• «Мәшъәлниң» меһмини
  • 28 Қыркүйек, 2017

Тил үгинишни адәткә айландурайли

Билим – деңиз, йә түви, йә чеки йоқ. Йүсүп Хас Һаҗип. Достлар! Биз наһайити жүгрүк вақитта өмүр сүрүватимиз. Җәмийитимиз һаятиниң барлиқ саһалири күн санап әмәс, саат санап дегидәк тәрәққий етиватиду. Буниңдин он бәш жил илгири қолумиздики янфонлар пәқәт җириңлайдиған аваз чиқарған болса, андин mp3 форматидики музыка, рәңлик дисплейлар пәйда болди. Андин жуқури илдамлиқтики Интернет, бүгүн болса, чәт әлләрни һесапқа алмиғанда, бизниң дөлитимиздә адәмниң қатнишисиз машинилар бир-бири биләнму муамилә қилип ишләйдиған технологиялар пәйда болуватиду һәм улар адәттики нәрсиләр қатаридин орун алмақта. Бүгүн Интернетқа баш билән кирип кетиш дурусму? Бизчә, уни мувапиқ пайдилиниш лазим. Ейтмақчи, бүгүнки күндә адәмзатниң билим елиши һәм һәртәрәплимә тәрәққий етиши үчүн барлиқ мүмкинчиликләр яритилған. Шуниң үчүн сөйүмлүк гезитимизниң яшларға беғишланған мәхсус бәтлиридә әң илғар сайтлар, улар билән ишләш тоғрилиқ мақалилар турақлиқ елан қилинидиған болиду, дәп үмүт қилимән. Тил билгән адәм йәрдә қалмайду. Елимиз Президенти алдимизға қойған әң асасий вәзипилириниң бири — тәрәққийпәрвәр йеңи әвлат кам дегәндә 3 асасий тилни — дөләт тилини, рус тилини вә инглиз тилини билиши шәрт. Өзлүгидин билим елиш ресурслириниң бири болған — https://ru.coursera.org/ сайтини мисалға алсақ болиду. Мән өзәм мошу ???????? ???ресурста тил үгинишкә кириштим. Униңда оқуш программиси бирнәччә бөлүмдин ибарәт. Мәктәп яки оттура вә алий оқуш орунлиридики билим елиш программилириға охшимайду, һәрбир бөлүм видео, аудио, тестлаш вә башқиму чоңларни оқутуш сирлирини өз ичигә алған материаллар арқилиқ берилиду. Қени, ундақ болса, Сизму мошу сайтта тил үгиниң! Муһәббәт СЕМӘТОВА.

412 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы