• Йеңилиқлар
  • 08 Ақпан, 2018

Системилиқ чариләр лазим

Қазақстан Президенти Нурсултан Назарбаев Җумһурийәтлик бюджетниң орунлинишини назарәт қилиш бойичә санақ комитетиниң рәиси Нурмухамбет Әбдибековни қобул қилди. Учришиш давамида Нурмухамбет Әбдибеков Дөләт рәһбиригә Санақ комитетиниң 2017-жилда атқурған ишиниң асасий нәтиҗилири, шундақла алдики вақитта туруватқан вәзипиләр тоғрилиқ доклад қилди.Өткән жилниң йәкүни бойичә идарә 354 объектта 25 тәкшүрүш чарә-тәдбирлирини жүргүзди. Уларниң нәтиҗисидә әслигә кәлтүрүлүши шәрт болған 307,3 миллиард тәңгиниң 198,5 миллиарди қайтурулған. Нурсултан Назарбаев Санақ комитетиға «Дөләт аудити вә малийә назарити тоғрилиқ» қанунниң тегишлик дәриҗидә орунлинишини тәминләшни тапшурди. Униңдин ташқири Қазақстан Президенти Санақ комитетиниң бюджет мәблиғиниң нәтиҗидарлиқ пайдилинилишини хелә пухта баһалашни жүргүзүшиниң муһимлиғини атап көрсәтти вә хилаплиқларға йол қоймаслиқ бойичә системилиқ чариләрни ишләп чиқишниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. Дөләт рәһбири Санақ комитетиниң регионларда тәптиш комиссиялириниң ишини уйғунлаштурушни тәминләштики вә уларниң паалийитини яхшилаш бойичә методикилиқ һәм әмәлий тәвсийәләрни тәйярлаштики ролини тилға алди. Учришиш йәкүни бойичә Нурсултан Назарбаев илгири қобул қилинған нормативлиқ һоқуқ һөҗҗәтлири вә дөләт программилириға мувапиқ дөләт аудити һәм малийә назарити органлириниң паалийитини мукәммәлләштүрүш йөнилишидә бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.

388 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы