• Дидар ғенимәт
  • 01 Маусым, 2017

60 жилдин кейин...

Шахризада САБИТОВА, «Уйғур авази»/ Йеқинда Кичик Ақсу йезисиниң турғуни, милләтпәрвәр инсан Марлин ака Рәһмәтов билән учришип қалдим. У  буниңдин 10 жил илгири ана мәктәп қойнидин учум болған синипдашлириниң бешини қошуп, 50 жиллиқ учришиш өткүзгән екән. Мана шу күндин етиварән, бу синипдашлар өзара қоюқ арилишип, еғир күндә бир-биригә яр йөләк болуп, яхшилиғини тәң бөлүшүп келиветипту. Һә, бийил болса, улар йәнә бир қетим өткән-кәткән күнләрни әсләп, дәм ғенимәт, дидар ғенимәт дәмлирини баштин кәчүрди. — Раст, яшлиғимизда тирикчилик койида жүрүп, синипдашлар  қоюқ арилишалмидуқ — дәйду Марлин ака Рәһмәтов. — Мана әнди шу хаталиқлиримизниң орнини қерилиқта толтуруватимиз. Бийил бизниң мәктәпни пүтирип, ана мәктәптин учум болғинимизға 60 жил бопту. Шу хошаллиқни синипдашлар билән бирликтә нишанлап, бир дәқиқигә болсиму дидарлишишни тоғра көрдуқ. Тәшәббускар Марлин акиниң тәкливи билән 60 жиллиқ учришишниң меһмини сүпитидә Чоң Ақсу йезисиға бардим. Йезидики «Расул» кафесиниң һойлисида сәксәнниң төридин орун алған момилар билән бовилар өзара сәмимий һалда көрүшүп, бир-бирини тәбриклишиветипту. Бу учришишниң йәнә бир алаһидилиги шуки, бүгүн уларға пәрзәнтлири билән нәврә-чәврилири хизмәт қилмақта еди. Меһманлар һөрмитигә йейилған кәң дәстихан әтрапида мөтивәрләр мәктәп тамамлиған жилларни ядиға елишти. Улар 1957-жили Абай намидики Чоң Ақсу оттура мәктивидин учум болуп, чоң һаят қойниға қәдәм ташлиди.  Уларниң балилиқ дәври Улуқ Вәтән уруши жиллириға тоғра кәлгәчкә, бесим қисмиға арқа сәптә әмгәк қилишқа тоғра кәлди. Уруштин кейинки әслигә кәлтүрүш вәзиписиму шуларниң зиммисигә чүшти. Мәктәптин кейинки һаят кимләрни қандақ соғилар билән күтүвалди? Мана мошулар һәққидә өзара сөһбәт башлиған Марлин ака синипдашларниң һәрқайсисиға сөз берип, улар билән биллә өткән-кәткән күнлирини әсләшти. Андин улар кафе һойлисида кона нахшиларни ейтип, уссулға чүшти. Уйғур наһийәси. 

515 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы