• Қәлб нидаси
  • 17 Наурыз, 2017

Һаятини маарипқа беғишлиған инсан

Һәқиқәтәнму, адәм үчүн һәрқандақ җудалиқниң нәқәдәр еғир екәнлиги һәммигә мәлум. Мән 55 жилға йеқин өй тутуп, оқәт қилған йолдишим Тельман Баратовтин айрилип қалғанда, буниңға техиму көз йәткүздүм. Тельман өзи наһайити милләтпәрвәр, миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри еди. Шуңлашқа уни көпчилик яхши тонатти. У пүткүл аңлиқ һаятини маарип саһасиға беғишлиған, йүзлигән шагиртларни тәрбийилигән пешқәдәм устаз еди. Тельман Баратов 1935-жили Уйғур наһийәсиниң Подгорное (һазирқи Қирғизсай) йезисида дунияға кәлгән. Униң ейтип беришичә, ата-аниси әсли ғалҗатлиқ екән. Дадиси Йолдаш заманиға лайиқ саватлиқ болғачқа, иш бабида Подгорное йезисида артель башқурған. Улуқ Вәтән урушиға қатнишип, шиддәтлик җәңләрдә әрлик көрсәткән. Ана жутиға қайтип кәлгәндин кейин Чонҗидики рус оттура мәктивидә устаз болуп ишләйду, һөрмәт қазиниду. Униң нами Чонҗидики кочиларниң биригә берилгән. Тельман 1945-жили дадиси ишләватқан мәктәпниң босуғисини атлайду. Уни әла баһалар билән тамамлиғандин кейин, КазПИға оқушқа чүшиду. Институтни пүтирип, мәхсус йолланма билән өзи билим алған Чонҗидики рус оттура мәктивигә ишқа орунлишиду. «Өзәм тәһсил көргән билим дәргаһиға кәлгинимгә биртәрәптин хошал болсам, йәнә биртәрәптин чоң җавапкәрликни һис қилдим, — дәп әсләйдиған у. — Өзәмгә билим бәргән Петр Тютивин, Сергей Абрамов, Мария Тарасова охшаш устазлирим билән ишләш бәхтигә муйәссәр болдум. Улар маңа әнди устазлиқниң қир-сирлирини үгәтти». Тельман иккимиз 1962-жили аилә қурдуқ. Мәнму Чонҗидики уйғур мәктивидә ишләшкә башлидим. Иккимиз устаз болғачқа, иштила әмәс, аилидиму көпирәк мәктәп тоғрилиқ сөз болидиған. У өз ишини наһайити яхши көридиған, көп издинидиған. Һәрқандақ илғар тәҗрибини үгинип, уни паалийитидә қоллинатти. Униң йәнә бир алаһидилиги, у маһир тәшкилатчи еди. Шуңлашқа көп өтмәйла, мәктәптә илмий мудир болди. Кейинирәк, Алмутидики Дружба мәһәллисидики 153-мәктәпкә ишқа тәклип қилинди. Мошу мәктәптә мудир болуп ишлигән пәйтлиридә миллий маарипимизниң тәрәққиятиға биркишилик һәссисини қошти дәп ишәшлик ейталаймән. Ойлисам, Тельман һаятиниң 40 жилини мәрипәт саһасиға беғишлапту. Униң пидакаранә әмгиги дайим жуқури баһалинип турди. Бирнәччә қетим наһийәлик, вилайәтлик маарип бөлүмлириниң Пәхрий ярлиқлири билән тәғдирләнди. 1994-жили болса, «Қазақстан Җумһурийитиниң маарип әлачиси» атиғини алди. Һөрмәтлик дәм елишқа чиқсиму, мәктәп билән алақисини үзмиди. Миллий маарипимизға мунасивәтлик һәрқандақ мәсилидә өзиниң пикир-тәклиплирини берип турди. Бийил иккимизниң аилә қурғинимизға 55 жил толатти. Жил бешида иккимиз өзара мәслиһәтлишип, бу сәнәни нишанлап өтүшниму планлап қоюведуқ, Әпсус, бу арманларға йетәлмидуқ. Бийил 16-январь күни Тельман туюқсиз дуниядин өтти. 23-март униң туғулған күни еди. Қелиплашқан әнъәнимиз бойичә, балилиримиз Ризвангүл, Нуршидин билән Зәйтүнәм, нәврилиримиз Расул, Йолдаш дәстихан әтрапиға жиғилип, тәбрикләттуқ. Әнди бу күндинму мәһрум болдуқ. Әлвәттә, тәғдиргә тән бериштин башқа нә чарә! Реһан БУРҺАНОВА. Алмута шәһири.

304 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы