• Йеңилиқлар
  • 30 Маусым, 2017

Конкурс ғалиплири билән учрашти

Қазақстан Президенти дөләт органлириниң хадимлирини Дөләт хадими күнигә беғишлап өткүзүлгән конкурста ғалип чиқиши мунасивити билән тәбриклиди. Нурсултан Назарбаев дөләт хизмити вәзиписиниң хәлиққә садиқ хизмәт қилиштин вә мәмликәтниң миллий мәнпийәтлирини нәтиҗидарлиқ қоғдаштин ибарәт екәнлигини тәкитлиди. – Дөләт аппарати  ишиниң яхши йолға қоюлуши күчлүк һәм мустәқил Қазақстанни қурушқа ярдәм қилди. Һазир мәмликитимиз барлиқ йетәкчи дуниявий рейтингларда мунасип орунни егиләватиду. Ихтисатниң иҗабий сүръити сақлиниватиду, җәмийәттә разимәнлик вә бирлик турақлиқ қоллап-қувәтләшкә егә, – деди Қазақстан Президенти. Учришишта Нурсултан Назарбаев дөләт аппаратиниң миқияслиқ ислаһатларни әмәлгә ашурушта муһим роль ойнаватқанлиғиға диққәт ағдуруп, дөләт хадимлириниң мәмликәт тәрәққиятиға чоң һәссә қошуватқанлиғини тәкитлиди. Шундақла Қазақстанниң аләмшумул риқабәткә қабиллиғини ашуруш нуқтәий нәзәридин дөләт аппаратини системилиқ өзгәртиш чарилиригә алаһидә тохталди. Дөләт рәһбири шундақла меритократия вә очуқлуқ принциплирида дөләт хизмитиниң йеңи шәклини җарий қилиш нәтиҗилиригә тохтилип өтти. – Хадимларниң әмгигигә нәтиҗигә қарап һәқ төләш, шундақла квалификациясини һәм кәспий маһаритини турақлиқ ашуруш қануний түрдә бәкитилди. Дөләт башқуруш саһасида Қазақстан  Ихтисадий һәмкарлиқ һәм тәрәққият тәшкилати мәмликәтлириниң принциплирини җарий қиливатиду. Дөләт аппаратиниң турақлиқлиғи күчәйди – дөләт хизмитидә алмишиш икки һәссә төвәнлиди, йөткилиш 18 һәссә, иштин бошитилиш 2 һәссә қисқарди, – дәп тәкитлиди Нурсултан Назарбаев. Ахирида Қазақстан Президенти дөләт хадимлириниң өз паалийитидә жуқури әхлақий нормиларға қәтъий риайә қилишиниң муһим екәнлигини тәкитлиди вә уларниң мәмликәттә жүргүзүлүватқан ислаһатлар һәм җәмийәт аң-сәвийәсини йеңилашниң асасий йөнилишлирини әмәлгә ашурушниң кетип бериши тоғрилиқ пикрини билди. Учришишқа Дөләт хизмити ишлири вә коррупциягә қарши һәрикәт қилиш агентлиғиниң рәиси Қ.Қожамжаров, Җумһурийәтлик бюджетниң орунлинишини назарәт қилиш бойичә санақ комитети қанун бөлүминиң башлиғи М.Ахметов, Әхбарат вә коммуникацияләр министрлиги Дөләт хизмитини көрситишни тәрәққий әткүзүш департаментиниң башқарма башлиғи Н.Бажаева, Алмута шәһәрлик ички ишлар департаменти йәрлик полиция хизмитиниң башлиғи Ж.Байкенов, Павлодар вилайити Ақсу шәһири Евгеньев йеза округиниң һакими Т.Бейсенбаева, Җамбул вилайити Жуалы наһийәси Көкбастав йеза округиниң һакими аппаратиниң иш жүргүзүш бөлүминиң башлиғи М.Бектурғанов, Ақтөбә вилайити Тилларни тәрәққий әткүзүш башқармисиниң баш мутәхәссиси Н.Бертилеуова, Павлодар вилайити Шарбақты наһийәси Орловка йеза округиниң һакими И.Галлямова, Павлодар вилайити Павлодар наһийәлик мәслиһәт аппаратиниң башлиғи В.Гейнц, Президент Мәмурийити Стратегиялик ишләп чиқиш вә тәһлил мәркизи мудириниң орунбасари Ж.Ереева, Президент Мәмурийити Умумий бөлүминиң мудири М.Жақыпов, Инвестицияләр вә тәрәққият министрлиги Кадрлар билән ишләш департаменти мудириниң орунбасари Е.Қапышев, Алмута шәһәрлик Малийә башқармисиниң башлиғи А.Қудайбергенова қатнашти.

496 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы