш бойичә абрикос, алма, шаптула вә үзүм беғини бәрпа қилди. 2013-жили  «Балапан» дөләтлик программиси бойичә қәд көтәргән  «Нұрлы болашақ» балилар бағчисида үч қазақ вә үч уйғур топи моҗут. Йезидики 47 ишсизлар саниму ушбу балилар бағчиси түпәйли қисқарди десәк, мубалиғә әмәс. Булту наһийә бойичә билим беридиған мәһкимиләр арисида билим сүпитини ениқлаш мәхситидә диогностикилиқ мониторинг жүргүзүш нәтиҗисидә мәзкүр балилар бағчиси биринчи орунға сазавәр болди. Йезиниң гөзәллигини өз әслигә кәлтүрүп, аватлаштуруш ишлириғиму көп көңүл бөлүнүп келиватиду. Һәр жили әтияз мәзгилидә мәнзирилик дәрәқ көчәтлирини олтарғуш әнъәнигә айланған. Баһар йезиси күн санап кәңәймәктә. Тиң йәрләр өзләштүрүлүп, йезидики ишсизлар саниму аста-аста азийиватиду. Хәлиқниң һал-әһвалиму яхши. Йезиниң жигитбеши, анилар кеңиши, йезилиқ һакимийәт вә мәктәп коллективи һәр жили мүмкинчилиги чәкләнгән шәхсләр бар аилиләргә маддий вә мәнивий җәһәттин ярдәм көрситип келиватиду. Йезида қазақ, уйғур милләтлири бир аилиниң балилиридәк бир йәңдин қол, бир яқидин баш чиқирип, йезиниң гүллинишигә үлүш қошмақта. Шахризада САБИТОВА. Уйғур наһийәси.

483 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы