• Әхбаратлар еқими
  • 29 Наурыз, 2018

Биздин қайтмиса, Алладин қайтсун

Өткән жили 3-апрель күни Алмута шәһири Султанқорған мәһәллисиниң Палладин кочисидики өйүмиз тосаттин өртинип, икки балимиз билән өй-маканимиздин айрилдуқ. Йолдишим Сатурин Сопиев ишта болғанлиқтин, һойлида турған йеник машинимизму өрт ичидә қалди. Туюқсиз кәлгән бу бала-қазаниң бизни гаңгиритип қойғини ейтмисамму чүшинишлик. Бизниң бу қайғумизға Султанқорған мәһәллисиниң жут-җамаәтчилиги, 101-мәктәп-гимназияниң муәллимлири билән оқуғучилири, ата-анилар бепәрва қаримиди. Улар шу күнила бизгә озуқ-түлүк, иссиқ кийим-кечәк йәткүзүп бәрди. Хәлқимизниң әйниги болған «Уйғур авази» гезити һалимиздин хәвәр тапқандин кейин, бизгә маддий җәһәттин ярдәм көрситиш тоғрилиқ көпчиликкә елан қилди. Әйнә шу көпчиликниң ярдими түпәйли йеңи өй селивелишқа муйәссәр болдуқ. Бешимизға қийин күн чүшкәндә әсқатқан хәлқимизниң өмлүгигә миннәтдар болдуқ. Бүгүн биз сөйүмлүк гезитимиз арқилиқ аилимизгә мәнивий һәм маддий җәһәттин яр-йөләк болған барлиқ қериндашлиримизға, җүмлидин 101-мәктәп-гимназияниң мудири Хуршидәм Ниязоваға вә барлиқ муәллимләргә, ата-аниларға, мәрт-мәрданә инсанлар Дилмурат Кузиевқа, Арсен Аблесеновқа, Әбәйдуллам Сиддиққа, Антонина Шамсутдиноваға, «Уйғур авази» гезитиниң тәһриратиға, Султанқорған, Достлуқ, Қалқаман, Ақбулақ, Заря Востока, Қарасу, Айнабулақ, Ленинская Смена мәһәллилириниң жут-җамаәтчилигигә, мечит қомиға вә уруқ-туққан, қом-қериндашлиримизға һәм достлиримизға, шундақла исимлири аталмай қалған башқиму қандашларға чәксиз тәшәккүримизни изһар қилмақчимиз. Биздин қайтмиса, Алладин қайтқай! Рашидәм ТОХТАХУНОВА. Алмута шәһири.

429 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы