• Йеңилиқлар
  • 08 Ақпан, 2018

Иҗадий ойлаш вақти

Президент Нурсултан Назарбаев «Нур Отан» партиясиниң Мәркизий аппаратини зиярәт қилди вә сәясий бирләшмә алдиға бирқатар муһим вәзипиләрни қойди. Президент «Нур Отан» партияси Рәисиниң йеңи биринчи орунбасари Мәулен Әшимбаевни тонуштурди вә Мухтар Қул-Мухаммедқа әмәлгә ашурған иши үчүн тәшәккүр билдүрүп, униң Парламент Сенатиниң депутати болуп тайинлинишиға бағлиқ лавазимидин бошитиливатқанлиғини тәкитлиди. Президент Мухтар Қул-Мухаммедниң икки жилға йеқин вақит ишләп, барлиқ тапшурмиларни орунлиғанлиғини, җай-җайларда дөләт сәяситини чүшәндүрүп, партия тәшкилатлири билән яхши алақиларни орнатқанлиғини қәйт қилди. – Сизгә чоң иш көләмини әмәлгә ашурғанлиғиңиз үчүн тәшәккүр изһар қилимән, – деди Нурсултан Назарбаев вә паалийәтниң йеңи участкисиниң наһайити җиддий вә җавапкәрлик орун екәнлигини атап өтти. Президент Мәулен Әшимбаевни тонуштуруп, униң 5 жилдин ошуқ депутат болуп, Парламент Мәҗлисиниң комитетини башқурғанлиғини әслитип өтти. – Униң партияниң мәртивисини вә ролини ашурушқа өз һәссисини қошидиғанлиғиға ишинимән. Һәммиңларниң ишлириға муваппәқийәт тиләймән, – деди Нурсултан Назарбаев. Дөләт рәһбири еқимдики вәзипиләргә алаһидә диққәт ағдурди. – «Нур Отан» партияси дөләтниң муһим сәясий күчигә айлинип, униң сәяситини бәлгүләватиду, бизниң барлиқ программилиримизни әмәлгә ашурушқа қатнишиватиду, – деди Президент. Нурсултан Назарбаев индустриал-инновациялик программиниң муһим екәнлигигә диққәт ағдурди, чүнки углеводород энергетикисиниң дәври аяқлишиватқанлиқтин, уни нәтиҗидарлиқ әмәлгә ашурушниң әһмийәткә егә екәнлиги байқалмақта. Дөләт рәһбири миллий ихтисатни Төртинчи санаәт инқилавиға маслаштурушниң зөрүр екәнлигини атап көрсәтти. Йеңи вақит йеңи қарарларни тәләп қилмақта вә бу пүткүл дуния үчүн, җүмлидин Қазақстан үчүнму синаққа айлиниватиду. Буниңда билим бериш системисиға, кадрларни тәйярлашқа алаһидә роль тәәллуқ болмақта. Президентниң сөзичә, һазир Қазақстан мәктәплириниң вә алий оқуш орунлириниң программилири вақит тәләплиридин наһайити арқида қеливатиду. Бүгүнки таңда балиларни мустәқил пикир қилишқа, мошу мурәккәп вә йеңилиқлар дуниясида һаяттин өз орнини тепишқа үгитиш керәк. – Әгәр биз дуниявий тәрәққияттин арқида қалмаслиқни халайдекәнмиз, бизгә чапсан илгириләш керәк. Шуңлашқа бийилқи Мәктүп ислаһатларни орунлашқа қаритилди. Бизниң барлиқ илгәрки программилиримиз мошуниңға нишан қилинған. Мәсилә уларниң қандақ ишлишидә, – деди Қазақстан Президенти. Дөләт рәһбириниң тәкитлишичә, программиларни әмәлгә ашурушқа бөлүнүватқан дөләт ахчисини бекардинла «көмүветишкә» йол қоюшқа болмайду. Башқичә ейтқанда, әгәр кархана қурсақ, у һәқиқәтәнму санаәтниң зөрүр объекти болуп, еһтияҗи бар, экспортқа нишан қилинған мәһсулатни чиқириши керәк. Сөзсизки, «Нұрлы жол» инфрақурулумлуқ тәрәққият программиси зөрүр, чүнки автомобиль вә төмүр йоллар, көрүкләр вә портлар һәрқачан керәк. Булар һәрқандақ мәмликәт вә пүткүл дуния ихтисадиниң қан томури. Роһий тәрәққият арқида қалмаслиғи лазим. Шуңлашқа тегишлик программида униңғиму җиддий диққәт бөлүш муһим. Нурсултан Назарбаев атап өткәндәк, қобул қилиниватқан барлиқ қанунлар вә дөләтниң иш һәрикәтлири адәмләрниң яхши һаят кәчүрүшигә нишан қилинған. Президент дөләт вә саһалиқ программиларни әмәлгә ашуруш үстидин назарәтни күчәйтишниң муһим екәнлигигә диққәт ағдурди вә партияниң уларни тәйярлашта һәм әмәлгә ашурушта паалийәтчанлиқни җанландуруши керәклигини тәкитлиди. – Биздә вилайәтләрдә партия тәшкилатлири бар. Улар қоюлған вәзипиләрни орунлашта паалийәтчанлиқ көрситиши керәк, – деди Президент. Униңдин ташқири Дөләт рәһбири Конституциягә өзгиришләр киргүзүлгәндин кейин мәмликәттә башқа сәясий партияләрниң өсүши үчүн шараит яритилғанлиғини вә «Нур Отан» партиясиниң өзиниң риқабәткә тақабиллиғини ашуруш керәклигини әслитип өтти. Партия әзалирида буниң үчүн васитә вә имканийәтләр моҗут, пәқәт иҗадий ойлашни билиш вә ишта нәтиҗидарлиқ яндишишларни тепиш, һәрбир адәмниң қәлбигә йол тепиш керәк. Нурсултан Назарбаев партия Рәиси сүпитидә адәмләрниң партия әзалиридин паал, җанлиқ ишни күтүватқанлиғини тәкитлиди.

403 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы