- Мәдәний мирас
- 14 Қыркүйек, 2017
Равақ будда ибадәтханиси
Равақ будда ибадәтханиси Шинҗаң-Уйғур Автоном Райони Хотән вилайити Лоп наһийәсигә йеқин қумлуққа җайлашқан. Умумий көләми – 2250 квадрат километр. Мунарилиқ ибадәтхана қурулушиниң харабиси төрт часа шәкилдә болуп, ибадәтхана теми хам хиш билән қопурулған. Қалдуқ тамниң қелинлиғи тәхминән бир метр. Мунариси цилиндр шәклидә ясалған. Униң диаметри – 9,6, қалдуқ егизлиги 3,6 метр.
Ибадәтхана мунарилири үсти дүм көмүрүлгән қазан шәклидә қурулған. Бена ичидә әҗайип нәпис, чоң-кичик бут һәйкәлләр, ойма безәк буюмлар, там рәсимлири бар. Уларниң һәммиси жуқури тәтқиқат қиммитигә егә. Мәмликәт алимлири қедимий Равақ будда ибадәтханиси харабисиниң қурулушини вә там рәсимлириниң услубини Қәндиһар мәдәнийитиниң тәсиригә учриған дәп һесаплайду. Бу йәрдин тепилған қәдрийәтләр ибадәтханиниң Таң дәвриниң ахирқи басқучида харабийлашқинини испатлайду. Бенаниң һазирқи қурулуш көләми дәсләпки қурулған һалитини сақлап қалған.
Равақ будда ибадәтханиси ХХ әсирниң башлирида англиялик тәтқиқатчи Стейн тәрипидин байқалғандин кейин дөләт ичи-сиртидики археологлар билән тарихчиларниң күчлүк инкасини қозғиған. Ибадәтхана харабиси 2011-жилниң 25-июнидин башлап дөләт дәриҗилик нуқтилиқ қоғдилидиған мәдәнийәт ядикарлиғи дәп елан қилинди.
«Тәңритағ» уйғурчә тори.
348 рет
көрсетілді0
пікір