• Йеңилиқлар
  • 28 Қыркүйек, 2017

Миллий комиссия әзалири баш қошти

Астанада Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт кативи Гүлшара Әбдиқалықованиң рәислигидә Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти йенидики Аяллар ишлири вә аилә-демографиялик сәясәт бойичә миллий комиссияниң мәҗлиси болуп өтти. Дөләт кативи мәҗлисни ечип, бийил Қазақстанниң Үчинчи йеңилашни әмәлгә ашурушқа киришкәнлигини тәкитлиди вә мәмликәттә Дөләт рәһбири үч асаслиқ саһани — ихтисатни, сәясәтни вә җәмийәт аң-сәвийәсини йеңилаш бойичә бәлгүлигән вәзипиләрниң әмәлгә ашурулуватқанлиғиға диққәтни җәлип қилди. Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев ихтисадий, сәясий вә мәнивий йеңилиниш йөнилишлиридә ислаһатларни башлап бәрди. Шуниң билән биллә ЭКСПО-2017 Хәлиқара ихтисаслаштурулған көргәзмиси өтти. Мошу чарә-тәдбир даирисидә “Аяллар келәчәк энергиясини қоллап-қувәтләйду” мавзусида дуниявий форумниң өткәнлиги өзәңларға мәлум, — дәп тәкитлиди Гүлшара Әбдиқалықова вә комиссия әзалириниң мәзкүр форумни өткүзүш җәриянида әмәлгә ашурған ишлириға тохтилип өтти. Дөләт кативи өз сөзидә мәнивий йеңилаш җәриянлирини әмәлгә ашурушниң муһим екәнлигини атап көрсәтти. Униң пикричә, адәмләрдә роһий қәдрийәтни, риқабәтчиликкә қабиллиқни, прагматизмни, миллий охшашлиқни сақлап қелишни, билим елишқа интилишни шәкилләндүрүштә аилигә, җүмлидин өсүватқан әвлатни тәрбийиләвәтқан аялларға асасий роль тәәллуқ. Мәҗлис давамида Гүлшара Әбдиқалықова елимизниң ханим-қизлирини Дөләт рәһбириниң “Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш” сәрләвһилик мақалисида көрситилгән алтә йөнилишни илгирилитишкә күч-қувәтни сәпәрвәр қилишқа чақирди. Андин кейин мәҗлистә Ташқи ишлар министрлигиниң Қазақстан Җумһурийитидә БМТниң 2030-жилғичә бәлгүләнгән Турақлиқ тәрәққият мәхсәтлирини қолға кәлтүрүш бойичә иши тоғрилиқ һесавити тиңшалди. Баш қошушта шундақла дөләт хизмитини йеңилаш вә хизмәттә илгириләштә охшаш имканийәт тәминләш мәсилиси қаралди. Дөләт хизмити вә коррупциягә қарши күришиш ишлири бойичә агентлиқниң әхбаритиға қариғанда, мошу жилниң 1-январиға қәдәр мәмликәт бойичә дөләт хизмәтчилириниң арисида аяллар үлүши 55,5 пайизни тәшкил қилған, бу өткән жилқи көрсәткүчтин 0,5 пайиз ошуқ екән. Мәҗлис ахирида Шәмәй шәһиридики “Аилә мәркизи” җәмийәтлик фондиниң қийин әһвалда қалған шәхсләргә ярдәм қилиш бойичә иш тәҗрибиси тонуштурулди.

451 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы