• Әхбаратлар еқими
  • 22 Қыркүйек, 2017

Аилә күни атап өтүлди

Мәктәп һаяти/Мәлумки, сентябрь ейиниң иккинчи йәкшәнбиси Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Пәрманиға бенаән Аилә күни дәп бәкитилгән. Мошуниңға бағлиқ елимизниң барлиқ мәктәплиридә ушбу сәнәгә беғишланған һәрхил чарә-тәдбирләр уюштурулди. Мошу хилдики чарә-тәдбир өткән һәптидә Алмута шәһиридики М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназиядиму болуп өтти.  Биринчи синипниң ата-анилири үчүн “Мәктәп вә аилә” намлиқ тренинг өткүзүлсә, 1 – 4-синип оқуғучилири арисида “Балилар аилидики бәхитлик балилиқ үчүн!” намлиқ флеш-моб уюштурулди. Шундақла тәсвирий сәнъәт пәниниң муәллими Шәмил Зординов тәрипидин башланғуч синиплар арисида “Мән вә мениң аиләм” намлиқ сүрәтләр конкурси һәм 5 – 7-синиплар арисида “Аиләм – алтун ғәзнәм” намлиқ плакатлар конкурси, 5-синиплар арисида “Аилә – сағлам җәмийәт асаси” шиари астида тәнтәрбийә пән муәллимлири тәрипидин “Дадам, апам вә мән!” намлиқ эстафетилиқ оюнлар өткүзүлди. Уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллимлири тәрипидин 8 – 11-синиплар арисида “Мән аиләм билән пәхирлинимән” намлиқ эсселар көрүги уюштурулуп, ғалип чиққан оқуғучилар мәктәп мәмурийити тәрипидин рәғбәтләндүрүлди. Ахирида сөзгә чиққан мәктәп-гимназия мудириниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасарлири Замира Тайипова вә Майгүл Һезбақиева мәзкүр чарә-тәдбиргә паал қатнашқан муәллимләргә, ата-аниларға вә оқуғучиларға миннәтдарлиғини изһар қилип, йеңи оқуш жилида мәктәпниң барлиқ тәрәптин техиму егиз чоққилардин көрүнүшигә тиләкдашлиқ билдүрди. Нусрәт МӘСИМОВ. Алмута шәһири.

623 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы