• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 22 Ақпан, 2018

Қумул мәшрәп муқами

Қумул мәшрәп муқами — тарихи узун, көләми зор, аһаң байлиғи мол, жүрүшләштүрүлгән он икки парчә нәзмилик мәшрәп аһаңлиридин тәркип тапқан. У, худди «Он икки муқамға» охшашла, уйғур сәнъитидики әң қиммәтлик мираслардин һесаплиниду. Қумулдики тарихий нахша-қошақларниң һәрбириниң өз алаһидилиги бар. Йәни улар мәлум бир тарихий дәвирдики хәлиқниң мәдәний турмушиға зор тәсир көрсәткән даңлиқ шәхсләрниң тарихий һекайилири билән чәмбәрчас бағланған. «Қумул он икки муқаминиң» 8-муқами 2-мәрғулиниң 8-чүшүргиси болған «Алмихан» нахшисиму әйнә шундақ қәдир-қиммәткә егә фольклор варислиримизниң бири һесаплиниду. Ундақта Алмихан ким? «Алмихан» нахшиси қәйәрдә вә қандақ пәйда болған? Униң алаһидилиги немидин ибарәт? Ели Исмайил топлап, рәтлигән «Қумул нәзмилири» намлиқ китапта төвәндики қизиқарлиқ мәлуматлар берилгән. 1870-жили Қоқәндин кәлгән Яқупбәг Рашидин ғоҗа һакимийәтни ағдуруп ташлап, Бәдөләт һакимийитини қурған. Қумулда Бешир чиңваң өлгәндин кейин аяли Меһрибану тәхткә чиқип, туғма паләч оғли Ғуламмуһәмәткә вакаләтән ваңлиқ жүргүзгән. Шу пәйттики қалаймиқанчилиқлар ақивитидин Қумул пухралиридин тәркивидә Меһрибану қатарлиқ хан җәмити бар 20 миңдин ошуқ адәм җәнупқа қарап бәт алиду. Туғулған жутидин айрилған қумуллуқлар амалсиз Пичан, Турпан, Тоқсун, Корла, Бүгүр, Куча, Үчтурпан қатарлиқ җайлардин пана тапиду. Кейинирәк әһвал бир қур җөндәлгәндин кейин Меһрибану рәһбәрлигидики қумуллуқларниң көпчилиги ана жутиға қайтиду. Айримлири орунлашқан йәрлиридә қалиду. Шу қетимқи мусапирчилиқтин кейин қумуллуқ Ғоҗамнияз дегән адәм Кучадин Алмихан исимлиқ чирайлиқ бир аялни некаһиға алған екән. Шуниңдин кейин Алмиханниң нами Ғоҗамниязға ләқәм болуп қалиду. Бу киши 1830 — 1926-жиллар арилиғида яшиған. Һазир Қумул Ләңгәрдә униң қәбри бар. Бу кәнттә «Алмиханлар җәмити» моҗут. Ғоҗамниязниң әвлатлири «Һәқиқий Алмиханлар», униң иниси Һошуқи Һошурниң әвлатлири болса, «Ялған Алмиханлар» дәп атилиду. Әнди өтмүшкә қайтип кәлсәк, Алмихан Қумулға келин болуп чүшкәндә, ордидила әмәс, бәлки бәг-ғоҗамларниң өйлиридиму өткүзүлидиған мәшрәпләр көпийип кәткән. Ваң ғоҗамлар тәрипидин ордида өткүзүлидиған мәшрәпләргә шәһәрниң әң маһир сазәндилири, муқамчилири, уссулчилири һәм параңчи-қизиқчилири тәклип қилинатти. Һәтта хәлиқ ичидики чирайлиқ аялларму чақиртилатти. Буниңға қарши чиққанлардин бәг-төриләр һәрхил банә-сәвәпләрни тепип, өч алатти. Ғоҗамнияз Алмиханни мәшрәп сорунларға апирай десә, ғурури чидиматти, өйдә қалдурай десә, бәгләрниң нәпритидин қорқатти. Улар ахири айрилишқа мәҗбур болиду. Иккиси биллә өткүзгән бәхитлик, амма қисқа аиләвий һаятини әслишип, һәсрәт чекишиду. Шуниңдин кейин авам хәлиқ арисида уларға беғишланған «Алмихан» намлиқ нахша-қошақлар барлиққа келип, аммибаплиққа айлинишқа башлайду. Шинҗаң хәлиқ радиостанцияси.

186 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы