• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 25 Мамыр, 2017

Қумлуқтики ширин тәм

Тәбиий таам/ Керийә наһийәсиниң Арал йезиси Тәклимакан қумлуғиниң четигә җайлашқан. Һәр жили май ейиниң оттурилирида бу тәвәдә қизилгүлләр ечилғанда бостанлиқтики деханлар гүлқәнт ясашқа башлайду. Арал йезисида топа, йоруқлуқ, иссиқлиқ җәһәттин бәк қолайлиқ болғачқа, мәзкүр зиминда өскән қизилгүлләрниң рәң­ги вә һиди башқа җайларниңкигә охши­майду. Ениғирағи, у Хотән гүли болуп, әмәлиятта Ипәк йолини бойлап бу йәргә келип қалған Дәмәшқ әтиргүлиниң өзгәргән түридур. 35 яшлиқ Һашихан Һәмра 10 йе­шидин башлап гүл­қәнт ясашни үгән­гән. Униң дадиси Һәмра Әмирмәмәтниң ейтишичә, бу җәриянда гүл бәргилирини таллаш, еғирлиқ өлчәш, қолда угилаш муһим әһмийәткә егә. Шун­дақла гүлқәнтниң ач­чиқ, чүчимәл болуп келишиниң алдини елиш мәхситидә гүл бәргилири қум-топа вә анилиғидин тазилиниду. Тәми ширин, ләззәтлик болуши үчүн еғирлиғи өлчиниду. Хотәнликләр уни һәр күни чай билән қошуп истимал қилишни адәт­кә айландурған.  «Тәңритағ» уйғурчә тори.

306 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы