• Һакимлар һесавити
  • 08 Ақпан, 2018

Илгириләш бар, камчилиқ түзитилиду

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази»/ Панфилов наһийәсиниң һакими Темирлан Бектасов бир ай мабайнида тәвәдики шәһәр вә 13 йеза округиниң турғунлири билән учришип, өткән жилниң һесавитини бәрди вә келәчәк иш-реҗилири билән ортақлашти. Тәкитләш керәкки, һесават жиғинлар Алмали йезисидин башлинип, Яркәнт шәһиридә аяқлашти.Наһийә һакими әң алди билән бу күнләрдә Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаевниң қазақстанлиқларға йоллиған «Төртинчи санаәт инқилави шараитидики тәрәққиятниң йеңи имканийәтлири» намлиқ Мәктүбидә көрситилгән асасий 10 муһим вәзипигә тохтилип, һәрбир йөнилиш бойичә өз пикир-тәклиплири билән бөлүшти. Шуниңдин кейин һаким өз һесавитида наһийәдә бир жил ичидә әмәлгә ашурулған ишлар һәққидә ейтип өтти. Униң ейтишичә, өткән жили мошундақ һесават жиғинға 6994 адәм қатнишип, улардин саламәтликни сақлаш, билим бериш, мәдәнийәт, ичидиған су, қурулуш билән йолларни җөндәш вә башқа мәсилиләр бойичә 35 соал вә тәклипләр келип чүшкән екән. Бәхиткә яриша, уларниң тәңдин-толиси иҗабий һәл қилинипту. Докладта атап көрситилишичә, өткән жили наһийәдә ишләпчиқиришниң асасий саһаси болған аграр секторида 37,6 млрд. тәңгилик мәһсулат йетиштүрүлүпту. 43,4 миң гектар мәйданға йеза егилиги зираәтлири терилипту. Вилайәтлик көрсәткүчләргә асасланған һалда шуни тәкитләш керәкки, көмүқонақниң 33 пайизи Панфилов наһийәсидә өстүрүлиду. Наһийәдә 25785 гектар мәйданға “етиз мәликиси” терилип, униңдин 162000 тонна ашлиқ йетиштүрүлгән. Ейтиш керәкки, наһийә хәлқи үчүн бу утуқлар чәк әмәс. Әгәр терилғу мәйданлирини йәниму кәңийип, суғирилидиған йәрләрни үнүмлүк пайдилинип, йеңи технологияләрдин кәң түрдә җарий қилиш, тамчилитип суғириш усулини қоллиниш, сүпәтлик уруқ йетиштүрүш арқилиқ йеза егилиги мәһсулатлириниң көләмини техиму ашурушқа болидиғанлиғини тәкитлигән һаким, саһаға җавапкәр хадимларға ениқ тапшурмиларни жүклиди. Өткән жили «Жаркент-Фрукт» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи тәрипидин Айдарли йезисида 1110 гектар мәйданға һәрхил сортлуқ мевиләр көчити тикилгән. 578 га алма, 405 га алича, 74га шаптула, 40 га қарөрүк,13 га нәшпүт охшаш мевиләрниң йеңи сортлирини тамчилитип суғириш усули билән күтүп, пәрвиш қилиш қолға елинған. Бүгүнки күндә бу бағда 442 адәм турақлиқ иш билән тәминләнди. Инвестиция көләми — 3,0 млрд. тәңгә. Шундақла наһийәдә мал бодаш ишлириму көңүлдикидәк әмәлгә ешиветипту. Чарвичилиқ саһасини алидиған болсақ, «Сыбаға», «Алтын асық» «Құлан» вә башқиму дөләт программилири тәләпләр дәриҗисидә орунланған. «Сыбаға» дөләт программиси асасида 670 қаримал, «Алтын асық» бойичә 839 қой-өшкә, «Құлан» программиси бойичә 223 илқа сетивелинипту. Наһийәдә санаәт саһаси бойичә 15 млрд. тәңгилик мәһсулат йетиштүрүлгән. Буниңда «Яркәнт крахмал-ширнә заводи» ҖЧЙ «Сүръәтлик индустриаллиқ-иновациялик тәрәққият» программиси тәләплиригә толуқ җавап бериду вә Оттура Азиядә тәңдиши йоқ заводларниң бири болуши билән елимизниң ихтисадий тәрәққиятиға қошуватқан һәссисиниң салмақлиқ екәнлигини тәкитләш орунлуқ. «Яркәнт крахмал-ширнә заводида» йәнә йеңи цех ишқа қошулди. У ГФС (Глюкоза фруктозилиқ сироп) цехи. Бу мәһсулатқиму еһтияҗ үстүн. Наһийәдики кичик вә оттура тиҗарәт субъектлириниң сани 8989ни тәшкил қилип, уларда 23000 адәм ишләватиду. Бу саһада өткән жили 36 миллиард тәңгилик мәһсулат йетиштүрүлгән. Бюджетқа төләнгән селиқ 6,3 млрд. тәңгини тәшкил қилиду. «Ақбулақ» программиси бойичә аһалини ичидиған су билән тәминләш ишлири изчиллиқ билән жүргүзүлгәнлигини тәкитләш орунлуқ. Мәсилән, өткән жили төрт йезиниң турғунлирини ичидиған су билән тәминләш үчүн су проводлири әслигә кәлтүрүлди. Шәһәрдә «Нурлы жол» дөләт программиси бойичә үч йүз орунлуқ йеңи заманивий үлгидики мәктәп селинип, пайдилинишқа берилди. Әнди маарип саһасида утуқлар билән камчилиқларму орун еливатиду. Ениғарақ ейтқанда, билим бериш бойичә көрсәткүчләр қанаәтлинәрлик дәриҗидә әмәс. Ейтайлуқ, өткән жили Биртуташ миллий тест синиғи йәкүни бойичә билим сүпити 72,5 баллни көрсәтти. Ақивәттә Алмута вилайити бойичә Панфилов наһийәси 17 орунда қеливатиду Өткән жили Яркәнт шәһириниң кочилирини асфальтлап, тротуарларни селиш үчүн 133,2 млн. тәңгә бөлүнүп, бу ишлар толуғи билән өз вақтида «Базис-А» вә «МаксДорстройсервис» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи тәрипидин әмәлгә ашурулди. Һаким өз һесавитида Дөләт рәһбириниң Мәктүплиридә, «100 ениқ қәдәм» Милләт планида алға сүрүлгән вәзипиләрниң миқияслиқ екәнлигини, уларни орунлаш үчүн қолға кәлтүрүлгән утуқлар билән чәклинип қалмай, йеңи пәллиләргә қол йәткүзүш үчүн әмгәк қилиш лазимлиғини атап өтти. Җүмлидин медицина мәһкимилирини һаҗәтлик автомашина вә йеңи қурал-җабдуқлар билән тәминләш лазим. Наһийәлик ағриқханида компьютерлиқ томография аппарати ишқа қошулған. Чулуқай йезисида йеңи давалаш амбулаторияси, Төвәнки Пәнҗим йезисида фельдшерлиқ пункт пайдилинишқа берилди. Бирақ бу саһа бойичиму ана өлүми билән наресидә өлүминиң 5 пайизға өскәнлигини наһийә һакими ечинишлиқ билән тәкитлиди. Һесават жиғинда «Қамқор» су коопеаративиниң йетәкчиси Күлғайша Бердиғулова, пешқәдәм устаз Реһимҗан Тохтахунов, славян мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Галина Борисова вә башқилар сөзгә чиқип, бирқатар пикир-тәклипләрни ейтиш билән биллә һакимниң биржиллиқ иш-паалийитигә қанаәтлинәрлик баһа бәрди. Шундақла жиғинға қатнашқан Алмута вилайити һакиминиң орунбасари Жақсылық Омар йол қоюлуватқан бәзибир камчилиқларға тохтилип, уларни һәл қилиш бойичә саһа адәмлиригә җиддий тапшурмиларни жүклиди. Баш қошуш давамида саламәтликни сақлаш һәм маарип саһалиридики камчилиқлар вә һәрхил дәриҗидики җинайәтләрниң өсүватқанлиғи, болупму камаләткә толмиған балиларниң тәртиви һәққидиму гәп болуп, бу мәсилиләрни һәл қилиш бойичә пикир-тәклипләр ейтилди. Панфилов наһийәси.  

207 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы