• Яднамә
  • 16 Наурыз, 2018

Әл қәлбидә қалған инсан

Өткән йәкшәнбә күни Уйғур театрида тонулған җәмийәт әрбаби, мәрһум Турғанҗан Розахуновни хатириләш вә у тоғрилиқ йезилған китапни тонуштуруш мәрасими болуп өтти. Униңға мәрһумниң қом-қериндашлири дост-яранлири, кәсипдашлири билән биллә җамаәтчилик вәкиллири қатнашти. Мәлумки, Турғанҗан Розахунов өзиниң алаһидә тәшкилатчанлиғи һәм көпчилик билән ишләшни билидиған хислити арқилиқ хәлқимиз арисида тонулған инсан еди. У һаят вақтида миллий мәдәнийитимиздә йүз бәргән йеңилиқлар, мәйли маарип, мәтбуат яки башқиму саһалардики өзгиришләр болсун, асасән униң паал арилишиши түпәйли әмәлгә ашти десәк, һәргизму ашурувәткәнлик әмәс. Буниңға һәрқандақ аңлиқ, ақ-қарини пәриқ қилидиған адәм гува болалайду һәм башқичә болушиму мүмкин әмәс. Мәрһум өзиниң бай һаятий тәҗрибисини хәлқимизниң мәнивий-роһий җәһәттин риваҗлинишиға сәрип қилип, амминиң алқишиға сазавәр болғанлиғи, униң аброй-инавитини техиму ашурди. Чоңға – чоңчә, кичиккә оңчә мунасивәт қилишни билидиған униң алий инсаний хислити һәркимниң зоқини кәлтүридиған. Мән буни Турғанҗан ака билән бираз заман ишләш мабайнида ениқ байқиған едим. Униң йәнә башқиларда кам учрайдиған хислити, у бәлгүлүк мәсилә билән өзи мураҗиәт қилип барған адәмни қайил қилишқа қадирлиғи еди. Қисқиси, мән шу устазимдин үгәнлирим нурғун вә улар маңа әсқетиватиду, дәп ойлаймән. Хатирә кәчкә кәлгән меһманлар шу қәдәр нурғун болдики, театр залида жиңнә санчиғидәк йәр қалмиди. Кәч униң һаяти тоғрисида чүширилгән һөҗҗәтлик фильм билән башланди. Андин география пәнлириниң доктори, профессор Шерипҗан Надиров мәрһумниң паалийити һәққидә доклад оқуди. Андин сөз новитини алған бир топ шәхсләр – «АЗМК – GROUP» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи мудирлар кеңишиниң рәиси Әхмәтҗан Шардинов, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Йолдаш Азаматов, «БеНТ» акционерлиқ җәмийитиниң президенти Дилмурат Кузиев, «Атамекен – Агро» акционерлиқ җәмийитиниң башқарма рәиси Кинтал Исламов, Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Дилшат Насиров, шаир Җәмшит Розахунов, «Мейірім» Панфилов наһийәлик мәхсус иҗтимаий хизмәт көрситиш мәркизиниң рәиси Амантай Раев вә башқилар Турғанҗан Розахунов тоғрилиқ хатирилири билән бөлүшүп, униңдәк миллитигә көйүнгән инсанниң аримиздин толиму әтигән кетиши биз үчүн чоң йоқитиш болғанлиғини алаһидә қәйт қилди. Чарә-тәдбирниң давами мәрһумниң һаятидин учур беридиған йеңи «Мәшъәл» намлиқ китапниң тонуштуруш мәрасимиға улашти. Кәчниң рәсмий қисми аяқлашқандин кейин сәнъәтсөйәр хәлқимизниң сөйүмлүк нахшичиси Санийәм Исмайил, «Дияр» топиниң әзаси Рустәм Ниязов, «Нава» ансамблиниң солисти Нуралим Варисов вә яш шансон нахшичиси Алимҗан Зулпиқаров йеқимлиқ нахшилири арқилиқ көпчиликниң көңлини алди. Ахирида мәрһумниң оғли Арманҗан Розахунов қериндашлири Разийәм вә Заһидәмләр сөз елип, бүгүнки мәрасимни өткүзүшкә шараит яратқан театр мәмурийитигә һәм барлиқ уюштурғучиларға Розахуновлар аилиси намидин миннәтдарлиқ билдүрди. Сүлфи МӘШРӘПОВ, «Инайәт» ассоциациясиниң рәиси.

543 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы