• Яшлар вә вақит
  • 28 Шілде, 2017

Қуруқ сөз билән там қопуруш —  наданниң иши

Яш иҗаткарларға мәслиһәт/ «Уйғур авази» гезитиниң  өткәнки санлириниң биридин  «Варис» иҗадий яшлар өмигиниң қурулғанлиғини оқуп, хошаллиғимни йошуралмай қолумға қәләм еливатимән. Апирин дейиштин башқа гепим йоқ. Жүригидә оти, миллий ғурури бар яшлиримиз бу ишни аллиқачан қолға елиши, башлиши керәкти. Мениңчә, һазирму кәч әмәс. Әндиликтә болса, «мәтбуатимизға йезилған әхбарат билән бесилған иҗаткарларниң сүрити гезит бетидә, ейтилған сөзләр һавада қалмисила болатти» дегән әндишә мениңдә бар. Һәрқандақ иҗадий тавлиниш чидап, тиришип, бурнини тирәп ишләштин кейинла вуҗутқа келиду. Илгәрки заманларда әсәрләр қәләм билән йезилғачқа «қәләм маһирлири» нәдин пәйда болиду, дәп ойлаттуқ. Кейин чүшәндуқ. Көпләп йезиш әмәс, бир әсәрни қайта-қайта, бир нәччә қетим көчирип йезиш, өзгәртиш нәтиҗисидә пишшиқ әсәр дунияға келәттекән. Яки болмиса, бириниң язғинини иккинчи бири оқуп, қизғин пикир, мулаһизидин өткәндин кейинла нәширгә берәтти. Бүгүнки күндә компьютерда бирла қетим терилгән әсәр китап бетигә кирип кетиватқанда сүпәт нәдин болиду? Демәк, компьютерда терилгән материалму қайта-қайта оқулуши, ишлиниши лазим дегән сөз. Өзәңниң исим-шәрипиңни  гезит, китап бетидә көрүп бәһирлиниш әмәс, әң есили, язғиниңниң оқурмәнләр алдида уятқа қалмайдиған һаләттә болушини көз алдиңға кәлтүрүшүң, җавапкәрликни сезишни үгинишиң керәк. Мән бу мақалини бүгүнки яки кейинки иҗадий яшлар өмигигә ярдәм болуп қалармекин дегән нийәттә йезиватқачқа, сәл кейингә чекинип, буниңдин 20 – 30 жил илгири өзимизниң иҗадий өмәкләрни қандақ қуруп, иш елип барғанлиғимизни әслитип өтмәкчимән.  Филология  пәнлириниң доктори Алимҗан Һәмраев қәйт қилғинидәк, «Коммунизм туғи» – һазирқи «Уйғур авази» гезитиниң әдәбият бөлүми йенида «Булақ» иҗадий яшлар өмиги өткән әсирниң 60 – 90-жиллири әдәбиятимизниң тәрәққияти үчүн актив иш елип барған еди. Һезмәт Абдуллин, Һезим Бәхниязов, Әхмәтҗан Һаширий, кейинирәк Долқун Ясин бу бөлүмни башқурған.  Мана шу вақитта әдәбиятимизға бир түркүм иҗаткарлар келип қошулди. Улар Илия Бәхтия, Хелил Һәмраев, Һезиз Һезимов, Қурван Тохтәмов, Муңлуқ Бақиев, Әнвәр Лоқманов, Абдукерим Ғәниев, Камал Һасамдинов, Турған Тохтәмов, Махмут Абдурахманов, Мәшүр Җәлилов, Рози Қадирий, Йүсүп Илияс, Сейитҗан Сетишев, Абдуғопур Қутлуқов, Патигүл Сабитова, Аблиз Һезимов, Савутҗан Мәмәтқулов, Илахун Җәлилов, Илахун Һошуров, Мәмтимин Обулқасимов, Мирзәхмәт Меримов, Абдухалиқ Махмутов, Әкрәм Садиров, Һебибуллам Юнусов, Һесамидин Юнусов, Савут Искәндәров, Мөмүн Һәмраев (Мәмнун), Султан Җамал, Ташполат Намәтов, Малик Садиров вә башқиму исми аталмай қалғанлар. Униңдин бурунқиларни силәр билисиләр. Қазақстандики миллий әдәбиятимизниң асасчилири Абдулла Розибақиев, Мөмүн Һәмраев, Өмәр Муһәммәдий, Һезим Искәндәров,  Нур Исрайилов, Һебиб Закирий, Абдулһемит Ғоҗамбәрдиев, Мирхәлпәт Иминов, Илдирим, Турди Һәсән, Исмайил Саттаров вә башқиларниң ишини Һезмәт Абдуллин, Нәсирдин Мәңсүров, Зия Сәмәди, Мәшүр Розиев, Җамалидин Босақов кәби намайәндилиримизниң ишәшлик давамлаштурғанлиғи ениқ. Байқиған болсаңлар, иҗаткарлиримиз сани пәйдин-пәй, йешиға қарап қошулушқа башлиған. Мән бу йәрдә әдәбиятшунаслар билән драматургларни мисалға кәлтүрмидим. Мана шуниңдин кейин йәнә бир әвлат иҗаткарлар Абдумеҗит Дөләтов, Җәмшит Розахунов, Йолдаш Азаматов, Алимҗан Бавдинов, Мәмтимин Розибаев охшаш яш талантлар әдәбиятимизға дадил кирип кәлди. Иҗаткарлар Язғучилар иттипақиға гезит сәһипилири арқилиқ тонулуп, қәлими пишип-йетилгәндин кейинла баратти. Бәлгүлүк тәркипкә мувапиқ Иттипаққа әзалиққа рәсмий қобул қилинатти. Һазирму шундақ, қаидә өзгәргини йоқ. Үч топлам язғанлар яш алаһидилигигә қарап, иттипаққа әза болуш һоқуқиға егә. Өз вақтида милләтни барлиқ саһалар бойичә бағлап турған мошу гезит болди һәм һазирму шундақ. Муштирилириниң сани у жиллири жигирмә бәш миңдин ашатти. Коллектив чоң вә униң көпи яшлар болғачқа, тәрғибат вә тәшвиқат ишлири яш талантларға қаритилған еди. Шундақла, иҗаткарларниң һәммиси дегидәк гезитта хизмәт қилатти. Улар билән һәр саат, һәр минутта көрүшүп, муңдишиш, пикирлишиш пурсити бар еди. Әйнә шу иҗаткарлар бүгүнки күнлүктә һөрмәтлик дәм елишта жүрсиму, йәнила әтрапиңларда. Йәнә бир алаһидилик, уйғур язғучи-шаирлири башқа милләтләрниң охшаш жирақ вилайәтләрдә әмәс, асасән ихчам үч наһийә – Уйғур, Панфилов, Челәк наһийәлиридә яшиған. Һазирму яшаватиду, амма уларниң қәдрини чүшиниватқан,  язған әсәрлирини сөйүп оқуйдиған хәлиқ пәрзәнтлири күн санап азаймақта. Бүгүнки яшлиримизму буниңдин истисна әмәс. «Әл болимән дегән хәлиқ пәрзәндини палван дәйду, йәр болимән дегән – галваң» дегән сөзләр мана мошундақ көзқараштин келип чиқиватиду. Гезитта оттура яштикиләр муаммәси һәл болғандин кейин мәктәп балилириға молҗаланған «Балиларға базарлиқ» булуңини йәнә шу гезит коллективи җанландурған. Бара-бара уму кәңийип, «Үмүт учқунлири» намлиқ гезит ичидики балилар гезитиға айланған еди. Әйнә шу мәхсус сәһипиләргә өз вақтида дәсләпки мақалилирини әвәтип, униң  паалийитигә қатнашқан һәвәскар қәләм саһиблири  бүгүнки күнлүктә «Уйғур авази» гезитиниң йетәкчи кадрлири. Мошуниң өзи мәтбуатниң нәқәдәр қудрәтлик күч екәнлигини тәстиқлисә керәк. Яшлар өмигиниң жиғини М.Әвезов намидики мирасгаһта өткини  мүмкин тоғриду, чүнки улуқ язғучиниң өмүр баяни, иҗадийити билән тонушушқа йеқиндин мүмкинчилик болди. Бирақ, мениңчә болса, гезит редакцияси йенида уюштурулуши керәкти. Чүнки гезит яшлар билән ишләшкә, уларниң әсәрлирини тәрғип қилишқа әхбарат мәйданини берип, уларниң хәлиққә тонулуш имканийитини яритиду. Иҗадий яшлар болғанлиқтин Қазақстан Язғучилар иттипақи Уйғур әдәбияти кеңишигиму мураҗиәт қилғини тоғра болатти. Чүнки униң тәркивидә яхши язсун, яман язсун, жигирмә төрт Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзаси  бар. Уларниң алди  сәксәндин, кәйни әлликтин ашти. Арисида әдәбиятшунасларму  бар. Мана шулар язғиниңларни тәһлил қилиду. Язғучи, шаир акилириңлар өз тәҗрибисини үгитидиғини сөзсиз. Әгәр яшлиримиз қәлими қатқан язғучи, шаирлиримиздин үгәнмисә кимдин үгиниду? Бүгүн шуниңға көзүм йәттики, көп иҗаткарлиримиз «Уйғур авази» гезитини оқумайдекән. Оқуған болса, Қазақстан Язғучилар иттипақи Уйғур әдәбияти кеңиши йенида Абдумежит Дөләтов намидики «Қутадғу билик» иҗадий яшлар бирләшмисиниң ишләватқанлиғидин хәвәр тапатти. Униң қурулғиниға мана, бийил май ейида, топ-тоғра он жил болди. Һакимҗан Гүлиев, Әкрәм Әхмәтов, Давут Мусаев, Нурәхмәт Әхмәтов, Нурмәһәммәт Баратов, Патигүл Мәхсәтова, Гүлбаһар Насирова, Гүлбәһрәм Хошаева, Шавкәт Нәзәров, Тельман Нурахунов, Гүлнарә Авутова, Иминҗан Тохтияров, Рәхмәтҗан Йүсүпов, Ташгүл Һезиярова, һели мәрһум Сейитҗан Армоллаев вә мошу қурларниң муәллипи әйнә шу өмәк әзалири. Улар миллий әдәбиятимизниң, драматургиямизниң тәрәққиятиға биркишилик үлүшини қошти. Буларни әгишип бир түркүм яшлиримиз – Әхмәтҗан Исрапилов, Зоһра Исидуллаева, Қәдирдан Разақов, Шаирәм Баратова чиқиведи, кейинки вақитта көрүнмәй қалди. Ақивәттә, һәқиқәтәнму үзүлүш башланди. Бирақ бу  —  вақитлиқ һадисә.  Тарихий вәтинимиздики миллионлиған хәлиқниң гепини қилмай. Қазақстанда яшаватқан 300 миңға йеқин уйғурниң ичидин талантлиримиз йәниму чиқиду, әдәбиятимиз көкләйду. 62 уйғур мәктивидә тәрбийилиниватқан балиларниң арисида нә-нә талантлар бар. Уларни тәрбийилишимиз лазим. Өзәңлар ойлап көрүңлар, бақийлиқ болған қайси бир язғучи яки шаир өзи билән уйғур әдәбиятини у дунияға елип кетипту? Барму шундақ мисал? Уларниң пәқәт язған әсәрлири билән өзлири тикләп кәткән исимлири тарихимизда қалди. Йолини һазирқи талантлиқ яшлар давамлаштурғини – вақит тәливи екәнлиги турған гәп. Эстафетини шулар қобул қилғини тоғра. Әң есили, миллий роһни йоқатмаслиқ керәк. Яшларниң талантини көрситиши үчүн бүгүнки күнлүктә һәммә шараит, асас бар. Пәқәт уларға тинмай йезишла, ишләшла қалди. Бир шеир яки һекайә йезип қоюп, тумшуқни көтиривелиш, гедәрәп кетиштин сақлиниш керәк. Һәр қандақ талант пәрвишкә муһтаҗ. Әнди силәрни пәрвиш қилидиған ака, һәдилириңларниң көпи, худдаға шүкри,  һазирға тирик, алдиңларда. Уларниң хизмитидин, мәслиһәт вә йол-йоруқлиридин үнүмлүк пайдилинип қелиш өзәңларға бағлиқ. Пәрәзимдә, Қазақстандики уйғур әдәбиятиниң пәйда болуши вә яш айримичилиғи бойичә тәрәққий етишини тәхминән һесаплисақ, «Қутадғу билик» өмигиниң әзалири сәккизинчи әвлат вәкиллири. Тоққузинчиси йоқ, бүгүнкиси онинчи һесаплиниду. Биз қурулмай туруп оттуз жил илгири  гезитниң йенида талантимизни көрситишкә башлиған. Қурулуп, он жил өткәндин кейинла көзгә көрүнгидәк нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүшкә башлидуқ. Буниңдин шундақ хуласә келип чиқидуки, һәрқандақ қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериш, миллий роһтин айрилмаслиқ – чоқум утуқ елип келиду. Әң  муһими, басқан издин қайтмаслиқ керәк. Һәммә нәрсә хаһишқа, тиришчанлиққа вә издинишкә бағлиқ. Байқаватимиз, һазирқи йезиливатқан көплигән әсәрләр өзимизниң муңи билән зариғила, питнә билән пасатқила бағлинип қалди. Йеңилиққа интилиш йоқниң орнида. Роһий мәдәт беридиған әсәрлиримизниң йоқлиғидин бүгүнки әвлат вәкиллири мәнивий гадайлиқта яшимақта. Қазақстан Язғучилар иттипақи Уйғур әдәбияти кеңиши йенидики Абдумеҗит Дөләтов намидики «Қутадғу билик» иҗадий яшлар бирләшмисиниң қоллап-қувәтлишидә шаир Мәшүр Җәлиловниң аилисиниң һамийлиғида «Ғунчә» балилар журнали чиқиватиду. Униңға бийил бәш жил толиду. Бу неминиң дәлили? Бу — хәлқимиздә балиларға беғишланған журнал бар дегән сөз. Келиңлар, қатнишиңлар. Күчиңларни синап көрүңлар. Мәхситимиз – келәчәк әвлатни миллий роһта тәрбийиләш. Бизниң келәчигимиз мәктәп партисида екәнлигини етирап қилип, балиларға ярдәм беришимиз керәк. Шу чағдила талантлиқ яшлиримиз тәрбийилинип чиқиду, әдәбиятимизға варислиқ қилалайду. Әкси һаләттә – қуруқ сөз! Һазирға қолумиздин келишичә бираз ишларни қиливатимиз. Амма, әпсуслинидиған йери, әшу ишлиримизни өзимиз – уйғур пәрзәнтлири баһалашни, бирни икки қилип көрситишни билмәйватиду. Муштири топлаш ишлирида ярдәм қилмайватимиз, активлиқ көрсәтмәйватимиз. Яшлиримиз нәзәрини мошундақ ишларғиму салса, нур үстигә нур болар еди. Тәкитлимәкчимәнки, ноябрь ейида, Қазақстан Язғучилар иттипақиниң һамийлиғида «Ғунчә» журналиниң бәш жиллиғини нишанлап, уйғур мәктәплири оқуғучилириниң фестивалини өткүзүш нийитимиз бар. Бу чарә-тәдбирни Қазақстан хәлқи Ассамблеяси, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи даирисидә өткүзүшни ойлаштуруватимиз. Бу күнләрдә яшлар иҗадийити бойичә журналға елан қилиниватқан әсәрләр конкурси кетип бариду. Униң йәкүни йеқин ариларда чиқирилиду. Тилим тәгмисун, һазирниң өзидә он бәшкә толмиған бир нәччә талантимиз көз алдимизда туруватиду. У жигит-қизлиримизниң ой-пикри чоңқур, йезиш услуби әдәбиятимизниң қанунлириға мувапиқ болуп,  саватлиғи бүгүнки күн тәләплиригә җавап бериватиду. Уларни йоқитип қоймасқа тиришиватимиз. Әгәр яш иҗаткарлар әйнә шу партидики балилар билән қоюқ иҗадий мунасивәт орнатса, чоң әдәбиятқа қол тутушуп қәдәм ташлиса, нур үстигә нур болар еди. Иҗат қайнимиға қәдәм басқан бүгүнки яшлиримиз үчүн көп имканийәтләр моҗут. Мисалға, бизниң заманимизда наһийәлик гезитларни һесаплимиғанда «Уйғур авази» вә «Пәрваз» мәҗмуәси, «Арзу» журнали, йәнә бир артуқчилиғимиз – «Жазушы» нәшриятида Уйғур редакцияси бар еди. Бизни шулар тәрбийилигән. Бүгүнки күнлүктиму силәр үчүн мәтбуат мәйдани аз әмәс. «Уйғур авази», «Азия бүгүн», наһийәлик гезитлардин сирт «Интизар», «Әхбарат», «Иҗаткар» журналлири силәрниң хизмитиңларда. Йезиңлар. Өзәңларни көрситиңлар. Йеңи әсәрләрниң йоқлиғидин бу гезит, журналлар Вәтәндин келиватқан материалларни бесиватиду. Йеңи әсәрләрниң йоқлуғидин бүгүнки күнлүктә филолог алимлиримизму теч ятиду. «Тама тама көл болур» дегинидәк, қәрәллик нәширләрдин көрүнүп, униң қазинида яхшилап «қайнап», андин кейинла китапқа тутуш қилғиниңлар әқилгә мувапиқтур. Йәнә бир ейтип кетидиған нәрсә, йеқинда Қазақстан Язғучилар иттипақиниң пленуми болуп өтти. Униңда 2018-жилдин тартип язғучиларниң әсәрлири жанрлар бойичә таллинип, дөләт буйрутмиси асасида нәшир қилинидиғанлиғи  һәққидә гәп болди. Бу, демәк, сүпәтлик, заман тәләплиригә лайиқ әсәрләр йезилиши керәк дегән сөз. Жуқуридики мисаллардин қандақ хуласә чиқиришқа болиду? Хуласә бирла. Һәммимиз бирлишип, өмлүктә ишлишимиз  керәк. Биригә яманлиқ ойлимай, биригә яманлиқму қилмай өткинимиз тоғра. Әҗдатлиримиз бизгә талай надир әсәрләрни қалдурди. Әндиликтә биз, қазақстанлиқ уйғур иҗаткарлар, өзимиздин кейинкиләргә немә қалдуримиз? – дегән соалға җавап издәш билән бәнт болушимиз керәк. Әшу соалға җавап беридиған силәр, бәлким, силәрдин кейинки әвлат. Униң җавави – қуруқ сөз билән илһамлинип там қопуруш әмәс, тинмай әмгәк қилиш, қәләм тәвритип йезиш екәнлиги ениқ гәп, қериндашлар. Авут МӘСИМОВ, язғучи.

537 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы