• Йеңилиқлар
  • 01 Маусым, 2017

Муһим мәсилиләргә тохталди

Әхбарат вә коммуникацияләр министри Дәурен Абаев «Хабар» агентлиғиниң «Открытый диалог» лайиһисидә Қазақстанда рәқәмлик эфирлиқ хәвәр тарқитиш қачан ишқа қошулидиғанлиғи тоғрилиқ ейтип бәрди. «2019-жили Қазақстанда рәқәмлик эфирлиқ телерадио хәвәрлирини тарқитиш иши планлиниватиду. Уни әмәлгә ашуруш үчүн 827 радио-телевизия станциясини селиш лазим. Униң үчүн бу ишни бир мәзгилдә пүткүл елимиз бойичә қолға елишимиз керәк. Барлиқ 827 станция селинип болмиғичә хәвәр тарқитиш әмәлгә ашурулмайду. Һазир 700дин ошуқ станция селинип болди. Алдимиздики икки жилда бу ишни аяқлаштурушни мәхсәт қиливатимиз», деди Д.Абаев. Министрниң тәкитлишичә, униңдин ташқири 3240 мошундақ хәвәр тарқитидиған васитиләрни аҗритиш һаҗәт болиду. «Бәш-алтә вилайәттә рәқәмлик хәвәр тарқитишни бүгүндин башлашқиму болиду. Амма альтернатив васитиләр аҗритилғандин кейин аһалиниң айрим топлири иҗтимаий ярдәмни тәләп қилиши еһтимал. Чүнки хәвәр тарқитиш васитилирини қошуш үчүн мәлум көләмдә мәбләғ керәк. Шуңлашқа бу мәсилиму һазир муһакимә қилинмақта», дәп тәкитлиди министр. «Открытый диалог» программисида шундақла дөләтлик хизмәт көрситиш мәсилилириму муһакимә қилинди. Бу йәрдә электронлуқ рәқәмлик имзани бирқетимлиқ парольларға алмаштуруш идеясиму алға сүрүлди. «Электронлуқ рәқәмлик имзани биз он жил илгири ишқа қоштуқ. У шу пәйттики заман тәливигә мувапиқ еди. Һазир биз бирқетимлиқ парольға көчүшни тәклип қиливатимиз. Граждан бирқетимлиқ парольниң ярдими билән сайтқа киргәндин кейин, өз ишини әмәлгә ашуруп, қайтидин чиқип кетиду. Кейин униң телефониға йеңи пароль келиду. Система йениклишиду» дәп тәкитлиди министр.

566 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы