• 1-декабрь — Тунҗа Президент күни
  • 30 Қараша, 2017

Қериндаш хәлиқ тилида

Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти – Милләт Лидери Китапханисида Нурсултан Назарбаевниң әзәрбәйҗан тилиға тәрҗимә қилинған тәрҗимиһали тонуштурулди. Китапниң нәшир қилиниши Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти күнигә беғишланди. Уни тонуштуруш мәрасимиға Астанаға атақлиқ әзәрбәйҗан дөләт әрбаплири, Милли Меджелисиниң депутатлири кәлди. Тәнтәнилик мәрасимға шундақла қазақстанлиқ вә әзәрбәйҗанлиқ алимлар, тарихчилар, чәт әлләр дипломатик миссиялириниң вәкиллири қатнашти. Дөләт рәһбири тәрҗимиһалиниң муәллипи вә лайиһә рәһбири – Қазақстан Җумһурийити Президенти Идарисиниң башлиғи, Милләт Лидери Китапханиси мудириниң вәзиписини орунлиғучи Махмуд Қасымбеков. – Китап қериндаш хәлиқ тилида нәшир қилинди. Бу қазақ хәлқигә вә униң Тунҗа Президентиға болған чоң һөрмәтниң нишани, – дәп тәкитлиди Махмуд Базарқұл оғли. –  «Нурсултан Назарбаев. Тәрҗимиһал сәһипилири» намлиқ әмгәк буниңдин бәш жил илгири қазақ вә рус тиллирида нәшир қилинған еди. Шуниңдин етиварән китап инглиз, немис, корей, әрәп, венгр, серб, түрк вә хәнзу тиллирида чиқирилди. Нәширниң әзәрбәйҗан тилидики киришмисини Әзәрбәйҗан Җумһурийити Президентиниң иҗтимаий-сәясий мәсилиләр бойичә ярдәмчиси Али Гасанов язди. – Китап Улуқ Дала Ели Тунҗа Президентиниң, Вәтинигә вә хәлқигә хизмәт қилған ярқин һәм абройлуқ рәһбәрләрниң бириниң паалийити тоғрилиқ җанлиқ һекайә қилиду, – дәп тәкитлиди у. – Мәзкүр надир әмгәк оқуғучиларға мустәқил Қазақстанниң асасини салғучи шәхсниң һаяти вә сәясий паалийитиниң түрлүк басқучлирини күзитиш, униң һаятиниң анчә мәлум болмиған фактлири билән тонушуш имканийитинила әмәс, бәлки Милләт Лидериниң тәғдири арқилиқ дөләтниң йеңи тарихиниң сәһипилирини ечиш имканийитиниму бериду. Китапни Әзәрбәйҗан Алий медиамукапитиниң лауреати, узақ жиллар мабайнида Қазақстанда Әзәрбәйҗан аммивий әхбарат васитилириниң журналисти болуп ишлигән Аида Эйвазова тәрҗимә қилди. – Мәзкүр китап мени көп нәрсигә үгәтти, – дәйду у. – Қазақстан Президентиниң һаят йоли инсан балисиниң өз әмгигиниң мевисини хәлқигә беғишлап, қандақ яшаш вә күришиш керәклигини көрситиду. Китаптики көплигән нәрсиләр әнди мениң өзәмниң һаятий нишанлиримға айланди. Китапни тонуштуруш мәрасимида бай архив материаллири асасида тәйярланған бу нәширниң Қазақстанниң йеңи тарихи бойичә муһим һөҗҗәтлик мәнбә болуп һесаплинидиғанлиғи тәкитләнди.

387 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы