• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 03 Тамыз, 2017

Тәңритағ сирлиқ җилғиси

Мәнзирилик җайлар/ Куча наһийәсидики Тәңритағ сирлиқ җилғисиниң икки тәрипидики сирлиқ ташлар шәклиниң ғәйрилиги билән кишиләрниң диққитини бирдин өзигә җәлип қилиду. Җилға ичидә бир қедимий йол болуп, у илгири уйғур содигәрлириниң  Или дәрия вадисидин Тоқсу, Шаяр наһийәлиригә, һәтта Хотәнгә баридиған карван йоли болуп  кәлгән. Йәни әйни заманда карванлар атлириға май қачиланған күпләрни артип ушбу йол арқилиқ маңған. Шуңлашқиму у «Май тошуйдиған атлиқ карванлар йоли» дәпму аталған. Тәңритағ сирлиқ җилғисиниң җәнубий қисмида Шалдираң еқин қедимий қәлъә қумтур миң өйи, Қаға тури будда ибадәтханиси вә Сим-сим миң өйи қатарлиқ харабилар бар. Җилғиниң ичкирисидә — егиз тағниң қақ оттурида қедимий будда һәйкәллири сақланған өңкүр көзгә челиқиду. Бу йәрдики тағлар узун жиллиқ биологиялик өзгиришләр түпәйли ташларниң йимирилиш җәриянида әсли қияпитини ашкарилап, бүгүнки күндә кишини мәптун қилғидәк әҗайип мәнзиригә айланди. Шинҗаң хәлиқ радиостанцияси.

346 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы