• Баш муһәррир минбири
  • 10 Қараша, 2017

Утуқлиримизға утуқ қошқанларни унтумайли

Ершат ӘСМӘТОВ, «Уйғур авази»/ Буниңдин бираз вақит илгири Уйғур театриниң мәҗлисләр залида бир топ  уйғур зиялилириниң қатнишиши билән латин йезиғиға көчүш мәсилиси муһакимә қилинди. Униң иштракчилириниң әң чоңи — татар миллитиниң мунәввәр пәрзәнди, тарих пәнлириниң намзити, 90 яшлиқ Мунир Ерзин болди. Асасий мавзуға көчүш алдида униң шу баш қошушта сөзлигән нутқидин айрим үзүндиләрни кәлтүрүп өтәй. «...Латин алфавитиға көчүш — биз, уйғурларда, биринчи қетим көтириливатқан мәсилә әмәс...», «...Биз, уйғур зиялилири, илгири қедимий бай мираслиримиздин айрилип қалимиз дәп тәшвишләнгән болсақ, һазир һечнәрсимизни жутирип қоймаймиз...», «...Мана, һазирқи күндә латин алфавитиға көчүш мәсилиси кәң түрдә муһакимә қилиниватиду. Қазақ қериндашлар билән биллә биз, уйғурларму, униңға йеқиндин арилишиватимиз. Демәк, биз, уйғурлар, бу иҗтимаий-сәясий мәсилигә бепәрва қаримайватимиз...» («Уйғур авази» № 43, 26.10.2017). Көрүп турғинимиздәк, татар қериндишимиз өз нутқида «биз, уйғурлар» дегән ибарини төрт қетим қайтилиған. Мошуниң өзи униң миллитимизгә болған чәксиз меһир-муһәббити вә чәксиз һөрмитиниң ипадисидур. Һәқиқәтәнму Мунир ақсақал хәлқимизниң муң-зариғиму, хошаллиғиғиму ортақ болуп яшаватқан инсан. Шундақла миллий тәрәққиятимизға униң қошқан төһписи зор. Башқисини ейтмиғанниң өзидә, у Қазақстан уйғур мәтбуатиниң 100 жиллиқ, умумән, уйғур мәтбәәтчилигиниң 1000 жиллиқ тарихини ениқ фактлар билән дәлилләп чиқти. Пәқәт испатлапла қалмай, бу һәқиқәткә йетиш йолида алп рәқиплири билән җиддий күришип, җенини тикти десәк, ашуруп ейтқанлиқ болмайду. Умумән, тарихимизда беваситә миллий тәрәққиятимизға мунасивити бар саһаларниң риваҗлинишиға мунасип төһпә қошқан башқа милләт вәкиллири нурғун. Мәсилән, уйғуршунаслиқ йөнилиши бойичә қол йәткүзгән утуқлиримизни түркшунас вә шәриқшунас алимлар — С.Малов, Л.Гумилев, Н.Баскаков (руслар), В.Радлов (немис, әсли исим-нәсиби Фридрих Вильгельм Радлоф), Г.Ярринг (швед), Ә.Несин (татар), Ә.Қайдаров (қазақ) қатарлиқ шәхсләрсиз тәсәввур қилалмаймиз. Улар пәқәт уйғур хәлқиниң тарихини, тилини һәм мәдәнийитини чоңқур тәтқиқ қилипла қоймай, бәлки қедимий миллитимизниң дунияға тонулушиға зор төһпә қошти. Әнди исми аләмгә мәшһур, академиялик мәртивигә егә Уйғур театримизниң өтмүшигә нәзәр салайли. Бу қутлуқ сәнъәт дәргаһи қурулғандин буян, һәрхил жилларда униң репертуариниң бейишиға, сәнъәткарлиримизниң кәспий дәриҗисиниң көтирилишигә, умумән, аброй-инавитиниң йүксилишигә бебаһа төһписини қошқан қериндаш милләт вәкиллириниң исимлирини унтушқа һоқуқимиз йоқ. Атақлиқ режиссерлар — Қазақстан хәлиқ артистлири Қадир Жетписбаев билән Әзәрбәйҗан Мәмбетов (қазақлар), Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Сергей Башоян (әрмән), Вахаб Азимов билән Али-Ардобус Ибрагимов (өзбәкләр) вә башқилар шулар җүмлисидиндур. Мундақ мисалларни өзимизниң гезитимиз өтмүшидинму кәлтүрүшкә болиду. Мәсилән, узун жиллар давамида «Коммунизм туғида» рәссам хизмитини атқурған қазақ вә рус милләтлириниң вәкиллири — мәрһумлар Рустем Жумакенов, Иван Горелкин вә Таужан Есбергенованиң, фотомухбир Рысқали Дүйсенғалиевниң, «Йеңи һаят» гезитиниң техникилиқ муһәррири болған Серик Кәттибаевниң, татарлардин гезит хадимлири Әнвәр Лоқмәнов, Мунир Ерзин һәм Җәзирә Бурһанованиң исимлири чоң әвлат гезитханлиримизға яхши мәлум. Әгәр өткән әсирниң 60 — 90-жиллиридики мәтбуат саһасида рәссам әмгигиниң нәқәдәр әһмийәтлик һәм җапалиқ болғанлиғини әскә алсақ, бу қериндашлиримизға апирин әйләшкә әрзийду. Көрүп турғинимиздәк, миллий тәрәққият йолумизда бизниң улуғвар зиялилиримиз билән һәмнәпәс яшап, адил һәм шиҗаәтлик әмгәк қилған қериндашлиримиз аз әмәс. Әйнә шундақ һәқиқий мәнадики ришти үзүлмәс қериндашлиқниң, сәмимий достлуқниң үлгисини яритип, «Уйғур» дегән бүйүк намниң «ташқа тамға бесилғандәк» дуния тарихи сәһипилиридин орун елишиға биркишилик үлүшини қошқан өзгә милләт вәкиллирини бешимизда көтиришимиз керәк. Чүнки һәрқандақ милләтниң қол йәткүзгән утуқлири өзгиләр тәрипидин қоллап-қувәтләшкә егә болғандила, униң дуния миқиясида тонулушиға имканийәт яритилиду.

452 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы