• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 01 Ақпан, 2018

Дуниядики әң егиз вә әң пака адәм учрашти

Дуниядики әң егиз әр — түркийәлик Султан Көсен билән бойи әң кичик һиндстанлиқ аял — Джиоти Амге учрашти, дәп хәвәрләйду 24.kz сайти. Гиннессниң рекордлар китавиға киргән улар Мисир мәдәнийәт вә туризм министрлигиниң алаһидә тәкливи билән Қаһирәгә келип, тарихий җайларни зиярәт қилған. Ейтиш керәкки, бу — Мисир туризмини қоллап-қувәтләш мәхситини көзлигән Султан Көсенниң мәзкүр әлгә болған дәсләпки сәпири. Дуния әһлини өз алаһидиликлири билән һәйран қалдурған 2 метр 51 сантиметрлиқ Султан билән бойи аранла 62,8 сантиметрға йетидиған Джиоти Мисир пирамидилириниң алдида сүрәткә чүшти.

180 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы