• Мөтивәрләр
  • 30 Наурыз, 2017

«Жут аниси» — Айшәм ана

«Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази»/ Йеқинда «Ривайәт» ресторанида Наурызбай на­һи­йәлик ветеранлар ке­ңишиниң уюштуруши билән наһийәниң ихтисадий вә мәдәний тәрәққиятиға зор төһпә қошқан нураний аниларға һөрмәт көрситилип, һәрхил мукапатлар тапшурулди. Әйнә шуларниң арисида Қарағайлы жутиниң һөрмәтлик һәм инавәтлик мөтивәрлириниң бири Айшәм Садиқоваму болди. Бу күни Айшәм аниға Наурызбай наһийәлик ветеранлар кеңиши тәсис қилған «Ана жүрегі» медали тапшурулди. Айшәм Садиқова 1942-жили Ғулҗа шәһиридә аддий ишчи аилисидә дунияға кәлгән екән. Кичигидин билимгә хуштар у оттура мәктәпни әла баһаларға түгитип, Үрүмчидики Шинҗаң институтиниң биология вә химия факультетиға оқушқа чүшиду. Мәзкүр билим дәргаһини тамамлиғандин кейин йолланма билән Қәшқәргә әвәтилип, бу йәрдә «Сәмәт» оттура мәктивидә 7 – 10-синипларға биология вә химия пәнлиридин дәрис бериду. Кичигимдинла сәнъәткә вә спортқа наһайити қизиқаттим, — дәйду Айшәм ана. — Мәктәптә ишләшкә башлиғанда мошу саһаларда өмәкләр қуруп, балиларни җәлип қилдим. Бизниң Җәнубий Шинҗаң қизлар волейбол командиси Үрүмчидә өткән спорт мусабиқисидә биринчи орунни егилиди. Шуниңдин кейин Беҗин, Гәнҗиң, Ухән шәһәрлиридиму ғалип чиқтуқ. Айшәм Садиқова 1960-жили Ғулҗиға қайтип келиду вә Тоққузтара мәктивидә устазлиқ қилиду. 1962-жили Қазақстан дияриға көчүп чиқип, Алмута әтрапидики Чапаев намидики колхозға (һазирқи Қарағайлы йезиси) орунлишиду. 1971-жилғичә мошу колхозда әмгәк қилиду. Шуниңдин кейин та һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә, йәни 1993-жилғичә Алмутидики 2-ағриқханида ишләйду. Тарихий вәтинимиздин көчүп чиққандин кейин таша жутқа үгиниш дәсләп қийин болди, — дәп әсләйду Айшәм ана. — Алий билимим болсиму, тил билмигәчкә, колхозда аддий ишчи болуп ишлидим. Худаға шүкри, Чапаев жутиниң адәмлири бизни яхши қобул қилди. Көп өтмәйла һәммә қийинчилиқлар кәйнимиздә қалди. Айшәм ана Чапаев йезисиға кәлгәндин кейин жутниң вә җәмийәтлик ишлириға паал қатнишишқа башлиди. 1978-жилдин башлап узун жиллар давамида йезидики ханим-қизлар кеңишиниң рәиси болди. Жут­та әнъәниләрни сақлап, риваҗландуруш йолида тинмай әмгәк қилди. Йолдиши Тиливалди Садиқов иккиси йәттә бала тепип, уларни заманға лайиқ тәрбийиләп, қатарға қошти. Тиливалди акиму милләтпәрвәр, сәнъәтхумар инсан болидиған. Улар 1985-жили аиләвий ансамбль қуруп, наһийә, вилайәт дәриҗисидә өткүзүлгән конкурсларға қатнишип, мука­патлиқ орунларға еришти. Айшәм анини Қарағайлы җамаәтчилиги «Жут аниси» дәп атайду, — дәйду жигитбеши Қасимҗан Исрайилов. — Улар жутумиздики инавәтлик аилиләрниң бири. Мәрһум Тиливалди акиму өз вақтида жигитбеши вәзиписини атқуруп, бизгә үлгә болған. Мана һазир уларниң балилириму көпчиликниң һәрқандақ ишида қол-қанат болуп келиватиду. Бу күнләрдә өзиниң 75 жиллиқ тәвәллудини нишанлаватқан Ай­шәм Садиқова йәттә пәрзән­диниң, он алтә нәврисиниң вә он икки чәврисиниң яхшилиғини көрүп, шат-шадиман яшап келиватиду. Бизму, өз новитидә, нураний аниға саламәтлик, узақ өмүр тиләймиз.

464 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы