• Йеңилиқлар
  • 09 Қаңтар, 2017

Қиммәтлик вәтәндашлар!

Қазақстан хәлқи Ассамблеяси силәрни қәдәм тәшрип қилған Йеңи, 2017-жил – һәрбир аилә үчүн вә һәрбиримиз үчүн парлақ, шат-шадиманлиқ вә сөйүмлүк мәйрәм билән тәбрикләйду. Өткән жил алаһидә жил болди – биз Қазақстан Җумһурийити, Вәтинимиз Мустәқиллигиниң 25 жиллиқ юбилейини нишанлидуқ.Мәмликәтниң Тунҗа Президенти – Милләт Лидери Нурсултан Назарбаевниң рәһбәрлигидә Мустәқилликниң 25 жили Қазақстан үчүн тәрәққият вә турақлиқ риваҗлиниш дәври, течлиқ вә разимәнлик җәмийитини қуруш үлгиси болди. Қәдәм тәшрип қиливатқан Йеңи жилда биз силәр билән Универсиада, ЭКСПО-2017 вә Астананиң 20 жиллиғи охшаш мәмликәт һәм хәлиқ үчүн муһим болған вақиәләрни өткүзимиз. Биз уларниң һәммисиниң бирпүтүн, җипсилашқан вә талантлиқ хәлқимиз үчүн умумий муваппәқийәтлиримизниң һәм Қазақстан утуқлириниң ярқин көрүнүши болидиғанлиғиға сәмимий ишинимиз вә үмүт қилимиз. Қиммәтлик жутдашлар! Йеңи жил – йеңи үмүт вә интилишлар жили қәдәм тәшрип қиливатиду. Униң қандақ болидиғанлиғи һәрбиримизгә бағлиқ. Шуңлашқиму биз силәрниң һәммиңларға өзәңларға вә өз күчүңларға ишинишиңларни, чоң ғалибийәтләр вә йеңилиқларни тилигән болар едуқ. Мошу жилға бәлгүлигән планлириңлар әмәлгә ашқай, һәрбир башланмаңлар утуқлуқ  болсун. Биз силәргә өз күчүңларға ишинишиңларни вә йеқин адәмлириңларниң қоллап-қувәтлишини тиләймиз. Йеңи жил бәхитлик дәқиқиләрни көпәйтип, аилиниң иллиқ тәпти йеқинлириңларни исситсун. Силәргә чин қәлбимиздин саламәтлик, паравәнлик, бәхит-саадәт вә гүллиниш тиләймиз. Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Кеңиши.

423 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы