• Яшлар вә вақит
  • 16 Наурыз, 2018

Бәхтини издигән Бәрна

Бәхит дегән немә? Мәйли ишиниң, йә ишәнмәң, бир өмүр мошу соалға җавап тапалмайдиғанларму бар. Өмүрдә бир қийинчилиққа учрисақ болди, «Бәхтим ечилмиди», «Бәхитсизмән» дәп турмушумизға кайип, һаяттики барлиқ оңушсизлиқларни – бәхитсизлик биләң тәңләштүримиз. «Бәхитни» биз һәрхил чүшинимиз. Узун сөзниң қисқиси, дунияда һәммимизниң бәхитлик болғимиз келиду. Бәхит издәш йолида адишип жүргәнләрниң бири – Бәрна еди. У кичигидин өз һаятиға һечқачан рази болған әмәс. Ата-аниси барини берип, һечкимдин кам қилмай чоң қилсиму, униңға һәрдайим бир немә йетишмәйватқандәк, өзини бәхитсиз һис қилатти. Аилисидә 5 бала болуп, Бәрна өйниң чоңи болидиған. Өзидин кейин икки сиңлиси вә икки иниси бар. Шуңлашқа аилисидә пат-пат «Сән өйниң чоңиғу, қизим, өй-ичини тазилап, ини-сиңиллириңға баш-көз бол. Уларниң дәрисигә ярдәмләш» яки гайида «Чоң болғандин кейин бу ишиң хата болди. Сениң дурус болған һаләттиму, кичиккинә ини-сиңиллириң билән тәң боламсән?!» дегәндәк несиһәт сөзләрни көп аңлиғачқа, ата-аниси униңға қариғанда, ини-сиңиллирини бәкирәк яхши көридиғандәк сезилип, һасинатти. «Тезирақ чоң болуп, мәктәпни тамамлап, оқушқа кәтсәм, өз халиғинимчә яшап, бириниң буйруғини орунлап, тилини аңлиматтим. Мана шу чағда бәхитлик болаттим» дәп ойлатти һәм шу күнни тақәтсизлик билән күтәтти. Бәрна бәхит издәп, чоң һаятқа қәдәм ташлиди. Амма арминидики бәхитни шәһәрдинму тапалмиди. Студентлиқ һаятниң қийинчилиқлиридин ьбаш көтирәлмәй қалди. Бурунқидәк иссиқ тамиғини вақтида тәйярлап алдиға қойидиған аниси, йошуруп жүрүп, артуқ пул беридиған дадиси, бөлмисини чаң кәлтүрүп бәңвашлиқ қилидиған инилири һәм керәк-яриғини талишидиған сиңиллириму йоқ. Бәхит издигән Бәрна өзиниң хаталашқанлиғини билсиму, тән алғуси кәлмәй, жүригидики «Мүмкин, бәхтим техи алдимдидур» дегән үмүт чириғини өчәрмиди. Һәш-пәш дегичә оқушини тамамлап, дипломиниму қолиға алди. Бәрнаниң һаятқа болған көзқаришиму, бәхиткә қарита тәливиму тамамән өзгәрди. Әнди у “бәхит – бай болушта” дәп чүшәнди. Хан сарийидәк өйүм, йетип-ашқидәк пулум, чәт әлниң йеник машиниси, янфоним, қиммәт кийимлирим болса, “бәхит” дегән шу әмәсму дәп ойлиди. Алға қойған мәхситигә йетиш үчүн тиним тапмай ишлиди. Жиллар өтүп һашамәтлик өйниму салди, нә-нә қиммәт баһалиқ машиниларниму минди. Бирақ қолидики бар байлиқ жүригидики бәхит бошлуғини толтуралмиди. Бәрна шуңлашқиму бариға қанаәт қилмиди. Бәхиткә дегән интилиш униң һаятини бара-бара өзгәртти. Бәндичиликкә берилгән Бәрна бариға шүкри ейтмиди. Бәхитлик болалмиғанлиғи үчүн һаятиға йәниму нарази еди. Тирикчиликниң койида турмушқиму чиқмиди. Өй-очақлиқ болған достлириниң кечә-күндүз алдираш, бала беқип, өй ишлири билән пайпетәк болуп жүргәнлигини көрүп, аиләвий турмушниң қийинчилиқлириға дуч кәлгүси кәлмәтти. Айлар, жиллар өтивәрди... Бәрна болса, бәхиткә йетиш йолида техичә адишип жүрәтти. Турмуши бир хил өтүвәрмиди. Ата-анисидин айрилип, қайғудин қан жутти. Ини-сиңиллириму чоң болуп, бир-бир өйниң чириғини йеқип, өз йолиға кәтти. Хан сарийидәк өйидә йәнила ялғуз қалди. Жиғлиған балиси, муңдишидиған өмүрлүк йолдишиму йоқ. Дәл өзи таллиған һаят. Әнди «Пешанәм шор охшайду, тәғдиримгә бәхитлик болуш йезилмапту!» дәп өз-өзигә налиди. «Һәркимниң бәхитлик болушқа һоқуқи барғу, ундақ болса, мән қайси йолда хаталаштим, Яратқан егәм!» дәп күн-түни көзиниң йеши қуримас болди. Мошу пәйттә униңда байлиқму, әркинликму бар, лекин бәхит йоқ! Қурдашлири нәврә қучуп, бала-чақисиниң қизиғиға бөләнгәндә, жүрәк-бағри өкүнүштә буруқтум болди. Һаятиниң һеч мәзмуни қалмиғандәк, өмри сизип қойған түз сизиқтәк тәкши өтүвәрди. Һаят қануни һәммигә ортақ. Бәхит издигән Бәрнаниң йешиға яш қошулуп, чачлири ақарған, бели мүкчәйгән момай болди. Пүтүнсүрүк өмрини бәхит йолида набут етипму, бәхитлик болалмиди. Ялғузчилиқ жүригигә тикәндәк патқан бәхитсиз момай дәрманидин кәткән. Һалидин хәвәр алар йөлиги йоқ, тәнһалиқ жүригидики сақаймас яриларни тирниғандәк болди. Жиққан мал-мүлки, һашамәтлик өйиму керәксиз болуп қалди. Еғир тинип, қолиға бир парчә ақ қәғәз билән қәләм елип, ичигә толуп қалған дәрт-муңини төкти: «Мундақ күндә қалимән дәп һеч ойлимаптимән. Көзүмни наданлиқ торап, қолумда турған бәхитни баһалимаптимән. Әгәр шуни вақтида чүшәнгинимдә, бу дунияда мениңдин артуқ бәхитлик инсан болмиған болар еди. Бәхит – бариңға қанаәт қилиш екән. Әнди, «әпсус» дәп ейтиштин башқа илаҗим йоқ. Бар гуна өзәмдә. Сән маңа әта қилған бәхитниң қәдригә йәтмигәнлигим үчүн мени кәчүр, Улуқ Аллам! Бу мениң вәсийәт хетим. Бирақ мән буни ким үчүн йезиватимән, билмәймән. Мән көз жумғандин кейин кимниң қолиға тәгсә, шуниңға ейтқан өтүнүшим болуп қалсун. Мошу өйдин башқа, илкимдики бар байлиғимни житимлар өйи билән қерилар өйигә ианә қилдим. Вәсийәтнамәмни биринчи оқуған адәм мошу өйүмниң егиси болсун. Лекин униңға бир илтимасим бар, бу өйгә бәхит елип кәлсун! Қараңғулуқ бесип қалған һәр булуңиға бәхит чириғини йеқип, нурландурсун»... Сабирәм ӘНВӘРОВА.

404 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы