• Гезитимиз җанкөйәрлири
  • 02 Қараша, 2017

Жигитбашлири дайим алдинқи сәптә

Йолдаш МОЛОТОВ, “Уйғур авази”/ Өткән йәкшәнбә күни Заря Востока мәһәлисидики «Алатау» кафесида Алмута шәһири Алатав наһийәсидики уйғур жутлириниң жигитбашлириниң баш қошуши өтти. Униңға зиялилар, журналистлар, җамаәтчилик вәкиллири иштрак қилди. Баш қошушни җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Жигитбашлири кеңиши рәисиниң орунбасари, Алатав наһийәсиниң баш жигитбеши Ярмуһәмәт Кебиров киришмә сөз билән ачти. - Һәммиңларға мәлум, биз һәр жили октябрь ейиниң ахирқи шәнбисидә Уйғур жутлириниң жигитбашлири күнини нишанлаш әнъәнимиз бар,— деди Ярмуһәмәт Кебиров. — Бийил, әпсус, айрим сәвәпләргә бола, бу күнни кәң даиридә өткүзүш мүмкин болмиди. Шуңлашқа бүгүн уни бизниң наһийәмиз даирисидә болсиму атап өтүш мәхситидә жиғиливатимиз. Алатав наһийәсидә уйғурлар зич яшаватқан тоққуз чоң жут бар. Уларниң һәммиси бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқирип, миллитимизгә аит һәрқандақ мәсилиләрдә дайим алдинқи сәптин көрүнүп келиватиду. Бу, әлвәттә, жутлардики жигитбашлириниң әмгиги. Бүгүнки баш қошушимизниң күн тәртиви Президентимиз Нурсултан Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалисида сөз болған муһим мәсилиләрни муһакимә қилиштин, жигитбашлириниң жут алдидики җавапкәрлигини техиму ашуруштин, миллий нәширлиримизгә муштири топлаштин ибарәт. Пурсәттин пайдилинип, мошу баш қошушқа имканийәт яритип, бизгә дайим ярдәм берип келиватқан сахавәтлик инимиз Турсунмәһәмәт Мусаевқа тәшәккүр изһар қилмақчимән. Шуниңдин кейин сөз алған ҖУЭМниң иҗраий мудири Зихруллам Қурванбақиев җәмийәтлик ишларда жигитбашлириниң ролиға тәпсилий тохталди. Шундақла барлиқ жигитбашлириға ҖУЭМ рәиси, Парламент Мәжлисиниң депутати Шаһимәрдан Нурумовниң салимини йоллиди. Әнди Алмута шәһәрлик жигитбашлири кеңишиниң рәиси Инәмҗан Худайбәрдиев сәпдашилирини мәйрими билән тәбрикләп, уларниң әмгиги үчүн тәшәккүр изһар қилди. Шуниңдин кейин «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири, ҖУЭМ рәисиниң орунбасари Ершат Әсмәтов сөз алди. - Бүгүнки баш қошушниң күн тәртивидики мәсилиләрниң бири — Дөләт рәһбириниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалисидики муһим мәсилиләрни муһакимә қилиш, — деди Ершат Моллахун оғли. — Мәзкүр мақалида җәмийитимиз алдидики барлиқ муһим мәсилиләр өз әксини тапқан. Шу мәсилиләрни хәлиққә чүшәндүрсәк, тәрғибат қилсақ, нур үстигә нур болиду. Мәсилән, «Туған жер» программиси. Һәрқандақ инсан үчүн өз ана жутиниң қәдри бөләкчә. Мошу йәрдә олтарғанларниң көписи йезиларда чоң болғанлар. Худаға шүкри, тирикчилигимиз яхши. Әйнә шу туғулған жутуңларға, йезаңларға берип турсаңлар, шу йәрдики иҗтимаий тәминати начар аилиләргә, житим-йесирларға, мәктәпләргә азду-тола ярдәм қилсаңлар, жутуңлар үчүн әмгәк қилған жутдашлириңларниң исимлирини әбәдийләштүрүш ишлирини қолға алсаңлар, мошуниң һәммиси силәрниң һөрмитиңларни техиму жуқури көтириду. Йәнә бир муһим программа – «100 йеңи исим». Силәр беваситә хәлиқ ичидә жүргәчкә, жутуңлардики хәлиқ үчүн хизмәт қиливатқан, әмгиги сиңгән адәмләрни яхши билисиләр. Һазир әйнә шундақ шәхсләрни тәвсийә қилиш башланди. Бизниң миллитимиз арисида шундақ адәмләрниң бар екәнлигигә ишәнчим камил. Бизму шуларни тәвсийә қилайли. Әлвәттә, «Уйғур авази» гезитиниң жигитбашлири билән достлуғиниң узун жиллиқ әнъәниси қелиплашқан. Биз бу әнъәнини наһайити қәдирләймиз. Муштири топлаш вә башқиму мәсилиләрдә уйғур жутлириниң жигитбашлири бизгә дайим қол-қанат болған, болуватиду һәм буниңдин кейинму шундақ болиду, дәп ишәшлик ейталаймән. Мана һазир һәммимиз үчүн муһим болған муштири топлаш мәвсүми башланди. Силәрниң қоллап-қувәтлишиңлар түпәйли бу ишниму көңүлдикидәк әмәлгә ашуримиз дегән үмүтим бар. Шуниңдин кейин сөз алған Алмута шәһәрлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Исақ Лохмәнов жигитбашлириниң әмгигини баһалап, тәшәккүр изһар қилди. Әнди «Тәңритағ» телеканилиниң паалийити һәққидә телеканалниң баш продюсери Адилҗан Садиқов тәпсилий тохталди. — Хәлқимиз өз жутиға көйүнидиған, миллитини сөйидиған, жутдашлири ичидә абройи бар адәмләрни жигитбеши қилип сайлайду, — деди өз новитидә сөз алған жут мөтивәри Сабирҗан Ғаппаров. — Қазақстанда һәммә хәлиқ үчүн охшаш шараит моҗут. Елимиздә миллий мәктәплиримиз, миллий театримиз бар, гезитлиримиз чиқиватиду. Уйғурлар көп яшаватқан хошна дөләтләрдә мошуниң бириму йоқ. Биз, қазақстанлиқ уйғурлар, һәқиқәтәнму бәхитлик уйғурлар. Әнди әйнә шу байлиғимизни сақлап, әвлатқа тапшуруш — бизниң муқәддәс вәзипимиз. Бу йәрдә силәрниң, йәни жигитбашлириниң, ролиңлар алаһидә. Есиңларда болса, өткән әсирдә тонулған айрим сәнъәткарлиримиз шагирт тәрбийиләш ишиға тамамән көңүл бөлмиди. Шу сәвәптин барлиқ қир-сирини өзи билән елип кәтти. Бу ечинишлиқ әһвал. Байқисам, бүгүн бу йәргә жиғилған жигитбашлириниң нурғуни маңа охшаш яшанғанлар екән. Мениң илтимасим, шагирт тәйярлашни қолға алсаңлар. Шуларға барлиқ ишларни үгәтсәңлар, яшларни җәлип қилсаңлар, нур үстигә нур болиду. Жиғилғанларниң диққитини җәлип қилған «Туран дунияси» җәмийәтлик фондиниң рәиси Карлин Мәхпировниң нутқи болди. — Мән иш бабида нурғун түркийтиллиқ дөләтләрдә болдум, уларниң урпи-адәтлирини үгәндим, — деди Карлин Мәхпиров. — Пәқәт Өзбәкстанниң Әнҗан вилайитидила “жигитбеши” дегән чүшәнчә бар екән. Қалған һечбир түркийтиллиқ хәлиқләрдә мошундақ җәмийәтлик институт йоқ. Уйғурларниң, улар дунияниң қайси дөлитидә яшишидин қәтъий нәзәр, жигитбашлири бар. Мәсилән, Түркияни алайли. Тилимиз йеқин болғачқа, мошу дөләттә яшаватқан қандашлиримиз көп җәһәттин ана тилини унтушқа йүзләнди. Амма миллий әнъәниләрни унтумайду. Жигитбашлири бар. Европа әллиридиму шундақ. Швециядики уйғурларниң ейтишичә, мошу йәргә көчүп кәлгәнләр дәсләптә өлүм-житим ишларда түрк яки әрәп моллилирини тәклип қилишқа мәҗбур болған. Шундақла той-төкүн вә башқиму муһимларда ишни башқуруп, хәлқимиз әнъәнилиригә мувапиқ өткүзүшни қолға алидиған адәмләр болмапту. Ахири улар әтраптики барлиқ уйғурларни жиғип, жигитбешини сайлап, ишлирини рәткә кәлтүргән екән. АҚШтиму шундақ болған. Демәк, «жигитбеши» чүшәнчиси һәрбир уйғурниң қенида бар. Шуңлашқа жигитбашлириниң ишлирини тәшвиқ қилиш, уларға болған һөрмәтни ашуруш лазим. Мәзкүр баш қошуш ахирида «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Исақ Лоқмәнов вә Алатав наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Турғанҗан Йүсүпов бир топ җәмийәтлик ишларниң активистлириға Пәхрий ярлиқларни тапшурди.

446 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы