• Йеңилиқлар
  • 30 Маусым, 2017

Қәлб төридин орун алған қурултай

Қазақстан Президенти Нурсултан Назарбаев Қазақларниң V дуниявий қурултийиға қатнашти. Астанада өткән қурултайға жирақ вә йеқин 39 мәмликәттин қазақ диаспорисиниң 800дин ошуқ вәкили кәлди. Дуниявий қурултайниң асасини салғучи вә идеявий илһамландурғучиси Нурсултан Назарбаев умумий мәҗлистә сөзгә чиқип, өткән чарәк әсирдә Қазақстанда утуқлуқ жүргүзүлгән ислаһатлар тоғрилиқ сөзләп бәрди. Нурсултан Назарбаев тарихий нуқтәий нәзәрдин 25 жилниң наһайити қисқа вақит болуп, амма һазирқи вақит шаритида пүтүнсүрүк әсиргә баравәр екәнлигини тәкитлиди. Суверен Қазақстан бесип өткән дәсләпки пәллә –  бу чоң хошаллиқ билән қарши елинған мустәқиликкә еришиш. Иккинчи – 2030-жилғичә бәлгүләнгән программини ишләпчиқиш вә әмәлгә ашурушниң башлиниши. Үчинчи пәллә – 2050-жилғичә бәлгүләнгән Стратегия. Униң асасий мәхсити – дунияниң әң тәрәққий әткән әллириниң қатариға кириш. Дөләтчиликни мустәһкәмләшкә қаритилған Бәш институционал ислаһатни әмәлгә ашуруш бойичә «100 ениқ қәдәм» Милләт плани әмәлгә ашурулуватиду. Қазақстан Үчинчи йеңилинишни елан қилди, конституциялик ислаһатни жүргүзди вә сәясий йеңилинишни әмәлгә ашуруватиду. Җәмийәтни мәнивий йеңилаш иши башланди, мана мошулар барлиқ паалийәтниң асаси болуши керәк. Дөләт рәһбири мәнивий йеңилиниш даирисидә әмәлгә ашурулуватқан қазақ тилини латин һәрипигә көчириш, гуманитарлиқ йөнилиштики әң яхши 100 дәрисликни тәрҗимә қилиш, «Туған жер», «Қазақстанниң муқәддәс җайлири», «Заманивий Қазақстан мәдәнийити аләмшумул дунияда», «Қазақстандики 100 йеңи исим» охшаш алтә лайиһигә алаһидә тохталди. –  Һазир – техника вә инновацияләрниң җошқун тәрәққий әткән вақти. Һәр күни дегидәк йеңилиқлар ечиливатиду. Хәлиқләр күчлүк риқабәтчилик йолиға чүшти. Уларниң арисида болуш үчүн бизму күч чиқиришимиз керәк. Биринчидин, қазақ алфавитини латин һәрипигә көчириш, –  дәп тәкитлиди Президент. – Мошу муһим қәдәм ана тилимизға дуниявий илим-пәнгә вә билим саһасиға қошулуш имканийитини бериду, шундақла пүткүл дуниядики қазақларниң мәнивий бирлишишигә ярдәм қилиду. Иккинчидин, гуманитарлиқ йөнилиштики әң яхши 100 дәрисликни қазақ тилида нәшир қилиш – хәлиқниң бирлигини вә роһий җәһәттин йеқинлиғини мустәһкәмләшкә ярдәм қилиду. Әйнә шу арқилиқ, қайси мәмликәттә яшаватқанлиғиға қаримай, һәрким ана тилида яхши билим алалайду. –  Бу йәрдә көплигән чәт әл тиллирини өзләштүргән яшлар бар. Силәрни бизниң вәтәндашларниң билим даирисини кәңәйтиш имканийитини беридиған мошу лайиһигә қатнишишқа чақиримән, –  дәп мураҗиәт қилди Қазақстан Президенти қурултай қатнашқучилириға. Үчинчидин, «Туған жер» лайиһиси һәрбир гражданниң ана дияриға вә мәмликитигә ғәмхорлуқ көрситишигә қаритилған. – Вәтәндашлиримиз арисида тарихий вәтәнни тәрәққий әткүзүшкә һәссә қошушни халаватқанларниң наһайити нурғун екәнлигигә ишинимән. Әгәр һәрбиримиз ана дияр үчүн қандақту-бир изгүлүкни ишни әмәлгә ашурсақ, буниң пүткүл хәлиқкә пайдиси тегиду. Униң үстигә «ана диярға тазим қилиш» – әсирләрдин бу ян қазақларниң бойиға сиңгән хисләт, –  дәп тәкитлиди Президент. Төртинчидин, қазақ үчүн ана йәрниң бир сиқим тописи муқәддәс. Барлиқ түркийләрниң алтун бөшүги – Алтай, Түркстан, Улытав вә башқиму хасийәтлик җайлар муқәддәс болуп һесаплиниду. Чәт әлләрдин милләтниң миңлиған вәкиллири мошу йәрләргә сәҗдә қилишқа келиду. Амма Президентниң адаләтлик тәкитлишичә, һазирқи яшлар өз Вәтининиң тарихи һәм роһий қәдрийәтлири тоғрилиқ аз билиду. – «Қазақстанниң муқәддәс җайлири» лайиһиси ишқа қошулғандин кейин, чәтәллик вәтәндашлиримиз униң билән тонушуп чиқиши керәк. Биз қәйәрдә болмайли, һәммимизни  умумий қәдрийәтләр бирләштүрүши лазим, –  деди Нурсултан Назарбаев. Бәшинчидин, «Заманивий Қазақстан мәдәнийити аләмшумул дунияда» лайиһисини әмәлгә ашуруш Қазақстан мәдәнийитини дунияда илгирилитишкә ярдәм бериду: елимиз мәдәнийитиниң талланған үлгилири дунияниң йетәкчи тиллирида сөзләйду вә барлиқ қитъәләрдә намайиш қилиниду. Нурсултан Назарбаев Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң ХХV сессиясидә жирақ Аргентинидин жутдаш қизимизниң қатнашқанлиғини әслитип өтти. Буниңдин он йәттә жил илгири Алмутидин кәткән немис қизи Қазақстан мәдәнийәт мәркизини қуруп, миллий байрақлар мемориалида һаварәң байриғимизни көккә көтәрди. Алтинчидин, «Қазақстандики 100 йеңи исим» лайиһиси мустәқиллик жиллирида чоң утуқларға йәткән вәтәндашлиримизни җәмийәткә кәң тонуштурушқа қаритилған. Чүнки һәрбир гражданниң утуғи – бу пүткүл мәмликәт тәрәққиятиниң көрсәткүчи вә дунияниң барлиқ җайлиридики вәтәндашлиримиз бу тоғрилиқ билиши керәк. Шундақла тарихий вәтән пүткүл һаятини чәт әлләрдә өткүзсиму билими, сәнъити вә таланти түпәйли қазақларниң шөһритини ашурған вәтәндашларниң исим-шәрипини билиши лазим. Мошу йосунда Президент ассоциациягә электронлуқ базини вуҗутқа кәлтүрүп, униңға дуния бирләшмисигә тонуш қазақлариң исмини киргүзүшни тапшурди. –  Бу Қазақстанниң сиртида яшаватқан втәндашлар билән түрлүк саһаларда қоюқ алақә бағлашқа ярдәм қилиду, –  дәп тәкитлиди Нурсултан Назарбаев. Дөләт рәһбири вәтәндашларға мураҗиәт қилип, өткән ХХ әсирниң паҗиәлик һәм еғир болғанлиғини тәкитлиди. 1921-жилдин 1930-жил арилиғида хәлиқниң йерими ачарчилиқтин өлди. Әгәр мундақ болмиғинида, һазир қазақларниң сани 50 – 60 миллиондин ашатти. Униңдин кейин тәқипләшләр орун алди. 103 миң адәм сотланди. Зиялиларниң 65 миң көрнәклик вәкили түрмиләргә соланди. Уларниң 25 миңи етилди. Қазақ хәлқиниң мәнпийитини қоғдашқа қабил адәмләр уҗуқтурулди. Мошу қийин жилларда қазақлар җан сақлаш койида, пүткүл дунияға тарилип кәтти. – Һазир 5 миллиондин ошуқ вәтәндишимиз чәт әлләрдә яшаватиду. Мустәқиллик жиллирида биз уларни қоллап-қувәтләшни әстин чиқармидуқ. Миллионға йеқин қазақни тарихий вәтинигә көчирип әкилип, бөзимизгә бағлиқ болған барлиқ ярдәмни көрсәттуқ. Һазир улар Қазақстан гражданлири болуп һесаплиниду вә мәмликәт тәрәққиятиға өз һәссисини қошуватиду. Җүмлидин атақлиқ алимлар, талантлиқ спортчилар вә сәнъәт әрбаплири бар. Мәсилән, боксчи Қанат Исләмниң, нахшичи Майра Мухамед қизиниң, алим Қаржаубай Сартқожаулиниң, Дукен Мәсимханниң вә көплигән башқа гражданларниң исмини кәлтүрүшкә болиду, –  дәп тәкитлиди Нурсултан Назарбаев. Шундақла бизниң вәтәндашлиримиз аһалиниң өсүшигә җиддий тәсир қилип, демографиялик әһвалниң яхшилинишиға мунасип үлүшини қошти. Әгәр 1991-жили мәмликитимиздә қазақларниң үлүши 40 пайиз болса, һазир у 70 пайиздин ошуқ. ХХ әсирдә Шималий Кавказдин 550 миң, Жирақ Шәриқ вә Кореядин 100 миң адәм, Россиядин 600 миң немис, 1,5 миллион еврей вә грек мәҗбурий көчирилгәндин кейин, Қазақстан көпмилләтлик дөләткә айланди. Мустәқилликкә еришкән жилларда мәмликәттә 17 миллион адәм бар еди. Иттипақ парчиланди вә ениқсизлиқ шараитида уларниң бирқисми мәмликәттин кәтти. Нәтиҗидә Қазақстанда 14 миллион адәм яшиди. Бирақ, әгәр дәсләптә һәржили 200 миң бала туғулған болса, һазир 400 миңдин ошуқ бала дунияға көз ечиватиду. Әйнә шуниңға бағлиқ Президент хуш хәвәр билән ортақлашти – 1-июльға қәдәр Қазақстан аһалисиниң сани 18 миллионға йетиду. Дөләт рәһбириниң тәкитлишичә, умумән мәмликәт вә җәмийәтниң вәтәндашларға һәртәрәплимә ярдәм қилиши үчүн кәң миқияслиқ чариләрниң көрүлүши керәк. Чәт әлләрдә яшаватқан вә һазир Вәтәнгә қайтип кәлгән қазақларни қоллап-қувәтләш үчүн «Отандастар» фондини қуруш зөрүр. Нурсултан Назарбаев бу ишни уюштурушни Президент Мәмурийитигә вә Һөкүмәткә тапшуруп, ассоциация идарисини Алмутидин Астанаға көчириш вақтиниң кәлгәнлигини тәкитлиди. Президент докладиниң новәттики қисмини чәт әлләрдә яшатқан яшларға беғишлиди, Вәтән уларғиму зөрүр ярдәм көрситиши керәк. Биринчи новәттә, мәмликитимиздә чәт әлләрдә яшаватқан қазақ балилирини оқутуш үчүн шараит яритиш лазим. – Һазир улар дөләт гранти бойичә алий оқуш орунлирида оқалайду. Вәтәндашлиримизниң алий билим елишини тәминләш үчүн Һөкүмәткә уларға бөлүнүватқан квотини икки һәссә ашурушни тапшуримән, –  деди Дөләт рәһбири. Шундақла Президент чегаридаш әлләргә Қазақстан дөләт телеканаллирини трансляция қилиш вә мәтбуат нәширлирини тарқитиш мәсилисини ойлаштурушниң зөрүр екәнлигини атап көрсәтти. Чүнки чәтәллик вәтәндашлиримиз Вәтәндин турақлиқ йеңилиқ елип турушни вә дайим алақидә болушни халайду. Йәнә бир мәсилә –  дөләтниң кәспий, билимлик вә заманивий мутәхәссисләргә болған еһтияҗи. Һөкүмәт шундақ гражданларни җәлип қилиш механизмини көздә тутуши вә уларниң кәсиплири билән имканийәтлирини һесапқа алған һалда шараит яритиши зөрүр. –  Мән өз Вәтинигә хизмәт қилишқа тәйяр һәрбир талантлиқ қазақни униң тәрәққиятиға һәссә қошушқа чақиримән, –  дәп мураҗиәт қилди Нурсултан Әбиш оғли яшларға. Дөләт рәһбири шундақла җәнубий регионлар турғунлириниң шималға көчүшини көздә тутидиған мәхсус программа тоғрилиқ әслитип өтти. Һазир кәлгәнләрниң җәмийәткә чапсанирақ қошулуп кетиши үчүн шараит яритиш зөрүр. Җүмлидин өзлишиш мәркәзлириниң ишлиши, кәлгәнләрни орунлаштуруш үчүн өйләрни селиш вә иҗтимаий курулумни вуҗутқа кәлтүрүш лазим. – Вәтәндашларниң мутәхәссислик елишиға вә ишқа орунлишишиға ярдәм қилиш бойичә «йол хәритисини» тәйярлашни тапшуримән. Мошуниң һәммиси хәлқимиз вә мәмликитимизниң гүллиниши үчүн муһим қәдәмләрдур, –  дәп хуласилиди Нурсултан Назарбаев. Ахирида Президент делегатларға Астанани көздин кәчүрүп, «ЭКСПО-2017» Хәлиқара ихтисаслаштурулған көргәзмисини зиярәт қилиш тәкливини бәрди. Қурултайда Моңғолия Улуқ Қуралиниң сабиқ депутати, Моңғолия Пәнләр академиясиниң академиги, ихтисат пәнлириниң доктори Бәкей Ағыпарулы, Ғәрбий Қазақстан вилайити «Карповский Северный» ҖЧниң баш мудири Қайнолла Қасенов, «Егемен Қазақстан» ҖГ» акционерлиқ җәмийити башқармисиниң рәиси Дархан Қыдырәли, Франциядин кәлгән тиҗарәтчи Мехмед Зенгин, Өзбәкстан Қазақ миллий мәдәнийәт мәркизиниң мудири Серикбай Үсенов, Дублин (Ирландия) университети иҗтимаий пәнләр факультетиниң оқутқучиси Өзгежан Кесижи, ақын, «Дарын» Дөләт яшлар мукапитиниң лауреати Дәулеткерей Кәпулы вә башқилар сөзгә чиқти. Умумән, Дуниявий қурултайда Қазақстан вә қазақстанлиқлар тоғрилиқ көплигән иллиқ сөзләр ейтилди. Делегатлар келәчәк шәһири, Евразияниң мәркизидики заманивий сәясий мәркәз болған Астанадин, ана диярдин пәхирләнгәнлигини йошурмиди, миқияслиқ ислаһатлар программисини әмәлгә ашуруватқан Дөләт рәһбириниң дана вә жирақни көзләйдиған сәяситини алаһидә тилға алди. Қурултай қатнашқучилириниң йәкдиллиқ қарари билән Нурсултан Назарбаев Қазақларниң дуниявий ассоциацияси президиуминиң рәиси болуп қайта сайланди. Қазақстан Президенти мошу кәмгичә Қазақларниң дуниявий ассоциацияси президиуми рәисиниң орунбасари вәзиписини атқурған Талғат Мамашевқа миннәтдарлиқ билдүрүп, бу лавазимға «Нур Отан» партиясиниң кативи Зауытбек Турисбековниң намзитини тәклип қилди. Аваз бериш йәкүни бойичә у Қазақларниң дуниявий ассоциацияси рәисиниң орунбасари лавазимиға сайланди. Нурсултан Назарбаев Қазақларниң V дуниявий қурултийини йепип, Қазақстанниң сиртида яшаватқан вәтәндашларға йәнә бир қетим мураҗиәт қилди. Президент уларға утуқ-муваппәқийәт тиләп, қазақларниң қәйәрдә яшишидин қәтъий нәзәр, умумий шаңырақниң – тарихий Вәтәнниң уларни һәрдайим ана тәшналиқ билән күтидиғанлиғини тәкитлиди.

626 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы