• Тәнтәнә
  • 22 Маусым, 2017

Саһа илғарлири мукапатланди

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази»/ Медицина хадимлириниң күни һарписида Бәйдибек би йезисиниң Мәдәнийәт өйидә Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң медицина саһасида әмгәк қиливатқан ақхалатлиқ әвзәл җанларға һөрмәт көрситилди. Елимиздә саламәтликни сақлаш саһасини тәрәққий әткүзүшкә қаритилған «Саламатты Қазақстан» дөләт программиси түпәйли кейинки жиллирила наһийәдә 10ға йеқин амбулатория, Бәйдибек би йезисида чоң ағриқхана селинди. Умумән, наһийәдә 83 медицина мәһкимиси бар. Уларда 294 алий билимлик врач, 1 187 оттура мәхсус билимлик медицина хадими ишләйду. Тәнтәнә давамида бир­түркүм саһа илғарлири мукапатлинип, Пәхрий ярлиқлар билән баһалиқ соғиларға еришти. Уларниң арисида миллитимиз вәкиллиридин Челәк наһийәлик мәркизий ағриқханисиниң сабиқ баш врачи Мәһәмәтҗан Ғәниевму бар. Шундақла Челәк йезилиқ ағриқханиси «Тез ярдәм» бөлүминиң фельдшери Ғуламҗан Исрайилов «Илғар фельдшер» аталса, Байсейит йезиси амбулаториясиниң башлиғи Рошахан Абдуллаева, сил кесәлликлири диспансериниң фтизиатри Пәридәм Амутова, реанимация бөлүминиң һәмшириси Гүлшадәм Савутова, наһи­йәлик саламәтликни сақ­лаш башқармисиниң баш мутәхәссиси Сабирәм Мәшүрова, Достлуқ йезиси амбулаториясиниң башлиғи Сәнәм Қасимова вә башқилар наһийә һакиминиң Пәхрий ярлиғи билән мукапатланди. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

438 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы