• Йеңилиқлар
  • 30 Маусым, 2017

Евразия медиакөрүги

Астанада болуп өткән ХIV Евразия медиафорумиға пүткүл дуниядин аммивий әхбарат васитилириниң 900дин ошуқ вәкили кәлди. Форумда Қазақстан Җумһурийити Президентиниң ХIV Евразия медиафорумиға қатнашқучилириға йоллиған мураҗиитини дөләт кативи Гүлшара Әбдиқалықова оқуп бәрди. Тәбрик хәттә медиафорумниң журналистлар бирләшмисиниң муһим мәсилилирини конструктив муһакимә қилиш җайиға айлинип, чоң абройға еришкәнлиги тәкитлиниду. Нурсултан Назарбаев аммивий әхбарат васитилириниң күч-қувәтни хәлиқләр вә мәмликәтләр оттурисида тосалғулуқларни пәйда қилмай, бәлки уларни бирләштүрүшкә топлаш керәклигигә диққәт ағдурди. «Дуния йеңи әхбарат муһитини шәкилләндүрүш дәвригә қәдәм ташлиди вә биз униң шерикликни һәм билим алмаштурушни рәғбәтләндүрүш үчүн өзимизгә бағлиқ һәммә нәрсини қилишимиз керәк. Униңдин ташқири кәлгүсидики иҗтимаий вә технологиялик өзгиришләргә тәйяр туруш турақлиқ тәрәққиятниң һәл қилғучи амили болуп һесаплиниду. Медиафорумниң күн тәртивигә «йешил ихтисат» мәсилилириниң киргүзүлүши рәмзгә егә болуватиду. Бу Астанада өтүватқан «ЭКСПО-2017» көргәзмисиниң мавзусиға аһаңдаштур», дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири өз мураҗиитидә. Евразия медиафоруми тәшкилий комитетиниң рәиси Дариға Назарбаева сөзгә чиқип, һазирқи дунияниң әң кәскин проблемилири әтрапида диалог қурушниң Евразия медиафоруминиң күн тәртивини түзүштә әнъәнивий яндишиш болғанлиғини әслитип өтти. Техи йеқиндила аләмшумуллаштурушни тәрәққиятниң чоққиси дәп атиған едуқ, әнди у бизни қорқутуватиду. Террорлуқ һәрикәтләр, Йеқин Шәриқтики гражданлар уруши, қачақлар еқими Евроиттипақниң нурғунлиған әллири үчүн еғир жүк болди. Инсанийәт шәхсий әркинлик вә бехәтәрлик оттурисидики мурәккәп дилемма алдида туруватиду. Рәқәмлик инқилап вә умумйүзлүк әхбаратландуруш пәқәт йеңи имканийәтләрнила әмәс, бәлки ховупларниму пәйда қилип, дунияни өзгәртиватиду. Тәпәккүр даирисиниң тарлиғи, сәлбий көзқараш вә пессимизм – дунияниң уйғун тәрәққий етиш йолидики җиддий тосалғулар, шуңлашқа һәмкарлиққа һәм алға илгириләшкә очуқ күчлүк адәмләрниң йеңи әвладини тәрбийиләш керәк. – Журналистлиқ әхлақ мәсилилири барғансири кәскин көтирилмәктә. Һазир җәмийәтни әхбарат билән тәминләшкә вә хәвәрдар қилишқа қаритилған кәсипни таллавалғучилар Гиппократ қәсәмяди охшаш қәсәмядни қобул қилиши вә «давалашниң муһим принципиға зиян йәткүзмигин» принципиға әмәл қилиши керәкмекин. Бу тоғрилиқ медиа бирләшмиси қандақ ойда? – Дариға Назарбаева муһим мәсилини әйнә шундақ йәткүзүп, форум даирисидики муназириниң униң тоғра җавапларни издәп тепишқа йеқинлишишқа ярдәм беридиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. Форумниң ечилишида шундақла «Астана ЭКСПО-2017» МК акционерлиқ җәмийити башқармисиниң рәиси Ахметжан Есимов сөзгә чиқип, XIV Евразия медиафоруминиң көргәзмә территориясидики Конгресс мәркәздә өтүватқанлиғини атап көрсәтти. Форумниң І сессияси униңға қатнашқучиларға «Йеңи дуния тәртиви: көрүк селиш керәкму яки там қопуруш керәкму?» дегәнгә охшаш соалға җавап издәшни тәклип қилди. Форум қатнашқучилириму һазирқи дунияда «көрүк селиш» үчүн илгәркигә қариғанда әң яхши имканийәтләрниң моҗут екәнлигини вә улардин ваз кәчмәслик лазимлиғини тәкитлиди. Көрүк вә тамлар мавзуси энергияниң альтернативлиқ мәнбәлиригә беғишланған сессиядиму өз давамини тапти. Сессиягә қатнашқан Қазақстан Җумһурийитиниң әхбарат вә коммуникацияләр министри Дәурен Абаев технологияләр тәрәққияти қанчилик пайдилиқ болмисун, бу җәриянға наһайити диққәт билән яндишиш керәклигини атап көрсәтти. Мундақ пикирни форумға қатнашқучиларму қоллап-қувәтлиди. Форумниң иккинчи күни Сириядики тоқунушқа беғишланған сессия билән ечилди. Униңда сөзгә чиққан Қазақстан Җумһурийитиниң ташқи ишлар министри Қайрат Абдрахманов җумһурийәтниң музакириләрни жүргүзүш үчүн мәйдан берип, Сирия боһринини течлиқ йоли билән һәл қилишқа өз һәссисини қошуватқанлиғини тәкитлиди. Евразия медиафоруми даирисидә шундақла Азияниң «ихтисадий мөҗүзиси» вә регионниң дуния ихтисадидики ролини күчәйтиш, капитал, әмгәк вә әқилниң һазирқи шараитта тиҗарәтни тәрәққий әткүзүштики роли, рәқәмлик инқилап мәсилилири муһакимә қилинди. XIV Евразия медиафоруминиң ишиға шундақла Түркияниң 11-президенти Абдулла Гүл, АҚШниң сабиқ энергетика министри Билл Ричардсон, Нобель течлиқ мукапитиниң лауреати Раджендра Пачаури, «Астана» Хәлиқара малийә мәркизиниң башқурғучиси Қайрат Келимбетов, Исраил премьер-министри мәмурийитиниң сабиқ рәһбири Гилад Шер қатнашти. Дариға Назарбаева Евразия медиафорумини тамамлап, қатнашқучиларға миннәтдарлиқ билдүрди вә сессия өткән үч күндә уларға һәл қилиниши дунияниң тәғдири һәм униңдики бехәтәрлик, ениқ адәмләрниң вә пүтүнсүрүк хәлиқләрниң һаяти билән зич бағлиқ болған проблемиларни қандақ тәсәввур қилидиғанлиғи билән ортақлашқанлиғи үчүн миннәтдарлиқ  билдүрди. Новәттики XV Евразия медиафоруми 2018-жили 18 – 20-апрельда Алмутида өтиду.

523 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы