• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 10 Тамыз, 2017

Мөлчәр дәрия бойидики қияташ рәсимлири

Чәрчән наһийәсидә 1989-жили дәсләпки қияташ рәсимлири байқалғандин буян, улар көплүги, мәзмуниниң моллиғи вә тарқилиш даирисиниң бирқәдәр мәркәзләшкәнлиги билән дунияға тонулған еди. Лекин бу қәдрийәтлар арилиқта һәрхил боран-чапқунларниң тәсиридин бузғунчилиққа учриди. Қияташ рәсимлири харабиси Чәрчән наһийә базиридин 256 километр мусапидики Мөлчәр дәрия бойида, деңиз бойидин 2700 метр егизликтә орунлашқан. Уларниң сани бүгүнгә қәдәр 4000 парчидин ошуқ болуп,  рәсимләрдә асасән инсанларниң очилиқ турмуши, мәдәнийәт-сәнъити, шундақла тағ текиси, ява қотаз, кала, бөрә, буға илпиз қатарлиқ һайванлар, қушлар, адәмләрниң қол алиқанлири өз ипадисини тапқан. Улар икки хилда: рәң билән һәм оюп ясалған. Археологларниң тәхминичә, рәң билән сизилған қияташ рәсимлири қедимий таш қураллири дәвриниң ахирқи мәзгиллиригә тәәллуқ, йәни 10 миң жиллиқ тарихқа егә болуши мүмкин. Һә, ойма қияташ рәсимлириниң қайси дәвиргә тәәллуқ екәнлиги техи тәкшүрүлүп бәкитилмигән. Тәңритағ тори.

248 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы