• Мәдәний мирас
  • 23 Ақпан, 2017

Хотән әтлиси қайтидин җулаланмақта

Шинҗаң Тарим ойманлиғиниң җәнубий қисмиға җайлашқан Хотән шәһириниң Җия йезисидики қол билән әтләс тоқуйдиған әнъәнивий кархана бар. Бу зиминда өсүмлүкләрни бағлап бояш қедимий техникиси билән әнъәнивий яғач дәстигаһ һазирғичә сақланған. Әтләсниң көп учрайдиған бадам гүл, яғач басма гүл вә тағақ гүл нусхилири бар. Һүнәр сәнъити мурәккәп вә тәннәрқи бирқәдәр жуқури болғанлиқтин, әнъәнивий әтләс тоқуш һүнири билән шуғулланғучилар бәк аз. Йеқинқи жиллардин буян һөкүмәт вә карханиларниң қоллиши түпәйли өтмүштики гөзәл рәңлик әнъәнивий әтләс тоқуш һүнири қайта җулаланди. Мәлум болушичә, Җия йезисида һазир әлликтин ошуқ әтләс тоқуш содигәрлири билән һәмкарлиқ кооперативлири болуп, бу кәсип билән шуғуллинидиғанларниң сани 2 миңға йеқинлашқан. Һә, бу тиҗарәтниң жиллиқ мәһсулат миқдари 500 миң топқа йетип, бир жилда һәрбир аилигә оттура һесапта 84 миң йүвәндин ошуқ кирим елип кәлгән.  www.uy.ts.cn

415 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы